Уйғурлар, хитайниң афғанистан сияситиниң қурбани
2007.10.10
Силәргә мәлум болғинидәк, америкида йүз бәргән 11 - сентәбир вәқәсидин буян хитай һөкүмити, уйғурларниң афғанистандики мәвҗутлуқини әң зор козур қатарида көтүрүп чиқип, буни уйғурларниң миллий һәрикитини дуня сияси сәһнилиридә " террорчи һәрикәт " қилип көрситишидики асаслиқ сиясий дәсмайә сүпитидә қоллинип кәлмәктә. Болупму хитай һакимийитиниң ташқи тәшвиқатлирида, уйғурлар гоя талибанлар һакимийәт бешиға чиққандин кейинла андин афғанистанға берип топланған қилип көрситип кәлгән иди.
Уйғурларниң афғанистандики мәвҗутлуқи, хитайниң афғанистанға қаратқан сияситиниң мәһсули
Әмәлийәттә болса уйғурларниң афғанистандики мәвҗутлуқи, хитайниң афғанистанға қаратқан сияситиниң, йәнә шундақла шәрқий түркистандики диний саһәгә қаратқан чоң тазилаш һәрикитиниң мәһсули болуп, хитай һакимийити талибанлар һакимийәт бешиға чиқиштин хели бурунла шәрқий түркистандики уйғурларниң афғанистанға берип, бу йәрдики қораллиқ тоқунушларға қатнишишини ички җәһәттә қоллиған вә тәшвиқ қилған, әйни чағда бу һәрикитини қандақтур өзлириниң афғанистан хәлқиниң таҗавузчиларға қарши күришини қоллиғанлиқиниң намайәндиси қилип көрсәткән иди.
Бу хил реаллиқ бүгүнки күндә ғәрб мәтбуатлиридиму тилға елинип, хитай һакимийитиниң бу җәһәттики тәтүр тәшвиқатлири инкар қилинип кәлмәктә. Мәсилән, " германийә долқунлири " радиосида йеқинда елан қилинған, " хитайниң афғанистандики йиңи издинишлири " дегән темидики мулаһизидә, 70 - йилларниң ахирлирида совит иттипақи афғанистанға таҗавуз қилип киргәндин кейин, хитайниң афғанистандики мусулман муҗаһид гуруппиларни қоллаш сиясити йүргүзгәнлики, буниң нәтиҗисидә әйни чағда миңлиған уйғурниң афғанистанға берип, мусулман муҗаһидлар билән бир сәптә туруп совит қизил армийисигә қарши җиһадқа қатнашқанлиқи, совит иттипақи афғанистандин әскәр чикиндүргәндин кейин, афғанистандики уйғур муҗаһидларниң шәрқий түркистанға қайтип келип, хитайға қарши мустәқиллиқ күриши елип барғанлиқи баян қилинди.
юқурқи мулаһизидә, хитайниң афғанистан муҗаһидлирини пүтүн күчи билән қоллаш сияситиниң, хитайниң өзи үчүнму йиңи мәсилиләр туғдурғанлиқи әскәртилип, әйни чағдики афғанистан урушидин кейин, шәрқий түркистан районида топилаң вә исянларниң арқа - арқидин баш көтүрүп чиққанлиқи вә бу исянларниң хитай әскәрлири тәрипидин рәһимсизләрчә бастурулғанлиқи тәкитләнди.
Мақалидә, " бу йәрдики мусулманлар, қәдимий йипәк йолиниң икки тәрипидики районларда өзлириниң игилик һоқуқиниң барлиқини тәләп қиливатиду, 1949 - йили хитай бу районни ишғал қилиштин бурун, бу йәр шәрқий түркистан дәп атилатти, 2005 - йили кишилик һоқуқ тәшкилати бейҗиң һөкүмитиниң бу йәрдики мусулманларға диний вә мәдәнийәт җәһәттә чәкләш сиясити йүргүзгәнликини әйиблигән болсиму, әмма бейҗиң һөкүмити бу йәрдики уйғурларниң әл - қаидә террор тәшкилати билән алақиси барлиқини, әл - қаидәниңму шинҗаңниң мустәқиллиқ һәрикитини қоллаватқанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә " дәп көрситилди.
юқириқи мулаһизидә, талибанлар һакимийәт бешиға чиққандин кейин, хитайниң талибанлар билән уйғурларниң һәмкарлиқиниң давамлишишидин әнсирәп, талибан һакимийити билән йеқинлишиш сияситини йолға қойғанлиқи, һәтта талибан билән иқтисади вә һәрбий җәһәттә килишимнамилар имзалиғанлиқи, әмма талибан һакимийити хәлқарада йитим қалғандин кейин, болупму 11 - сентәбир вәқәсидин кейин, хитайниң талибан һакимийити билән болған мунасивитини үзүшкә мәҗбур болғанлиқи изаһлап өтүлгәндин кейин, нөвәттә хитай һакимийитиниң афғанистан һәққидә йиңи издинишләр елип бериватқанлиқи, америка вә шимали атлантик әһди тәшкилати армийисиниң афғанистанда әскәр турғузуши билән, хитайниң афғанистан сияситиниң вәйран болғанлиқи, шуңа һазир хитайниң афғанистанға иқтисади җәһәттин һуҗум қозғап, шу арқилиқ афғанистандики тәсирини ашуруш йолини таллиғанлиқи баян қилинди.
юқириқи мулаһизидә йәнә, хитайниң хәлқаралиқ әхлақ өлчәмлирини бир чәткә қайрип қоюп, натоғра васитиләр билән вә башқилар әсла риқабәтлишәлмәйдиған интайин төвән баһа вә тәннәрқләр билән афғанистанниң һәрқайси саһәлиригә сиңип кириватқанлиқи, һазир пүтүн афғанистанға қилинған импорт малларниң 20 пирсәнтини хитайниң таварлири игилигәнлики баян қилинди.
Хитайниң афғанистан муҗаһидлирини қоллиғанлиқи истратегийилик мәнпәәтлири үчүн
Әйни чағдики тарихий реаллиқларға қарайдиған болсақму, уйғур қораллиқ күчлириниң афғанистанда пәйда болушида хитайниң бивастә рол ойниғанлиқини көрүвелиш тәс әмәс.
1976 - Йили мавзедуңниң өлүмидин кейин, совит иттипақи билән хитай оттурисида 60 - йилларниң башлиридин етибарән давам қилип кәлгән дүшмәнлик мунасивәтлири сәл - пәл юмшашқа башлиған иди.
79 - Йили совит иттипақиниң афғанистанни ишғал қилиши билән, хитай билән совит иттипақиниң мунасивәтлири қайтидин йириклишишкә башлиди. Хитайму шундин кейин совит иттипақиниң афғанистан ишғалиға қарши хәлқаралиқ һәрикәтниң алдинқи сепидә йәр елип, афғанистанда совит иттипақи әскәрлиригә қарши күрәш қиливатқан муҗаһидларни сияси, иқтисади вә һәрбий җәһәттин пүтүн күчи билән қоллиди, шундақла шәрқий түркистанда елип барған тәшвиқатлирида, дуняниң һәрқайси әллиридики мусулман пидаийларниң афғанистанға келип, афған хәлқи билән бир сәптә туруп, совит таҗавузчилириға қарши батурларчә уруш қиливатқанлиқини болушиға мәдһийиләп, уйғур мосулманлириниму бу сәпкә қошулушқа астириттин күшкүртти. Йәнә келип хитай һакимийити шәрқий түркистанни афғанистан муһаҗидлириға қорал - ярақ йәткүзүп беридиған асаслиқ линийә қиливалған иди.
Нәтиҗидә , хитай ишикни сиртқа ечивәткән 80 - йилларниң башлиридин етибарән һәҗ қилишқа вә ислам әллиригә оқушқа чиққан уйғурларниң хели бир қисми афғанистанға мәхпий өтүп, афған муҗаһидлар сепиға қошулуп совит армийисигә қарши урушқа қатнашти, һәтта бәзилири җәңдә шеһид болди.
Әмәлийәттә хитайниң афғанистан муҗаһидлирини пүтүн күчи билән қоллап - қувәтлигәнлики вә һәтта уйғурларниң афғанистанға берип бивастә урушқа қатнишишиға көз юмғанлиқи, қандақтур хитай һакимийитиниң мусулман хәлқләргә һесдашлиқ қилғанлиқидин әмәс, бәлки өзлириниң истратегийилик мәнпәәтлири үчүн иди. Чүнки хитай һакимийити әйни чағда өзлириниң ғәрбтики әң муһим чиқиш еғизлириниң бири һесабланған афғанистанниң совит иттипақиниң контроллуқиға өтүп кетишини халимайтти.
Уйғурларниң афғанистандики мәвҗутлуқиға хитай һакимийити бивастә сәвәбчи
1988 - Йили совит иттипақи афғанистандин әскәр чекиндүргәндин кейин, әйни чағда афғанистанға берип урушқа қатнашқан уйғурларниң көп қисми шәрқий түркистанға қайтип кәлди, хитай һакимийитиму әйни чағда уларни билсиму билмәскә селип, қануний җәһәттин һеч бир истәк - сориқини қилмиған, худди " германийә долқунлири " радиосида елан қилинған юқириқи мақалидә көрситилгинидәк, таки 90 - йилларниң башлириға кәлгәндә шәрқий түркистанда йүз бәргән хитайға қарши миллий һәрикәтләрдә әйни чағда афғанистанға берип урушқа қатнашқан бәзи уйғурларниң актип йәр елишниң оттуриға чиқиши билән, андин хитай һакимийити уларға қарши омумйүзлүк тазилаш һәрикити елип бериш зөрүрийитини һес қилған, шундақла, " өзәм тапқан балаға, нәгә барай даваға " дәп зарлинишқа башлиған иди.
Пәқәт була әмәс, 60 - йиллларниң ахирлиридиму миңлиған уйғурлар коммунист хитайниң чекидин ашқан зулумидин қутулуш үчүн, өзлирини ялғандин " афған муһаҗири " қилип көрситип, афғанистанға чиқип кәткән иди, гәрчә буларниң көп қисми кейин түркийигә келип орунлашқан болсиму, әмма һазирму һәм уларниң мәлум қисми афғанистанниң һәрқайси районлирида яшап кәлмәктә.
Йәнә шундақла , хитай һакимийитиниң 90 - йилларниң оттурилирида шәрқий түркистандики диний саһәгә қаратқан рәһимсизләрчә қаттиқ бастуруш вә тазилаш һәрикити сәвәбидин, көплигән яш диний затлар һаятлирини қутқузуп қелиш үчүн, шәрқий түркистанға қошна болған пакистан вә афғанистан қатарлиқ әлләргә қечип чиқишқа мәҗбур болған иди.
Демәк бу реаллиқлар, уйғурларниң афғанистандики мәвҗутлуқиға хитай һакимийитиниң бивастә сәвәбчи болғанлиқини наһайити рошән испатлап турмақта. (Пәрһат муһәммиди)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бай наһийисидә йәнә бир чоң тәбиий газ записи байқалди
- Куча яйлиқи қар апитигә учриди
- Уйғур районида икки америка ширкити үстидин тақаш буйруқи чиқирилди
- Сиясәт вә сиясийонлар тоғрисида
- Хитай оттура асияда асаслиқ ролчи сүпитидә мәйданға кәлмәктә
- Уйғур ели хитайдики әң чоң нефит базиси болуш алдида турмақта
- Хитайда қумлишиш еғирлашмақта
- Мәрһум күрәш күсән әпәнди вапатиниң бир йиллиқи хатириләнди
- Ғәрбкә ярдәм бәргүчи "пидаийлар" әслидә хизмәт қайғусидики көчмәнләр болуп чиқти
- Күйтоңда йүз бәргән пахта вәқәсидә сақчилар қолға елинған пахтикарларни урған
- 1949 - Йили 10 - айда йүз бәргән уйғурларға даир зор сиясий вәқәләр
- Уйғур илидики биңтүәнлик хитайлар билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди
- Уйғур елидә гөш баһаси өрләп хәлқниң турмуши қейинчилиққа дуч кәлмәктә
- Рабийә ханим әнглийидики паалийитини давамлаштурмақта
- Хитай һөкүмити ақсуға муқимлиқ сақлаш назарәт қилиш өмики әвәтти