Шәрқий түркистанда һейт мәнзириси


2007.10.11

Бүгүн пүтүн дуня мосулманлири, "12 айниң султани " дәп аталған муқәддәс рамазан ейини ибадәт вә сахавәт билән тамамлап, рози һейтни тәнтәнә билән күтүвалди.

Бу мубарәк күндә, мусулманларниң әң чоң арзуси болса, һейт намизини исламниң шәртлири буйичә баласиз, қазасиз өткүзүш, имамниң дилни йорутқучи хутбисини аңлаш арқилиқ роһий җәһәттин тәсәлли тепиш, шундақла намаздин йенип удулла қәбристанлиққа берип, ата - ана, уруқ -‏- туғқан вә дост ‏- ярәнлириниң тупрақ бешида олтуруп қираәт өткүзүш арқилиқ, уларниң роһиға аллаһтин шатлиқ тиләштин ибарәт. Бу, мусулманлар үчүн әң зор мәнивий хошаллиқтур.

" Вәтәнниң әһвали наһайити чатақ икән"

Әпсуски , бүгүнки күндә коммунист хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанда шәпқәтсизләрчә йолға қоюп келиватқан динсизлаштуруш сиясити, уйғур мусулманлирини мубарәк һейтниң юқириқидәк мәнивий хошаллиқи вә тәнтәнисидин мәһрум қалдурупла қалмастин, һәтта уларни миң йиллиқ етиқадидин пәйдин ‏- пәй узақлаштуруватиду.

Өткән йиллиқ һейт мәзгилидә явропадин вәтәнгә берип туғқан йоқлап кәлгән бир уйғур үрүмчидә көргән әһваллар һәққидә тохтилип, " вәтәнниң әһвали наһайити чатақ икән, техи бундин 10 нәччә йил бурунла, һейт намизидин йенип тупрақ бешиға барсақ, шеһитликләр кәлгән қарим балилар билән толуп кетәтти, улар биздәк диний савади йоқ вә қираәт қилишни билмәйдиған ишчи ‏- хизмәтчиләр үчүн қәбрә бешида уларниң уруқ ‏- туғқанлириниң роһиға атап мәхсус хәтмә қуран қилип берәтти, һәтта бизни бир ‏- биридин қизғинип талишип кетәтти, бизму уларниң сайисидә мәҗбурийитимизни ада қилип, роһий азадичилик ичидә қайтип келәттуқ, аридин 10 нәччә йил өтүп, өткән йили үрүмчидә һейт намизидин йенипла шеһитликкә бардим вә пүтүнләй әксичә бир мәнзирини көрдүм, илгири қаримлар бизни талишатти, һазир айәт билмәйдиған ишчи - хизмәтчиләр қаримларни талишидиған, һәтта бир қаримни бир мунчә киши талишип өчирәттә туридиған әһвал пәйда бопту, чүнки шеһитликтә қаримларниң сани бармақ билән саниғидәк дәриҗидә азлап кетипту " дәп баян қилип бәргән иди.

" Һейт күни мусулманлар қәбристанлиқини пуқрачә кийингән сақчи вә җасуслар қаплап кетидикән"

Һелиқи достум буниң сәвәблирини чүшәндүрүп, " һейт күни мусулманлар қәбристанлиқини пуқрачә кийингән сақчи вә җасуслар қаплап кетидикән, илгири буйәрдә башқилар үчүн қираәт қилип беридиған диний затлар вә яш қаримларниң көпинчисини сақчилар тутуп кетипту, сәлла гуманлиқ дәп қариғанлирини пуқрачә кийингән сақчилар сөрәп апирип машиниға бесип елип кетидикән, шуңа һазир уларниң көпинчиси қорқуп шеһитликкә бармайдиған болуп қапту. Униң үстигә вәтәндә динда оқуған яшларниң көпинчиси түрмидә икән, һөкүмәт уйғур яшлириниң диний тәлим елишини қаттиқ чәклигини үчүн, яшлиримизниң ичидә қуран оқуялайдиғанлар вә айәтләрни ядқа билидиғанлар интайин азлап кетипту, илгири бирәр өлүм ‏- йитимгә пәтә оқуп берип қалсақ, 10 нәпәр яшниң ичидин әң болмиғанда 2 , 3 нәпири қираәт қилишни биләтти, һазир һәтта 50 ‏- 60 нәпәр яшниң ичидин қираәт қилалайдиған бирәрсиниму учритиш тәс икән, бу хил йүзлиниш мени қаттиқ әндишиләндүрди " дегән иди.

юқириқи бу адди селиштурма, хитай һакимийитиниң уйғурларниң диний етиқадини йоқитиш йолида наһайити тиз қәдәм бесиватқанлиқини көрситип турмақта.

Ундин башқа йәнә , һейт намизи хутбисини елип ейтсақму, коммунист хитай һакимийити 90 ‏- йилларниң оттурилиридин етибарән шәрқий түркистандики мәсчитләрдә имамларниң җүмә вә һейт намазлирида җамаәткә тәблиғ қилишини вә хутбә беришини чәкләшкә башлиған, буниңға етираз билдүргән имамларни мәсчитләрдин һәйдәп чиқирип, уларниң орниға, һөкүмәт тәрипидин оюштурулған аталмиш " вәтәнпәрвәр диний затлар курси " ни тамамлиған қизилпачақларни мәсчитләргә имам , муәззин қилип тәйинләп, уларни җүмә вә һейт намазлирида җамаәткә компартийиниң әмир ‏- пәрманлириға чәксиз итаәт қилишни тәшвиқ қилишқа салған иди.

Мәсчитләрниң түзүми худди түрмиләрниң түзүмидәк интайин қаттиқ

Вәтәндин кәлгән инкаслардин мәлум болушичиму, нөвәттә һейт намазлирида җамаәтниң мәсчитләргә һөкүмәт бәлгиләп бәргән муддәттин бурун кирип олтуруши мумкин әмәс, намаздин бурун хутбә йоқ, намаздин кейин тоғра ‏- дурус дуаму йоқ, имамлар һейт намизини худди җиназә намизидәк наһайити тиз түгитип, мәсчитләрни иттик бошитиши лазим, намаздин чиқип мәсчитниң алдиға топлинип бир ‏- бириниң һейтни мубарәклишиму чәкләнгән. Униң үстигә әгәр сиз компартийә вә иттипақ әзаси болсиңиз, һөкүмәтниң ишчи ‏- хизмәтчиси болсиңиз, кадир яки оқутқучи болсиңиз, 18 яштин төвән болсиңиз у чағда һейт намизиға қатнишишиңиз мумкин әмәс, йошурун кирип ашкарилинип қалсиңиз, узунғичә сиясий бесим вә зәрбидин қутулалмайсиз.

Болупму наһийә, йеза вә кәнтләрдики мәсчитләрниң түзүми худди түрмиләрниң түзүмидәк интайин қаттиқ болуп, һәр бир мәсчиткә наһийә, йеза вә кәнт дәриҗилик кадирлардин әң аз болғандиму 7 ‏- 8 нәпәр киши қаранчуқ қилинған вә бу мәнсәпдарларниң асаслиқ вәзиписи, өзигә тәқсим қилип берилгән мәсчитләрни сиясйи җәһәттин назарәт қилиш вә өзлири турушлуқ җайлардики диний затларни вә диний паалийәт сорунлирини компартийә вә сотсиялизм үчүн хизмәт қилдуруштин ибарәт.

Хитай һакимийити дуня җамаәтчиликиниң көзини буяш үчүн, һейт намизида пәқәтла шәрқий түркистанда турушлуқ чәтәллик мусулман тиҗарәтчиләр вә саяһәтчиләр көпрәк киридиған қәшқәр һейтгаһ мәсчити вә үрүмчи хантәңри мәсчити қатарлиқ аз сандики нуқтилиқ чоң мәсчитләрдә имамларниң қисқичә хутбә оқушиға рухсәт қилған болуп, мәсчитләрниң өгзисигә нағра, - сунайчиларни орунлаштуруп, артистларни усулға селип, худди шәрқий түркистан мосулманлири наһайити бәхтиярлиқ ичидә мубарәк һейтни күтивалғандәк бир мәнзирини яритишқа тиришип кәлмәктә.

Әгәр сиз һейт намизиға иштирак қилған җамаәткә зәң селип қариғиниңизда, уларниң чеһридин бир хил һәсрәт, надамәт, тәшвиш, қайғу вә мәйүслүкниң йеғип турғанлиқини көрүп йетәләйсиз, мана бу, шәрқий түркистандики һейт мәнзириси ! (пәрһат муһәммиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.