Алтун тавақлиқ тиләмчиләрниң қурбан һейти
2007.12.24
Әркин дуня мусулманлири чәксиз сөйүнүш вә иптихарлиниш туйғуси ичидә өзлириниң мубарәк қурбан һейтини тәнтәнә билән тәбрикләватқан шу күнләрдә, диний етиқад, демократийә, кишилик һоқоқ вә қанун - түзүмниң дүшмини һесабланған хитай коммунистик һакимийитиниң манаполлуқидики адаләтсиз вә рәһимсиз бир сестима ичидә яшаватқан шәрқий түркистан мосулманлири, җүмлидин уйғур хәлқи бүгүнки күндә дуня мусулманлириниң бу ортақ хошаллиқидин мустәсна һалда қайғу вә әләм ичидә яшашқа мәҗбур болмақта.
Коммунист һакимийәтниң қолға кәлтүргән " аҗайип мувапиқийәтлири"
Мубарәк қурбан һейт киргәндин буян, шәрқий түркистандики хитай мәтбуатлири, коммунист һакимийәтниң қолға кәлтүргән " аҗайип мувапиқийәтлири" ни болушиға махтап көккә көтүрүп, гоя уйғур мусулманлирини хитай һакимийитиниң " шәпқити " астида һәр күни гөш - майға чилинип раһәт - парағәт ичидә яшаватқандәк бир сахта мәнзирини пәйда қилишқа тиришмақта.
Аталмиш " аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити " ниң рәиси исмаил тиливалдиниң 12 - айниң 16 - күни үрүмчидә қурбан һейт мунасивити билән һөкүмәт тәрипидин өткүзүлгән қутлуқлаш мурасимида қилған сөзидин мәлум болушичә, бу йил шәрқий түркистандики шәһәр аһалисиниң киши бешиға тоғра килидиған йиллиқ оттуричә кирими 10 миң 120 йүәнгә, деһқанларниң болса 3150 йүәнгә йәткәнмиш.
Уйғурларниң нопусиниң 85 пирсәнтидин көпрәки йәнила йезиларда
Ундақта бүгүн шәрқий түркистанниң шәһәрлиридә кимләр яшаватиду ? әлвәттики хитай көчмәнлири яшаватиду, уйғурларниң нопусиниң 85 пирсәнтидин көпрәки йәнила йезиларда яшимақта, демәк, бу 10 миң 120 йүәнлик киримниң уйғурлар билән анчә чоң бир алақиси йоқ, әмди деһқанларниң 3150 йүәнлик киримигә кәлсәк, һөкүмәтниң рәсмий статистикилирида, бүгүн қәшқәр деһқанлириниң йиллиқ киши бешиға тоғра килидиған йиллиқ оттуричә кирими 1800 йүән, хотәнниң 1300 йүәндин көпрәк, атуш райониниң болса 1100 йүән әтрапида, һазир уйғур хәлқиниң нопусиниң 50 пирсәнтигә йеқинрақи бу 3 вилайәттә яшимақта, қисқиси, уйғур деһқанлириниң йиллиқ оттуричә кирими, пүтүн шәрқий түркистандики деһқанларниң йиллиқ оттуричә киримидинму бир һәссидин артуқ төвән, 3150 йүәнлик кирим биләнму уйғур деһқанлириниң анчә чоң бир алақиси йоқ.
Йәнә исмаил тиливалдиниң қурбан һейт һарписида қилған сөзидин мәлум болушичә, бу йил шәрқий түркистанниң йиллиқ нефит ишләпчиқириш миқдари 26 милйон тоннидин ашидикән вә ешиш миқдари 18 йилдин буян хитай буйичә биринчи орунда туруп кәлгән, тәбиий газ ишләпчиқириш миқдариму 21 милярд куп метирға йитип, йиллиқ оттуричә ешиш сүрити 27 пирсәнттин юқири болған. Йәнә келип, бу йиллиқ алтун ишләпчиқириш миқдариму 7 тоннидин ешип, тарихтики әң юқири сәвийә яритилған.
Хитайниң ички өлкилиригә ишләмчиликкә әвәтилгән уйғур деһқанлириниң сани бир милйондин ашиду
Қорчақ әмәлдарларниң баянлириға қарисиңиз, шәрқий түркистанда пүтүн ишләпчиқириш саһәси тиз сүрәттә тәрәққи қилған, буғу раст, әмма риаллиққа нәзәр салсиңиз, тәрәққи қилмиған вә юқири көтүрүлмигән нәрсә - уйғур деһқанлириниң иқтисади кирими вә турмуш сәвийисидин ибарәт.
Һөкүмәтниң рәсмий истатистикилириға асасланғандиму, пәқәт бу йилниң ичидила шәрқий түркистандин хитайниң ички өлкилиригә ишләмчиликкә әвәтилгән уйғур деһқанлириниң сани бир милйондин ашиду, бу бичариләр һазирму һәм ички өлкиләрдики рәһимсиз вә инсапсиз хитай хоҗайинлириниң қолида худди қуллардәк кечә - күндүзләп ишләшкә мәҗбур болмақта, әмма йилда бир килидиған мубарәк қурбан һейтта бу бичариләрниң ғемини қилидиған һечбир әмәлдар яки һөкүмәт йоқ, хитай мәтбуатлириға диққәт қилидиған болсиңиз, қурбан һейтни тәбрикләш мунасивити билән һөкүмәт тәрипидин оюштурулған мурасимларда, һеч бир һөкүмәт әмәлдариниң, хитайниң ички өлкилиридә мәҗбурий мәдикарлиққа селиниватқан уйғурларни тилға елипму қоймиғанлиқини байқиялайсиз.
Исми - җисмиға лайиқ алтун тавақлиқ тиләмчиләр
Қурбан һейт киргәндин буян, хитайниң ички өлкилиридә хитай хоҗайинлириға яллинип ишләватқан уйғур деһқанлириниң байрам өткүзүш үчүн юртлириға қайтқанлиқи һәққидә һеч бир учур йоқ.
Хитайниң чағинини көз алдиңизға кәлтүрүп беқиң, һәр йиллиқ чаған мәзгилидә шәрқий түркистандики һәр дәриҗилик һөкүмәтләр хитай аққунлириниң өз юртлириға қайтип чаған өткүзүши үчүн омумйүзлүк сәпәрвәрлик елип бариду, төмүр йол вә һава қатниши үчүн мәхсус ленийәләрни көпәйтип орунлаштуриду, иш һәққи, банка рәсмийити вә башқа мадди җәһәтләрдә алаһидә етибар бериш түзүмлирини йолға қойиду.
Демәк, юқурқи селиштурмиға қарайдиған болсақ, бүгүн уйғур хәлқиниң нәқәдәр еғир бир хорлуқ вә адаләтсизлик ичидә яшаватқанлиқини көрүвелиш тәс әмәс, бир варил йәни бир туң нефитниң баһаси 100 доллардин ашқан бүгүнки күндә, нефит деңизи һесабланған җуңғар вә тарим вадисида яшаватқан уйғурлар худди чәтәллик сиясий күзәткүчиләрниң атап кәлгинидәк, һәқиқәтән исми - җисмиға лайиқ алтун тавақлиқ тиләмчиләрдин ибарәт. (Пәрһат муһәммиди)
Мунасивәтлик мақалилар
- Йеңисар наһийиси оқутқучи - оқуғучиларни қурбан һейт күни йиғивелинип уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди
- Хитай уйғур йезилиридин һәр йили 300 миң кишини йөткимәкчи
- Коммунистик интернатсионал мәғлуб болди, демократик интернатсионал йолға чиқти
- Тарим нефитликидә тәбиий газ ишләпчиқириш алдинқи йилдикидин 40 пирсәнт ашқан
- Ваң лечүән сабиқ қорчақ әмәлдарларни йоқлиди
- Бүгүн икки миң йәттә йүз уйғур һаҗи болди
- Давалғуш ичидә турған җоңгу
- Хитай һөкүмити уйғур елидә алтун қезиш йиллиқ миқдарини йәттә тоннилиқ өткәлдин ашурған
- Д у қ хитайни, " уйғурларни йәниму қаттиқ назарәт астиға алмақта," дәп әйиблиди
- Хитай уйғур елидә нефит елишни көпәйтмәктә
- Улуғчат наһийисидә бир көмүр кан қудуқида партлаш йүз бәрди
- Косованиң мүстәқиллиқ җакарлаш мәсилиси һәққидә
- Махмуд қәшқири, йүсүп хас һаҗипларниң рәсими кучар наһийилик маарип идарисидики люниң нәригә путлашти?
- Уйғур деһқанлириниң қурбанлиқ қилиш имканийити барму ?
- Алматада мурат насиропниң һәйкили орнитилди