Уйғурларниң миллий мәвҗутлуқиға хәвп йәткүзүватқан әң чоң амил


2007.10.29

Чәтәлләрдики бәзи уйғур сиясий паалийәтчиләр, хитай һакимийити тәрипидин уйғурларниң миллий маарипини хитайлаштуруш мәқсидидә җиддий йолға қоюлуватқан аталмиш "қош тиллиқ оқутуш " сияситини, уйғурларниң миллий мәвҗутлуқиға хәвп йәткүзүватқан әң чоң амил дәп қаримақта. Чүнки бир милләтниң тил вә йезиқи, шу милләтниң миллий мәвҗутлуқиниң вә миллий мәдәнийитиниң түп асаси, өзиниң ана тил - йезиқини йоқатқан бир милләтниң, өзиниң миллий алаһидиликлирини сақлап қалалиши мумкин әмәс, ақивәттә бу, шу милләтниң ассимилатсийә болуп йоқап кетишини кәлтүрүп чиқириду.

Инсанийәт тарихиға баққинимиздиму, уруш вә қирғинчилиқлар сәвәбидин пүтүнләй йоқап кәткән бирму милләт йоқ, әмма башқа милләтләрниң ассимилатсийисигә учрап йоқап кәткән милләтләрниң сани аз әмәс.

Хитай һакимийитиниң "қош тиллиқ оқутуш " сиясити, уйғур әвладлириниң өз ана тилини вә йезиқини унтулдуруп, уларни пүтүнләй хитайчә тил - йезиқ, хитайчә аң вә хитайчә мәдәнийәт билән тәрбийиләш асасиға таянғини үчүн, бу һал тәбиий һалда уйғурлар ичидә қаттиқ әндишә пәйда қилмақта.

Чүнки яш - өсмүрләр болса бир милләтниң кәлгүси варисчилиридин ибарәт, әгәр бу варисчилар өзлириниң миллий алаһидиликлирини вә миллий қиммәтлирини йоқатқан тәқдирдә, шу милләтниң кәлгүси мәвҗутлуқидин сөз ечиш әсла мумкин әмәс. Хитай һакимийитиниң қисқиғинә 3 йил ичидә уйғур маарипини хитайлаштуруш җәһәттә басқан ғайәт зор қәдәмлири, көплигән уйғурларниң каллисида, " мушундақ кетивәрсә, йәнә 15 - 20 йилдин кейин миллитимиз немә болуп кетәр ? " дегән соални пәйда қилмақта.

Хитай һөкүмити " қош тиллиқ оқутуш " синиплирида оқуйдиғанларниң санини 258 миңға йәткүзүшни пиланлимақта

" Аптоном районлуқ маарип назарити " тәрипидин буйил 3 - айниң 7 - күни "тяншан хәвәр тори " да елан қилинған бир доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистандики миллий мәктәпләргә қарита аталмиш " қош тиллиқ оқутуш " ни рәсмий йосунда омумйүзлүк йолға қойған вақти 2004 - йили болуп, шу йили, аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити тәрипидин, " қош тиллиқ оқутуш хизмитини омумйүзлүк қанат яйдуруш һәққидә қарар " ни елан қилған иди. Бу қарарда, авал миллий оттура - башланғуч мәктәпләрдә " қош тиллиқ оқутуш " ни йолға қоюш оттуриға қоюлған иди.

2005 - Йилиға кәлгәндә йәнә аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити тәрипидин, " азсанлиқ милләт өсмүрлиригә қарита мәктәпкә кириштин бурун хитайчә өгитиш һәққидә пикир " дегән нәрсә елан қилинип, йәслиләрдики миллий өсмүрләргә қаритаму хитайчә өгитишни қанат яйдурушқа башлиди.

2004 - Йилиниң ахири, шәрқий түркистан буйичә 52 миллий оттура - башланғуч мәктәптә синақ тәриқисидә 946 " қош тиллиқ оқутуш синипи " тәсис қилинип, бу синипларда оқуйдиған миллий оқуғучиларниң сани 35 миң 948 нәпәргә йәткүзүлди, 2005 - йили болса бу хил синипларниң сани бирақла 4505 кә, униңда оқуйдиған миллий оқуғучиларниң сани болса 145 миң 138 нәпәргә йәткүзүлди.

Бу җәрянда хитай һөкүмити миллий мәктәпләрдики хитай оқутқучиларниң санини рошән һалда ашуруш билән биргә, миллий мәктәпләрдики 10 миңдин артуқ уйғур оқутқучини мәҗбурий һалда хитайчә өгиниш курслириға йоллиди. Хитай һөкүмити йәнә 2010 - йилиға қәдәр аталмиш " қош тиллиқ оқутуш " синиплирида оқуйдиған оқуғучиларниң санини 258 миңға йәткүзүшни пиланлимақта.

Бу җәрянда йәнә 891 миллий оттура - башланғуч мәктәп хитай мәктәплиригә қошуветилгән.

Хитай йезилардики йәрлик йәсли балилириға хитайчә өгитип болушни әмәлгә ашурушни пиланлимақта

Буниңға мас һалда хитай һөкүмити йәнә шәрқий түркистандики хитай оттура - башланғуч мәктәплиридә оқуватқан " мин кавхән " ләрниң, йәни миллий оқуғучиларниң нисбитиниму алаһидә ашурған болуп, һазир хитай мәктәплиридә оқуватқан " мин кавхән " ләрниң сани, омумий оқуғучиларниң 20 пирсәнтидин көпрәкини тәшкил қилиду, хели көплигән хитай мәктәплири бу нисбәтни 50 пирсәнттин көпрәккә йәткүзгән.

Хитай һакимийити уйғур маарипини хитайлаштуруш сияситини оңушлуқ вә тиз сүрәттә елип беришқа капаләтлик қилиш үчүн, кәлгүси 5 йил ичидә, шәрқий түркистанниң уйғурлар бир қәдәр зич олтурақлашқан ақсу, қәшқәр, атуш вә хотән районлиридики 56 наһийидә 430 милйон юән мәбләғ селип, 1009 миллий башланғуч мәктәптә "қош тиллиқ тәлим - тәрбийә курси " ечип, башланғуч мәктәпкә қобул қилинидиған миллий өсмүрләргә қарита мәктәпкә кириштин бурун мәхсус хитайчә дәрс беришни қарар қилған иди, шундин буян уйғур өсмүрлири үчүн тәсис қилинған хитайчә йәслиләр худди вабадәк наһайити тиз сүрәттә пүтүн шәрқий түркистанниң йеза - қишлақлириғичә йейилмақта.

Хитайниң статистикилирида көрситилишичә, нөвәттә шәрқий түркистанда 3 - 6 яш арилиқидики өсмүрләрниң сани 1 милйон 200 миң нәпәр болуп, буниң 720 миң нәпири азсанлиқ милләт балилири икән, хитай һөкүмити 2006 - йилидин 2010 - йилиға қәдәр, ақсу, атуш, қәшқәр, хотән, или, чөчәк, алтай қатарлиқ җайларда йезилардики йәрлик йәсли балилириға қарита мәктәпкә кириштин бурун хитайчә өгитип болушни әмәлгә ашурушни пиланлиған. Ундин башқа йәнә , хитай һөкүмити 2000 - йилидин етибарән хитайниң һәрқайси өлкилиридики оттура мәктәпләрдә аталмиш "шинҗаң толуқ оттура синипи " ни тәсис қилип, шәрқий түркистанниң җәнобий районлирини асас қилған һалда бир түркүм уйғур яшлирини бу " шинҗаң толуқ оттура синиплири " ға әвәтип тәрбийиләшкә башлиған иди.

"Шинҗаң иқтисат гезити " ниң хәвәр қилишичә, 2000 - йилидин башлап һазирға қәдәр шәрқий түркистандин 15 миңға йеқин йәрлик оқуғучи хитайниң ички өлкилиридә тәсис қилинған аталмиш "шинҗаң толуқ оттура синиплири " ға әвәтилгән. Хитай һөкүмити 2010 - йилиға қәдәр бу "шинҗаң толуқ оттура синиплири " ға әвәтидиған оқуғучиларниң йиллиқ санини 20 миңға йәткүзүшни пиланлиған.

Хитай һөкүмити хитай мәктәплиридә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң санини 150 миңға йәткүзүшни пиланлимақта

Шуниң билән биргә йәнә хитай һөкүмити, шәрқий түркистандики хитайлар зич олтурақлашқан үрүмчи, шихәнзә, қарамай; санҗи, күйтуң қатарлиқ шәһәрләрдики хитай оттура мәктәплиридиму уйғурлар үчүн мәхсус " толуқсиз оттура синиплири " тәсис қилип, шәрқий түркистанниң җәнобий районлиридики миллий мәктәпләрдин уйғур оқуғучиларни йөткәп келип, бу синипларда мәҗбурий оқутушқа башлиған иди.

Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, нөвәттә юқурқи шәһәрләрдики хитай мәктәплиридә тәсис қилинған аталмиш " толуқсиз оттура синиплири " да оқуватқан уйғур оқуғучиларниң сани 9000 ға йәткән болуп, хитай һөкүмити 2008 - йилиға қәдәр уларниң омумий санини 150 миңға йәткүзүшни пиланлиған.

Һазир " қош тиллиқ оқутуш " сияситини иҗра қилиш болса, шәрқий түркистандики һәр дәриҗилик партийә - һөкүмәт органлириниң әң муһим вәзиписи қилинған.

Өткәндә хитайниң дөләт рәиси ху җинтав шәрқий түркистанни зиярәт қилғанда, җәнуптики бәзи " қош тиллиқ йәсли " вә " қош тиллиқ мәктәп " ләрни алаһидә зиярәт қилип, уйғур деһқан өсмүрлириниң хитайчә сөзлишини вә хитайчә нахша ейтишини аңлап гүлқәқәлири ечилип кәткән вә хитайниң пүтүн өлкилирини шәрқий түркистандики " қош тиллиқ оқутуш " қа ярдәм беришкә чақирған иди, шундин буян һәрқайси өлкә вә шәһәрлик һөкүмәтләр шәрқий түркистанниң җәнобий районлирида өз алдиға " қош тиллиқ йәсли " вә " қош тиллиқ мәктәп " ләрни бәрпа қилип, хитай мәркизи һөкүмитиниң хитайлаштуруш сияситигә актип маслишип кәлмәктә.

Мана булар, хитай һөкүмитиниң қисқиғинә вақит ичидә уйғурларниң миллий маарипини хитайлаштуруш йолида басқан қәдәмлири, юқурқи кишини чөчүтидиған қорқунчлуқ рәқәмләр, уйғурларниң миллий мәвҗутлуқиниң қандақ бир тәһдиткә дуч келиватқанлиқини очуқчә көрситип турмақта. (Пәрһат муһәммиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.