Уйғур деһқанлириниң қурбанлиқ қилиш имканийити барму ?
2007.12.13
Қурбанлиқ қилиш болса, мубарәк қурбан һейтимизниң әң асаслиқ шәртлириниң бири. Вәтәндин кәлгән хәвәрләрдин мәлум болушичә, нөвәттә шәрқий түркистанда бир килограм қой гөшиниң баһаси 20 нәччә йүән, бу баһа буйичә болғанда, нормал бир қой елишиңиз үчүн 500 - 600 йүән сәрп қилишиңиз лазим.
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичиму бу йил киргәндин буян хитай содигәрлириниң шәрқий түркистандин хитай өлкилиригә пилансиз һалда зор миқдарда қой - кала йөткәп сетиши сәвәбидин, пүтүн шәрқий түркистан буйичә қой - кала гөшиниң баһаси өткән йилдикигә қариғанда 30 пирсәнткә йеқин ешип, базар тәртипи җиддий түрдә қалаймиқанлашқан, болупму қурбан һейт һарписида бәзи мал базарлирида қочқар турмақ, һәтта қотур өчкини тепишму тәслишип кәткән.
Һазир уйғурларниң 80 пирсәнтидин көпрәки йезиларда яшимақта, қәшқәр билән хотәнни елип ейтсақ, бу икки вилайәт, шәрқий түркистан буйичә уйғурлар әң зич олтурақлашқан районлар болуп, һазир һөкүмәтниң рәсмий статистикилирида қәшқәрдики деһқанларниң йиллиқ киши бешиға тоғра килидиған оттуричә кирими 1800 йүән, хотәндики деһқанларниң болса 1337 йүән, бу рәқәмләрни қәшқәр вилайәтлик парткомниң секритари ши дагаң билән, хотән вилайәтлик парткомниң секритари җу хәйлун иккиси үрүмчидә чақирилған " аптоном районлуқ 6 - нөвәтлик партийә вәкилләр қурултийи " мәзгилидики мухбирларни күтивелиш йиғинида елан қилған иди.
" Қизилсу қирғиз аптоном области" дәп аталған атуш райониниң әһвали техиму бәттәр болуп, бу районға қарашлиқ ақту вә улуғчат наһийилиридики йәрлик деһқанларниң йиллиқ оттуричә кирими аран миң йүән әтрапида, бу наһийиләргә қарашлиқ барин вә косрап йезилирида мәйданға кәлгән хәлқ исянлириниң әң асаслиқ сәвәблириниң бириму дәриҗидин ташқири намратлиқ вә йоқсуллуқ иди.
Демәк, һазирқи баһа буйичә һесаблиғанда, қәшқәр, атуш вә хотәндики уйғур деһқанлириниң бир йиллиқ киримиға тәхминән 3 туяқ қой келиду, йәни, бир деһқан нормал бир қурбанлиқ қой сетивилиш үчүн 4 айлиқ киримини сәрп қилиши лазим, йәнә шундақла бу 4 ай буйичә йимәслики, ичмәслики, киймәслики, қисқиси һечқандақ чиқим қилмаслиқи керәк, вәзийәт бу икән, бу бичариләрниң қурбанлиқ қилишидин сөз ечиш әсла мумкин әмәс.
Униң үстигә " шинҗаң гезити" дә елан қилинған бир хәвәрдә, нөвәттә шәрқий түркистанниң җәнубидики 30 наһийидә йиллиқ сап кирими 700 йүәндин төвән болған 1 милйон 290 миң деһқанниң барлиқи, уларниң "қорсиқи тоқ, кийими пүтүн әмәс " лики баян қилинған иди, демәк, буларниң пүтүн қойни қурбанлиқ қилиши уяқта турсун, һәтта тоху - өрдәк союшқиму қурби йәтмәйдиғанлиқи очуқчә көрүнүп турмақта.
Мән " шинҗаң хәлқ радио истансиси" ниң мухбирлиқ салаһийитим билән хотән райониға зиярәт қилишқа барғинимда, нәччә миң нопусқа игә бирәр йезида бир - икки деһқанниң қой сетивелип қурбанлиқ қилғанлиқи наһайити чоң хәвәр сүпитидә истансимизда елан қилинатти, һөкүмәт органлири болса буни компартийиниң сайисида бейип ронақ тапқанлиқиниң испати қатарида көрситип болушиға тәшвиқ қилатти, әйни чағда сәл байирақ бир деһқан һейт күни қурбанлиқ сойса, үсти - беши җул - җул нәччә йүзлигән деһқан олишивелип тәлмүрүп қарап турушатти, қурбанлиқниң гөшигә еғиз тегиш уяқта турсун, қурбанлиқ қилинған қойниң йәргә аққан лай арилаш қенидин елип пешанисигә азрақ сүртивалса, худди өзлириму қурбанлиқ қилғандәк сөйүнүп, аллаһқа шүкри қилишатти.
Нөвәттики уйғур деһқанлиримизниң ач - ялиңачлиқ вәзийитигә нәзәр салғинимизда, бундин 20 нәччә йил бурунқи юқурқидәк ечинишлиқ вәзийәтниң һазирму һәм әйнән давам қиливатқанлиқини көрүвелиш тәс әмәс.
Шәрқий түркистандики қорчақ һөкүмәт тәрипидин елан қилиниватқан доклатларда вә хитай мәтбуатлирида болса шәрқий түркистанда санаәт вә йеза игилик ишләпчиқириш қиммитиниң интайин тиз сүрәттә тәрәққи қиливатқанлиқи, йилдин - йилға һәссиләп ешиватқанлиқи, хәлқ турмушиниңму күндин - күнгә юқири көтүрүливатқанлиқи баян қилинмақта.
Ундақта қайси " хәлқ " ниң турмуш сәвийиси юқири көтүрүливатиду ? әлбәттики хитай хәлқиниң, йәни хитай көчмәнлириниң турмуш сәвийиси юқири көтүрүливатиду, хитай һакимийитиниң йәрликни қақти - соқти вә талан - тараҗ қилиш, униң бәдилигә өз көчмәнлирини бодаш сиясити нөвәттә бу районда йәрлик хәлқ билән хитай көчмәнлири оттурисида иқтисади җәһәттә интайин зор пәрқниң шәкиллинишигә сәвәбчи болмақта.
Мәсилән, үрүмчини елип ейтсақ, һазир үрүмчи аһалисиниң 85 пирсәнтидин көпрәкини хитайлар тәшкил қилмақта. " Азсанлиқ милләт " дәп аталғанларниң нисбити 24 пирсәнттин көпрәк, буниң ичидә уйғурлар тәхминән 5 - 6 пирсәнт болуп, қалғини туңган, шевә, манҗу вә башқа милләтләрдин ибарәт.
" Үрүмчи кәчлик гезити " дә бүгүн, йәни, 12 - айниң 13 - күни елан қилинған бир хәвәрдә көрситилишичә, өткән йилниң ахириға қәдәр үрүмчидә һәр бир кишиниң пәқәтла йимәклик сетивелишқа сәрп қилған пули оттура һесаб билән 2646 йүәндин тоғра кәлгән, шәһәр аһалисиниң 94 пирсәнти болса олтурақ өй сетивалған.
Демәк, үрүмчи аһалисиниң бир йилда йәп - ичишкә сәрп қилидиған пулила җәнубтики уйғур деһқанлириниң йиллиқ омумий киримидин тәхминән бир һәссә көп. Бүгүнки күндә хитай һакимийитиниң иқтисади адаләтсизлики түпәйлидин ач - ялиңачлиқ вәзийитигә чүшүп қалған уйғур деһқанлири өз маканлиридин айрилип, башқа юртларда сәрсан болуп тирикчилик қилишқа мәҗбур болмақта.
Хитайниң рәсмий статистикилирида көрситилишичә, һазирға қәдәр пәқәтла җәнубтики қәшқәр, атуш вә хотән районлиридинла " ешинча әмгәк күчлири " дегән намда башқа юртларға һәйдәлгән уйғур деһқанлириниң омумий сани 1 милйон 300 миңға йеқин.
Демәк, өзиниң ана туприқида қорсиқи тойғудәк тамақ, учиси иссинғидәк кийим кийишкә қурби йәтмигән бичарә уйғур деһқанлириниң қурбанлиқ қой сетивелишқа қандақму қурби йәтсун!? (пәрһат муһәммиди)
Мунасивәтлик мақалилар
- Алматада мурат насиропниң һәйкили орнитилди
- Хотәндә үч бала қаш теши колаветип һаятидин айрилди
- Рабийә қадир ханим хитай даирилиридин түрмидики оғлини түрминиң сиртида давалинишқа йол қоюшини тәләп қилди
- Турпан ойманлиқидики бир қәдимқи қәбридин буғдай қезивелинған
- Хитай коммунистлириниң колликтип қайғуси
- Мичүәндә һөкүмәт деһқанларниң йәрлирини төвән баһада сетивелип ширкәтләргә қиммәт баһада сатқан
- Уйғур илидин хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәп әмгәккә селинған қизларниң бир қисими қайтип кәлди
- Хитай һөкүмити бай наһийиси сәлим йезисида уйғурларни бастурмақта
- Дунядики язғучилар хитайни түрмидики язғучиларни қоюветишкә чақирди
- Мурат насиропниң намиға беғишланған яш нахшичилар мусабиқиси өткүзүлиду
- Догу перинчәк зади немә демәкчи?
- Бай наһийисидики газлиқтин 3 йил ичидә 22 милярд куб метир газ тошуп кетилди
- Хитай һөкүмити санаәт үчүн ишлитилгән деһқанчилиқ йәрлиригә қоюлидиған йәр беҗини өстүрмәкчи
- Хитай һөкүми уйғур илкидики алтун запаслирини техиму кәң көләмдә ачмақчи
- Маралбеши вә йеңисар наһийисидин 12 нәпәр уйғур деһқан газдин зәһәрлинип қаза қилди