Уйғур қизлирини хитайға йөткәш сиясити қандақ шәкилләнгән ?


2007.11.15

Америка дөләт мәҗлисидә хитайдики аяллар вә балилар әткәсчилики тоғрисида испат бериш йиғини чақирилғанда, уйғурларниң миллий рәһбири вә мәнивий аниси рабийә қадир ханим, хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәп ишлитиливатқан уйғур қизлириниң әһвали һәққидә мәхсус доклат бәргән, рабийә ханимниң дәлил - испатлиқ вә қайил қиларлиқ доклати америка дөләт мәҗлиси әзалириниң күчлүк диққәт - етибарини қозғиған, америка авам палатасиниң бәзи әзалири, хитай даирилириниң 16 яштин 25 яшқичә болған уйғур қизлирини хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәш сияситини, " кәң көләмлик ирқий тазилашниң бир қисми " дәп қарайдиғанлиқини әскәрткән иди.

" Уйғур қизлириниң хитай өлкилиридә аяқ - асти қилиниватқанлиқиниң җавабкари коммунист хитай һакимийити "

Бүгүн шәрқий түркистанниң вәзийитигә қарайдиған болсақ, һәр дәриҗилик партийә - һөкүмәт органлириниң, " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға берип ишләшкә йүзләндүрүш" дегән ниқаб астида уйғур қизлирини хитайниң ички өлкилиригә түркүмләп йөткәш сияситини өзлириниң әң асаслиқ вәзипилириниң бири қилип келиватқанлиқини көрүвелиш тәс әмәс, әһвал шундақ икән, бу қетим америкида дөләт мәҗлисидә бу һәқтә чақирилған испат бериш йиғинидин кейин, хитайниң америкидики баш әлчисиниң баянатчиси ваң бавдуңниң буниңға қайтурған инкаси наһайити күлкилик иди, униң баян қилишичә, уйғур қизлирини хитайниң ички өлкилиригә йөткәп апирип әрзан баһада мәҗбурий ишлитиш мәсилиси дөләтниң сиясити әмәсмиш, бу тамамән хитайдики бәзи инсанларниң зораванлиқ вә қанунсиз қилмишлири имиш! ваң бавдуң, уйғур қизлириниң ички өлкиләрдә қоллиниватқанлиқиниң, езиливатқанлиқиниң вә худди оттура әсирдики қуллардәк еғир експилататсийигә учраватқанлиқиниң мәсулийитини пүтүнләй уларни ишлитиватқан хитай хоҗайинларниң гәдинигә артип қойған.

Мениңчә, уйғур қизлириниң хитайниң ички өлкилиридә аяқ - асти қилиниватқанлиқиниң бирдин - бир җавабкари, уларни бу хил муһитқа мәҗбурий йөткәп кәлгән вә хитай хоҗайинлириниң уларни еғир дәриҗидә езишигә шараит яритип бәргән коммунист хитай һакимийитиниң дәл өзидин ибарәт, шуңа һесаб беришкә тоғра кәлсә, алди билән бу шәпқәтсиз һакимийәт биваситә һесаб бериши лазим!

" Поскам вә пәйзиват наһийисидинла шәндуңға әвәтилгән уйғур қизлириниң сани 5 миңдин ашиду "

Ундақта, уйғур қизлирини хитайниң ички өлкилиригә мәҗбурий йөткәш сиясити қандақ оттуриға чиқти? бу мәсилигә җаваб бериштин бурун, хитай коммунистик партийисиниң 16 - нөвәтлик вәкилләр қурултийидин буянқи бәзи һадисиләргә нәзәр селип бақайли, 2003 - йили 3 - айда бейҗиңда чақирилған хитай коммунистик партийисиниң 16 - нөвәтлик вәкилләр қурултийида," шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партком" ниң секретари ваң лечуән, мәркизи комитет сиясий бюросиниң әзалиқиға вә хитай мәркизи һөкүмити тәрипидин алаһидә тәсис қилинған " шинҗаң хизмәтлирини маслаштуруш гурупписи" ниң муавин башлиқлиқиға тәйинлигән иди, демәк ваң лечуән, хитай коммунистик партийиси мәркизи комитетиға биваситә вәкиллик қилатти.

Ваң лечуән 16 - қурултайдин қайтип келипла, " җәнубий районлардики ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға берип ишләшкә йүзләндүрүш хизмитини 10 - бәш йиллиқ пиланниң муһим тәркиби қилиш лазим" дегән чақириқни оттуриға қойди. Униң бу чақириқиға асасән, 2003 - йилиниң оттурилиридин етибарән шәрқий түркистандики һәр дәриҗилик әмгәк вә хәлқ ишлири идарилири омумйүзлүк сәпәрвәрликкә келип, дәсләпки қәдәмдә уйғурлар зич олтурақлашқан қәшқәр, атуш вә хотән районлиридики уйғур деһқанлирини, болупму уйғур қиз - йигитлирини хитайниң ички өлкилиригә йөткәшниң пилан - тәдбирлирини түзүп чиқишқа башлиди.

2004 - Йилиниң бешиға кәлгәндә ваң лечүәнниң буйруқиға асасән, " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш" дегән сиясий шоар, шәрқий түркистандики һәр дәриҗилик партийә - һөкүмәт органлириниң әң асаслиқ шоариға айландурулди.

" Аптоном районлуқ әмгәк вә хәлқ ишлири назарити" ниң орунлаштуруши билән, җәнубий районлардики вилайәт, наһийә вә йезиларда, " ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишлитиш мулазимәт понкитлири" қурулушқа башлиди. Дәсләпки қәдәмдә җәнубий районлардики 13 наһийә," ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүштики синақ наһийиләр" қилип бекитилип, шу йилниң ахирлиридин етибарән аввал қәшқәрниң поскам, маралбеши, йәкән вә пәйзиват наһийилиридин бир түркүм уйғур деһқан яшлири хитайниң ички өлкилиригә синақ тәриқисидә ишләшкә әвәтилишкә башлиди.

Қизиқ йери шуки, уйғур қизлири ишләмчиликкә әң бурун әвәтилгән җай болса ваң лечүәнниң юрти шәндуң өлкиси болуп, ваң лечүәнниң биваситә дәллаллиқ қилиши билән, 2004 - йили қәшқәрниң пәйзиват наһийисидин тунҗи түркүмдики бирқанчә йүз уйғур деһқан қизи шәндуңдики бир завутқа ишләмчиликкә елип келингән иди.

Ваң лечуән шәрқий түркистанға йөткилип келиштин бурун, йәни 89 - йилидин 91 - йилиға қәдәр шәндуң өлкисиниң муавин өлкә башлиқи болуп ишлигини үчүн, униң бу өлкидики мунасивәт даириси кәң иди, шуңа у өлкисидики бәзи завут - карханиларниң хоҗайинлирини алаһидә шәрқий түркистанға тәклип қилип апирип, саламәтлик, иш һәққи вә турмуш җәһәттә һечбир капаләт тәләп қилмайла бичарә уйғур қизлирини бу хитай хоҗайинларға қошуп юрти шәндуңға йолға селип қойған вә әйни чағда өзиниң бу дәллаллиқини, гоя уйғурларға көңүл бөлгәнликиниң ипадиси қатарида махтанған иди.

2004 - Йилидин һазирға қәдәр, пәқәт қәшқәрниң поскам вә пәйзиват наһийисидинла шәндуңға әвәтилгән уйғур қизлириниң сани 5 миңдин ашиду.

" Йерим йилда шәрқий түркистанниң җәнубий районлиридин 900 миң уйғур деһқан башқа юртларға әвәтилгән "

Хитай мәркизи һөкүмитиму уйғур қизлирини хитайниң ички өлкилиригә кәң көләмдә йөткәш қәдимини тезлитиш үчүн, 2005 - йилидин етибарән ғайәт зор мәбләғ аҗритип, қәшқәр вә хотәнниң йезилирида уйғур яшлири үчүн хитайчә өгиниш курслирини ечип, ички өлкиләргә әвәтилидиған уйғур қиз - йигитлирини аввал бу тил курслирида мәҗбурий тәрбийиләшкә башлиған иди. Хитай һакимийити уйғурлар ичидә күчийишкә башлиған наразилиқларға қаримастин, 2004 - йилидин етибарән тәсис қилишқа башлиған " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүштики синақ наһийиләр " ниң санини үзлүксиз көпәйтип 21 наһийигә йәткүзди. 2005 - Йилиға кәлгәндә пәқәтла қәшқәрдин башқа юртларға әвәтилгән уйғур деһқанлириниң сани 340 миң кишигә йәткүзүлгән иди.

Хитайниң дөләт рәһбәрлиридин ху җинтав, җу роңҗи, вен җиябав қатарлиқларму бу мәзгилләрдә шәрқий түркистанни зиярәт қилғанда, нөвәттә җиддий йолға қоюватқан аталмиш " ешинча әмгәк күчлирини башқа юртларға йүзләндүрүш " сияситини махтап көккә көтүргән вә " аптоном район " дики һәр дәриҗилик партийә - һөкүмәт орунлиридин бу хизмәтни давамлиқ түрдә чоңқур қанат яйдурушни тәләп қилишқан иди.

Бүгүнки күндә шәрқий түркистан районидики йәрлик хәлқ ичидә уйғур қизлирини ички өлкиләргә йөткәш сияситигә қарши наразилиқларниң күчийип бериватқанлиқи, кучар қатарлиқ җайларда һөкүмәткә қарши наразилиқ намайишлириниң мәйданға кәлгәнлики, бу сиясәтниң хитай һакимийити тәрипидин уйғурларға мәҗбурий һалда теңилғанлиқини испатлап турмақта, һәтта бәзи учурлардин мәлум болушичә, җәнуби районлардики бәзи йезиларда қизлирини хитайға әвәтишни рәт қилған ата - анилар билән асаси қатлам кадирлири оттурисида йүз бәргән җедәл - маҗираларда, бәзи йеза - кәнт кадирлири деһқанлар тәрипидин уруп өлтүрүлгән, демәк, буму, асаси қатлам кадирлириниң наһайити зор хәвпкә дуч келиватқанлиқини, әмма юқириниң зор сиясий бесими билән бу селиқни орундашқа мәҗбур болуватқанлиқини көрситип турмақта. Әмма шундақтиму хитай һакимийити бу сияситидин ваз кәчкини йоқ, әксичә техиму кеңәйтип иҗра қилмақта, мәсилән " шинхуа ахбарат тори " ниң 2007 - йили 9 - айниң 14 - күнидики бир хәвиридә көрситилишичә, мушу йилниң алдинқи йерим йилида шәрқий түркистанниң җәнубий районлиридин 900 миң уйғур деһқан башқа юртларға әвәтилгән, буларниң ичидә хитайға әвәтилгәнләр 100 миңдин артуқ болуп, буларниң мутләқ көп қисми уйғур қизлиридин ибарәт.

" Һөкүмәтниң түп мәқсити уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш "

" Аптоном районлуқ сиясий кеңәш " ниң муавин рәиси хуаң чаңюән, шинхуа ахбарат ториниң мухбириға қилған сөзидә, " чегра районлардики аз санлиқ милләт аммисини ички өлкиләргә берип ишләшкә йүзләндүрүштики мәқсәт, пәқәтла уларниң пул тепишини қолға кәлтүрүш әмәс, техиму муһим болғини, уларниң әнәнивий қаришини өзгәртип, идийисини азат қилиштин ибрәт " дәп көрситиш арқилиқ, хитай һакимийитиниң уйғур қизлирини ички өлкиләргә йөткәштики түп мәқситиниң уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш икәнликидин ибарәт бу сиясий ғәризини ашкарилап бәргән иди. (Пәрһат муһәммиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.