Хитай компартийисиниң 17 - қурултийи, уйғурлар үчүн йеңи бәхитсизликләрниң хәвәрчиси


2007.10.23

Йеқинқи күнләрдин буян шәрқий түркистандики һәр дәриҗилик һөкүмәт тармақлири йиғин үстигә йиғин, мурасим үстигә мурасим өткүзүп, пүтүн тәшвиқат органлирини сәпәрвәрликкә кәлтүрүп, хитай коммунистик партийисиниң бу қетимқи 17 - нөвәтлик қурултийини гоя бәрикәт вә бәхт - саадәтниң әлчиси сүпитидә, болушиға тәшвиқ қилип, хитай компартийисиниң ялған вәдилиридин сәскинип кәткән уйғур хәлқи ичидә қайтидин қуруқ үмид пәйда қилишқа тиришип кәлмәктә.

Асаси мәқсәт, шәрқий түркистанниң тәбиий байлиқлирини талан - тараҗ қилиш қәдимини тизлитиш

Әмәлийәттә болса худди алдинқи қетимлиқ қурултайлириға охшашла, бу қетимқи қурултайдиму уйғур хәлқиниң иқтисадини вә мәдәнийитини тәрәққи қилдуруш, уларниң диний, қануний вә башқа һәқ - һоқоқлирини қоғдаш һәққидә бирәр кәлимиму еғизға елинғини йоқ, қурултай һөҗҗәтлиридики шәрқий түркистанға мунасивәтлик сөзләр болса, аталмиш " чоң ғәрбий шимални ечиш қәдимини тизлитип, шинҗаңни мәмликитимизниң асаслиқ енергийә базисиға айландуруш " дегән кәлимидинла ибарәт, халас !

Бу, алдимиздики 5 йил ичидә хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанниң тәбиий байлиқлирини талан - тараҗ қилиш қәдимини йәниму тизлитидиғанлиқидин дирәк бәрмәктә.

Шәрқий түркистандики тәбиий байлиқларниң уйғурларға бир тийинлиқ пайдиси тәккини йоқ

Хитайниң рәсмий статистикилирида, өткән йили шәрқий түркистанниң нефит ишләпчиқириши 24 милйон тонниға, тәбииий газ ишләпчиқириши 16 милярд 400 милйон тонниға, көмүр ишләпчиқириши 50 милйон тонниға йәткүзүлгән.

Хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанниң тәбиий байлиқлирини ечиш сүрити һәр йили оттура һесаб билән бир һәссигә йеқин ешип бармақта, әмма бухил ешишниң, бу байлиқларниң һәқиқий игилири һесабланған уйғурларға бир тийинлиқ пайдиси тәккән әмәс.

Мәсилән, башқисини қоюп туруп, пәқәтла нефитни елип ейтсақ, һазир хәлқара базарларда бир тонна хам нефитниң баһаси 600 америка доллиридин ашиду, бу баһа буйичә һесаблисақ, шәрқий түркистанда өткән йили ишләпчиқирилған 24 милйон тонна нефитниң омоми қиммити 14 милярд 400 милйон америка доллиридин ашиду.

Хитайниң рәсмий статистикилирида һазир уйғурларниң нопуси 10 милйонға йеқин қилип көрситилмәктә, 14 милярд 400 милйон америка доллирини тәхминән 10 милйон уйғурға бөлсәк, киши бешиға оттура һесаб билән 1400 доллардин көпрәккә тоғра келиду. Бу, һазир хитай һакимийити тәрипидин шәрқий түркистанда ишләпчиқириливатқан 100 хилдин артуқ кан мәһсулатиниң пәқәтла бир түри һәққидики мөлчәрдин ибарәт.

Әгәр уйғур хәлқи шәрқий түркистанниң тәбиий байлиқлиридин толуқ бәһриман болуш һоқоқиға игә болған болса иди, бүгүнки күндә уйғурлар дуняниң әң бай милләтлири қатаридин орун алған болатти, әпсуски бүгүн уйғур деһқанлириниң йиллиқ киши бешиға тоғра килидиған оттуричә кирими аран 1000 юән әтрапида болуп, йәрлик хәлқниң иқтисади кириминиң йиллиқ ешиш нисбити кейинки 10 нәччә йилдин буян 10 пирсәнттинму төвән болуп кәлмәктә. Мана бу, шәрқий түркистан хәлқиниң қайси дәриҗидә талан - тараҗға учраватқанлиқини очуқчә көрситип турмақта.

Хитай компартийисиниң 86 йилдин буян аз санлиқ милләтләргә бәргән қуруқ вә ялған вәдилири

Әгәр биз, хитай коммунистик партийиси қурулған 1921 - йилидин буян өткүзүлгән 17 қетимлиқ қурултийиниң омуми мәзмонлирини қисқичә шәрһиләп өткинимиздә, хитай компартийисиниң өткән 86 йилиниң, пүтүнләй уйғурларниму өз ичигә алған йәрлик милләтләрни қуруқ вә ялған вәдиләр арқилиқ алдаш билән өткәнликини көрүвелиш тәс әмәс.

Мәсилән, хитайда нәшр қилинған " милләтләр тәтқиқати " журнилиниң 86 - йилидики 4 - айлиқ санида елан қилинған бир мақалидә көрситилишичә, хитай компартийиси, 1921 - йили 7 - айдики тунҗи нөвәтлик вәкилләр қурултийида, манҗу импираторлуқиниң зулуми астида езилгән уйғур, тибәт вә моңғул қатарлиқ йәрлик милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқоқини етирап қилидиғанлиқини җакарлиған, 1931 - йили чақирилған вәкилләр қурултийида болса, әгәр өзлири һакимийәт бешиға чиқип қалса йолға қойидиған асасий қанун лайиһисини елан қилған, " җуңхва совит һөкүмити асасий қанун лайиһиси " дәп аталған бу асасий қанун лайиһисидә, " җуңхва совит һакимийити, җуңхва чегриси ичидики аз санлиқ милләтләрниң өз тәқдирини өзи һәл қилиш һоқоқини етирап қилиду вә бухил етирап қилишни таки һәрқайси аҗиз милләтләр җуңхвадин айрилип, өзлириниң мустәқил дөләтлирини қурғанға қәдәр давамлаштуриду " дәп көрситилгән иди. Хитай компартийиси бухил тәшәббусини таки 1947 - йили чақирилған 7 - нөвәтлик партийә вәкилләр қурултийиғичә изчил түрдә тәкитләп кәлгән иди.

Хитай компартийиси һакимийәт бешиға чиққан 1949 - йилидин кейин чақирилған 8 - нөвәтлик вәкилләр қурултийидин буян, хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур, тибәт вә моңғул қатарлиқ йәрлик милләтләргә қандақ сиясәт йүргүзүп кәлгәнлики һәммигә аян, бу җәрянда хитай компартийисиниң пүтүн сиясити, йәрлик милләтләрни ассимилятсийә қилип йоқитиш вә тәбиий байлиқлирини талан - тараҗ қилиш асасиға қурулған иди.

Хитай компартийиси ваң лечуәнни немә үчүн әтиварлап ишлитиду ?

Биз, бурунқисини қоюп туруп, хитай компартийисиниң алдинқи қетимлиқ 16 - нөвәтлик вәкилләр қурултийидин буянқи шәрқий түркистанниң вәзийитигә нәзәр селип бақайли.

2002 - Йили чақирилған шу қетимлиқ қурултайда, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари ваң лечуәнниң, хитай коммунистик партийиси мәркизи комитети сияси бюросиниң әзалиқиға тәйинләнгәнлики, хитай мәркизи һөкүмитиниң шәрқий түркистан хәлқиғә қарита техиму қаттиқ вә рәһимсиз бир сиясәтни йүргүзидиғанлиқиниң ениқ бишарити иди.

Чүнки һәммигә мәлум болғинидәк, ваң лечуән, аптоном районлуқ парткомниң секритарлиқиға тәйинләнгән 1995 - йили 12 - айдин, таки хитай компартийисиниң 16 - нөвәтлик вәкилләр қурултийи чақирилған 2002 - йилиғичә болған мәзгил, шәрқий түркистанда йәрлик хәлқниң хитай һакимийитигә қарши исян вә наразилиқ һәрикәтлири тарихтин буянқи әң күчәйгән дәвиргә қәдәм қойған, муқимсизлиқ амиллири мислий көрүлмигән дәриҗидә җанланған, йәрлик хәлққә қаритилған қанлиқ бастуруш вә тутқун қилиш һәрикәтлириму әң шәпқәтсизләрчә елип берилған вә бу сәвәбтин хитай һакимийити уйғурлар мәсилисидә хәлқаралиқ кишилик һоқоқ тәшкилатлириниң вә ғәрб әллириниң әң қаттиқ наразилиқиға дуч кәлгән бир мәзгил иди, бундақ бир шараиитта хитай мәркизи һөкүмитиниң бу һадисиләрдә баш рол ойниған ваң лечуәнниң мәнсипини еливитиш уяқта турсун, әксичә уни техиму әтиварлап ишләткәнлики, йәнә шундақла 16 - нөвәтлик қурултайдин буян ваң лечуәнниң хитайдики бәзи зор хиянәтчилик дилолири билән четишлиқи барлиқиниң оттуриға чиқишиға қаримастин, бу қетимқи қурултайда йәнә өзиниң хитай коммунистик партийиси мәркизи комитети сияси бюросиниң әзалиқилиқ салаһийитини сақлап қалғанлиқи, хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғурларға қаритип келиватқан бесим вә зулум сияситиниң бундин кейин йәниму қаттиқ һалда давам қилидиғанлиқини очуқчә көрситип турмақта.

Хитай компартийисиниң 16 - қурултийидин буянқи шәрқий түркистан сиясити

Хитай коммунистик партийисиниң 16 - нөвәтлик вәкилләр қурултийидин, бу қетимқи 17 - нөвәтлик қурултийиғичә болған мәзгилни, уйғурларниң миллий вә диний мәвҗутлуқи тарихтин буянқи әң зор хәвпкә дуч кәлгән мәзгил дейиш мумкин, чүнки бу мәзгилдә хитай һакимийити уйғурларниң миллий маарипини хитайлаштуруш мәқсидидә йолға қойған аталмиш " қош тиллиқ оқутуш " сияситидә кишини чөчүтидиған дәриҗидә зор қәдәм ташлиди.

Аталмиш " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш " дегән ниқап астида елип бериливатқан вә уйғур қизлирини хитайниң ички өлкилиригә апирип ассимилятсийә қилип йоқитишни мәқсәт қилған сияситиму дәл мушу мәзгилдә йолға қоюлди, уйғурларниң миллий һәрикәтлирини бастуруш вә уйғурларниң диний етиқадини йоқитиш мәқсидидә оттуриға қоюлған аталмиш " 3 хил күчләргә зәрбә бериш " дегән шоарму йәнә мушу мәзгилдә оттуриға чиқти.

Қисқиси, хитай компартийисиниң һәр қетимлиқ вәкилләр қурултийи, шәрқий түркистан хәлқи үчүн бир шумлуқниң, балайи - қазаниң вә бәхитсизликниң хәвәрчиси болуп кәлди. (Пәрһат муһәммиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.