Қош тиллиқ маарип миллй мәдәнийәтни йоқитиш сияситидур

Хитай коммунист партийиси сиясий бюросиниң әзаси ваң лечүәнниң уйғур районидики қош тиллиқ оқутуш тоғрисидики үч түрлүк пикри чәтәлләрдики уйғур зиялийлири арисида көп наразилиқларни пәйда қилмақта.

Улар ваң лечүәнниң һәрқандақ бәдәл төләшкә қаримай хәлқниң түп мәнпәәтигә мунасивәтлик бу узун муддәтлик пиланни ишқа ашуруш тоғрисидики қарашлири, уйғур тилини хитайлаштуруп йоқ қилиш ғәризиниң ашкарилиниши дәп баһа бәрмәктә.

Бу программимизда, обзорчимиз сидиқ һаҗи розиниң ваң лечүәнниң қош тил маарипи һәққидики сияситигә болған қарашлирини диққитиңларға сунимиз.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org