Нобел тинчлиқ мукапати саһиби муһәммәт юнус билән рабийә қадир оттурисидики охшашлиқлар вә пәрқләр (2)


2006.12.21

Худди мақаләмниң баш қисмида дәп өткинимдәк, бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән муһәммәт юнус әпәнди, әйни чағда бәнгалда хәйр – сахавәт ишлирини башлиғинида, бир университетниң оқутқучиси, һәтта бир факултетниң мудири иди.

Бәнгалниң шараити бойичә елип ейтқанда җәмийәтниң юқури қатлимидики бир инсан иди, қолини нәгә сунса йетидиған, һәтта нәччә йүзлигән йоқсулға қәриз бериш имканийитигә игә бир зәрдар иди. Әмма рабийә ханим болса 1968 – йили тунҗи болуп бир һакимийәт вә бир реҗимға қарши исян байриқини көтүрүп чиққанда, җәмийәтниң әң төвән қатлимидики, әң йоқсул, әң ғерибанә бир аял иди.

Намратлиқтин бейиған ана

1982 – Йили рабийә ханим рәсмий тиҗарәтни башлиғинида, униң бари – йоқ дәсмайиси аран 3000 йүән иди, йәнә келип униң 300 нәччә доллар әтрапидики бу дәсмайиси, муһәммәт юнустәк тәқвадар кишиләр тәрипидин берилгән дәсмайә әмәс, бәлки 10 нәччә йил мабәйнидә ақсуниң патқақлиқ кочилирида хоңвейбиңлардин муш – тепик йейиш бәдилигә ушшақ оқәт қилип миң бир җапада әҗир қилип тапқан дәсмайә иди.

80 – Йилларниң ахирлириға кәлгәндә, өзиниң күчигә, ирадисигә вә һалал әмгикигә тайинип бейиған рабийә ханим, җәмийәттики йетим – йисирларға, айиғи үзүлмәй давам қилған апәт районлиридики ач – ялиңач хәлқиғә халис ярдәм бериш билән даң чиқарған вә өз хәлқи ичидә "тәқвадар ана" дегән нам билән бәлгилик иҗтимаий нопусқа сазавәр болған иди. Әмма рабийә ханимниң ярдими бәнгаллиқ муһәммәт юнус әпәндидәк намратларға өсүмсиз қәриз пул берип туруш әмәс, бәлки намратларға мәңгүлүк соға қилинған бәдәлсиз, шәртсиз халис ярдәм иди.

Әпсуски, уйғур хәлқи ичидә тәсири вә инавити бар инсанларни өзлириниң сияси мәқсәтлири үчүн хизмәт қилдурушни адәткә айландуривалған коммунист хитай һакимийити, 80 – йилларниң ахириға кәлгәндә рабийә қадир ханимни "аптоном районлуқ сияси мәслиһәт кеңиши" ниң әзалиқиға вә "аптоном районлуқ сода – санаәтчиләр бирләшмиси" ниң муавин рәисликигә, 1993 – йилиға кәлгәндә "хитай сияси мәслиһәт кеңиши" ниң әзалиқиға қобул қилди. 1995 – Йилиға кәлгәндә хитай һөкүмити уни бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин бейҗиңда чақирилған "дуня аяллири қурултийи" ниң вәкили қилип сайлап чиқти. Хитай һакимийитиниң униңдики түп мәқсити, рабийә ханимниң җәмийәттики вә уйғур сода – санаәтчиләр саһәси ичидики инавитидин пайдилинип, уни компартийиниң уйғурлар ичидики көз – қулиқи вә канийиға айландуруштин ибарәт иди, әмма, коммунистик һакимийәтниң өз хәлқиғә кәлтүриватқан күлпәтлириниң маһийитини яшлиқ чағлиридила тонуп йәткән рабийә ханим, һеч бир заман бу һакимийәтниң кәтминини чапмиди, әксичә өз хәлқиниң бу һакимийәт ичидики көз - қулиқи вә канийи болди.

Рабийә ханим иқтисади җәһәттә әң ронақ тапқан 90 – йилларниң оттурилирида, униң омумий мәблиғи 50 милйон долларға йетип барған вә хитай һакимийити тәрипидин "мәмликәт бойичә 10 чоң байниң ичидә 7 – орунда туриду" дәп етирап қилинған иди. Димәк униңда пул, шәрәп вә мәртивә толуқ иди, әмма у, адаләт, һәққанийәт, әркинлик вә демократийә үчүн һәммидин ваз кечишкә һәр заман һазир иди.

Нобел тинчлиқ мукапати саһиби муһәммәт юнус әпәнди, әйни чағда йоқсул аялларға ярдәм беришни башлиғанда вә кейин Grameen банкисини һәм Grameen фонда җәмийитини қуруп чиққанда, униң бу һәрикити бәнгал һакимийитиниң қоллишиға еришкән, шундақла һөкүмәт яки реҗим тәрипидин һеч бир бесим вә тәһдиткә учримиған, униң ярдимигә еришкән йоқсулларниңму һакимийәт вә реҗим билән һеч бир дүшмәнлики йоқ иди, пәқәтла дөләт кәмбәғәл, хәлқиму намрат иди.

Өз хәлқиниң инсаний һәқ – һоқуқини байлиқтин әвзәл билгән

Әмма рабийә ханим үрүмчидә "миң ана ширкити" ни қуруп, йоқсул уйғур аяллирини иқтисади җәһәттин қәд көтүрүшкә үндәш һәрикитини башлиғинида, униң бу һәрикити хитай һакимийитиниң қатму – қат тосқунчилқиға вә бесимиға учриған, "миң ана ширкити" һәрикитигә қатнашқан аялларму һакимийәт тәрипидин чәткә қеқилған, хорланған, сияси вә иқтисади җәһәттә бесим вә талан – тараҗға учриғанлар иди.

Муһәммәт юнус әпәнди пәқәтла йоқсулларға ярдәм беришни вә уларға игилик тикләш йолини көрситип беришни асаси вәзипә қилған болса, 11 пәрзәнти бар рабийә ханим хәлқи ичидики йоқсулларға, йетим – йесирларға, һакимийәт тәрипидин бигунаһ һалда җазаланған мәһбусларниң аилә – тавабиатлириға, йәнә һакимийәт тәрипидин чәткә қеқилған ғерибанә язғучи, әдип, тарихчи, шаирларға, "5 – феврал" ғулҗа вәқәсигә охшиған хәлқ исянлирида әскәр тәрипидин өлтүрүлгән уйғурларниң йетим вә тул қалған бала – чақилириға ярдәм беришни өзиниң виҗдани бурчи дәп қариған. Бу җәрянда һакимийәтниң тәһдит, бесим лириға һеч бир заман из пүкмигән, пул – мелидин, һоқуқ – мәртивисидин айрилип қелиштин әнсиримигән, һәтта адаләт, һәққанийәт вә өз хәлқиниң мәнпәәти үчүн қараңғу зинданларға мәһкум болуштин қоруқмиған иди. Йәнә келип рабийә ханим, хитай һакимийитиниң уйғур хәлқиғә селиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлирини дуня җамаәтчиликигә паш қилишни өзиниң бир инсаний вәзиписи дәп қариған, 1996 – йили тунҗи қетим америкини зиярәт қилғанда, америка парламентини мәхпи зиярәт қилип, бәзи парламент әзалириға хитай һакимийитиниң уйғур хәлқиғә қарита йүргүзиватқан қирғинчилиқ сиясәтлирини көз яшлири ичидә шикайәт қилған иди.

Рабийә ханимниң 1999 – йили хитай һакимийити тәрипидин "дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған" дегән бәтнам билән 8 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши, униң өз хәлқиниң кишилик һәқ – һоқуқлирини қоғдаш йолида төлигән зөр бәдәллириниң бири иди.

Бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати тарқитилғандин буян, явропаниң асаслиқ телевизийә қаналлири, муһәммәт юнус әпәндиниң инсаний иш – излири вә йоқсул инсанлар үчүн төлигән бәдәллири һәққидә үзмәй программилар берип кәлмәктә. Әмма, муһәммәт юнус әпәнди һеч бир вақит мал – дунясидин, сияси орнидин, бала – чақилиридин, юртидин, вәтинидин айрилип қелиш хәвипигә яки зинданға ташлиниш хәтиригә дуч кәлмигән, нобел мукапатини тапшуруп алған күниму у бәнгалниң әң бай, әң нопузлуқ инсанлириниң бири иди.

Бу мукапатниң намзати рабийә ханимчу ? рабийә ханим өзиниң йоқсул хәлқиғә ярдәм бериш вә уларниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш йолида пул – мелидин, һоқуқ – мәнсивидин, пәрзәнтлиридин, юртидин, вәтинидин айрилип қалған, йәнә бу шәрәплик йолда 6 йил зинданда ятқан, чәтәлдики мусапирлиқ һаятидиму хитай һакимийитиниң 1 – дәриҗилик зәрбә бериш нишаниға айланған вә пәрзәнтлири зинданға ташланған пидакар бир аял иди. Бу қетим германийидә чақирилған "дуня уйғур қурултийи" ниң 2 – нөвәтлик вәкилләр йиғинида, рабийә ханимниң қурултай намидин өзигә тәқдим қилинған 100 миң әуролуқ "уйғур мукапати" ниң һәммисини шу мәйданниң өзидила йәнә уйғур хәлқиниң кишилик һәқ – һоқоқлирини қоғдаш хизмитигә сәрип қилиш үчүн қурултай фонди җәмийитигә ианә қиливәткәнлики, рабийә ханимниң юқириқидәк пидакарлиқлириниң давами вә җилвиси иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.