Хитай һакимийити билән уйғур тәшкилатлири арисидики " вәтәнпәрвәрлик " тәшвиқат күриши


2007.11.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Кейинки бирқанчә йилдин буян, коммунист хитай һакимийити билән чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири оттурисида " вәтәнпәрвәрлик " тәрбийиси җәһәттә интайин кәскин бир тәшвиқат күриши давам қилмақта.

Бир - биригә зит " қош байрам " лар

Хитай һакимийити һәр йили 10 - айниң 1 - күнини, йәни, хитай хәлқ җумһурийити билән аталмиш " шинҗаң уйғур аптоном райони " қурулған күнни уйғур хәлқиғә қаритилған " вәтәнпәрвәрлик " тәрбийисиниң юқири пәллиси вә сиясий қиблинамиси қилип кәлгән болса, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири 1933 ‏- вә 1944 - йиллири мустәқил шәрқий түркистан җумһурийәтлири қурулған 11 - айниң 12 - күнини өзлириниң вәтәнпәрвәрлик тәрбийисиниң сиясий байрақдари қилип, шәрқий түркистан хәлқини хитай һакимийити тәрғип қилип келиватқан юқурқи аталмиш " қош байрам " ға әмәс, бәлки өзлириниң һәқиқий ирадисигә вә арзусиға вәкиллик қилидиған қош байрамға тәнтәнә қилишқа чақирип кәлмәктә.

Ундақта, вәтәнпәрвәрлик " дегән зади немә ? хитай һакимийити тәрғип қиливатқан " вәтәнпәрвәрлик " билән, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири тәшәббус қиливатқан вәтәнпәрвәрлик оттурисида қандақ бир пәрқ бар ?

" Вәтәнпәрвәрлик " дегән уқум һәққидә

Мениңчә " вәтәнпәрвәрлик " дегән бу уқумниң асасий мәниси, әҗдадлири яшап кәлгән вә әҗдадлириға тәвә болған юртини, туприқини, вәтинини сөйүш, вәтинидики хәлқини сөйүш, өз хәлқиниң мәдәнийитини вә миллий мираслирини сөйүш вә униңға садиқлиқ билән варислиқ қилиш һәм қоғдаш, өз хәлқиниң қайғу вә шадлиқиға ортақ болуш, өз вәтинини муқәддәс билиш вә уни җанпидалиқ билән қоғдаш, вәтини вә хәлқиниң мәнпәәтлирини һәммидин әла билиш.

Демәк, " вәтәнпәрвәрлик " дегән бу уқум, маһийәттә чәксиз сөйгү вә садақәт билән муҗәссәмләнгән хасийәтлик бир уқумдин ибарәт.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири тәшәббус қиливатқан вәтәнпәрвәрликниң йетәкчи идийиси

Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң өз хәлқиғә қарита сестимилиқ вә җиддий һалда елип бериватқан " вәтәнпәрвәрлик " тәшвиқатиниң асасий мәзмуниға қариғинимизда, уларниң, юқирида дәп өтүлгән " вәтәнпәрвәрлик " һәққидики чүшәнчиләрни чөридигән асаста, төвәндикидәк бирқанчә қарашни йетәкчи идийә қилғанлиқини көрүвелиш тәс әмәс:

Биринчидин, мустәмликичиликниң мәһсули һесабланған " шинҗаң " ни әмәс, бәлки уйғур хәлқиниң һөр ирадисиниң мәһсули һесабланған " шәрқий түркистан " ни сөйүш, " шинҗаң " кәлимисини еғизға елишни номус дәп билиш.

Иккинчидин, хитай һакимийити тәрипидин " қош байрам " дәп тәнтәнә қилиниватқан 10 - айниң 1 - күнини, "уйғур хәлқи үчүн матәм күни вә қараңғу, зулмәтлик бир дәврниң башлиниши " дәп тонуш.

Үчинчидин, қәһриман әҗдадлири тәрипидин 1933 ‏- вә 44 - йиллири 11 - айниң 12 - күни қурулған икки қетимлиқ мустәқил шәрқий түркистан җумһурийитини қиблинамә қилип, уни уйғур хәлқиниң һөрлүккә вә азадлиққа еришкәнликиниң символи сүпитидә һәр заман иптихарлиниш туйғуси ичидә яд етип туруш.

Төтинчидин, ана вәтинини зорлуқ билән ишғал қилған, вәтининиң байлиқлирини талан - тараҗ қиливатқан, хәлқиниң мәдәнийитини шундақла пүтүн миллий қиммәтлирини йоқитишқа урунуватқан, хәлқиғә рәһимсизләрчә зулум селиватқан вә аяқ ‏- асти қиливатқан хитай һакимийитигә болған ғәзәп - нәпритини ениқ ипадә қилиш, шәрқий түркистан хәлқиниң инсани һәқ - һоқоқлирини вә һөр - азатлиқини қолға кәлтүрүш шундақла хитай һакимийитиниң шәрқий түркистан хәлқиғә селиватқан юқурқидәк шәпқәтсиз зулумлирини әркин дуня хәлқиғә паш қилиш үчүн күрәш қиливатқан әркинлик җәңчилирини вә тәшкилатларни қоллап - қуввәтләп, уларниң шәрәплик сепидин орун елиш.

Демәк, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири тәрипидин тәшәббус қилиниватқан бухил йетәкчи идийидин, уларниң хитай һакимийитигә қарши наһайити зор бир идеологийилик җәң елан қилғанлиқини көрүвелиш тәс әмәс. Болупму бу йил 11 - айниң 12 - күни чәтәлдики 10 дин артуқ дөләттә шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң қурулған күниниң уйғур мусапирлири тәрипидин тарихта һеч көрүлүп бақмиған дәриҗидә наһайити кәң вә дағдуғилиқ һалда бир туташ хатириләнгәнликиму, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири тәрипидин елип бериливатқан вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси тәшвиқатиниң зор сиясий вә иҗтимаий үнүмгә еришкәнликини испатлап турмақта.

Хитайниң уйғурларға қаратқан аталмиш " вәтәнпәрвәрлик " тәшвиқати

Ундақта хитай һакимийити тәрипидин шәрқий түркистандики уйғурларға қарита һәшәм билән елип бериливатқан аталмиш " вәтәнпәрвәрлик " тәрбийиси тәшвиқатичу ?

Бу һәқтә артуқчә тохталмисақму, хитай һакимийитиниң бу җәһәттики тәшвиқатиниң мундақ бирқанчила нуқтиға мәркәзләшкәнликини көрүвелиш тәс әмәс: хитай һакимийитиниң пүтүн дәрди, " шинҗаң " дегән уқумни уйғурниң каллисиға зорлап сиңдүрүш, " шинҗаң мәмликитимизниң айрилмас бир парчиси " дегән кона сәпсәтисини мәҗбурлап қобул қилдуруш, хитай коммунистик һакимийитигә вә униң әмир - пәрманлириға худди қой - калилардәк шәртсиз - садасиз һалда чәксиз итаәт қилишни қолға кәлтүрүштин ибарәт.

Хитай көчмәнлиригә қаритилған " гитлерчә вәтәнпәрвәрлик "

Буйәрдә йәнә шуни қистуруп өтмәкчимәнки, хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанда уйғурларға қаратқан юқурқидәк " вәтәнпәрвәрлик " тәшвиқатидин сирт йәнә, бу земинда яшаватқан хитай көчмәнлиригә қаритип келиватқан айрим бир хил " вәтәнпәрвәрлик " тәрбийиси тәшвиқати бар, бухил тәшвиқатиниң характери вә мәзмуни гитлерниң 2 - дуня уруши һарписидики герман хәлқиғә елип барған аталмиш " вәтәнпәрвәрлик " тәшвиқатидин қилчә пәрқи йоқ, гитлерму өзини дунядики биринчи номурлуқ вәтәнпәрвәр зат дәп қарайтти, униң тәрғип қилған вәтәнпәрвәрлики, немис миллитини зовулиси чоң үзүлгән, есил ирққа мәнсуп милләт дәп қараш, немис болмиған милләтләрниң һәммисини пәс вә хор көрүш, германийидики башқа аҗиз милләтләрниң яшаш һәққини етирап қилмаслиқ, уларни халиғанчә қирғин қилиш, булап - талаш вә езиш. Гитлерниң бу хил " вәтәнпәрвәрлики " сәвәбидин, әйни чағда милйонлиған бигунаһ инсан һаятидин айрилған, ақивәт гитлерниң өзиму бешини йәп, германийә хәлқиғиму чәксиз балайи - апәтләрни елип кәлгән иди.

Хитай һакимийитиму шәрқий түркистандики хитай көчмәнлиригә қарита дәл бу хил тәшвиқатни йүргүзүп кәлмәктә, йәни, буйәрдики хитайлар өзини хоҗайин милләт дәп қариши керәк, өз һакимийитиниң мустәмликичилик сияситигә маслишип, һакимийәтниң йәрлик милләтләрни езишигә, хорлишиға, талан - тараҗ қилишиға, һәтта рәһимсизләрчә қирғин қилишиға янтаяқ болуп бериши лазим, әнә шундила улар һакимийәтниң тили билән ейтқанда " бүйүк җуңхуа миллитиниң есил әвладлири " болалайду.

Чәтәлләрдики уйғур өсмүрлириниң " шинҗаң " кәлимисидин хәвири йоқ

Әмма, хитай һакимийитиниң тәшвиқат җәһәттә шунчә зор имканийәтләргә игә болушиға қаримастин, бүгүнки күндә уйғурлар арисида, болупму чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар ичидә хитай һакимийити тәрғип қиливатқан аталмиш " вәтәнпәрвәрлик " идийисигә пүтүнләй қарши болған бирхил чүшәнчиниң омумйүзлүк һалда күчийишкә башлиғанлиқи, хитай һакимийитиниң бу җәһәттики сүний тәшвиқатиниң һечбир үнүм бәрмигәнликини көрсәтмәктә.

Әң адди мисал, һазир явропада яшаватқан уйғурларниң бу җайда туғулуп өскән пәрзәнтлириниң һечбири " шинҗаң " дегән бу кәлимини билмәйду, улар өзлирини " шәрқий түркистанлиқ " яки " уйғуристанлиқ " дәп билиду, бу дөләт намини һәтта савақдашлириға вә оқутқучилириғиму қобул қилдурған, улар чәтәллик дост вә савақдашлири билән вәтән һәққидә сөһбәтлишип қалса, вәтинини хитайларниң бесивалғанлиқини вә уйғурларниң һазир қандақ зулум көрүватқанлиқини зерикмәй - терикмәй аңлитишқа башлайду, мана бу, чәтәлләрдики уйғур өсмүрлириниң әһвали, өсмүрләрниң вәзийити бундақ икән, демәк чоңларниң бу җәһәттики роһий дунясини тәсәввур қилиш тәс әмәс! (пәрһат муһәммиди)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.