Сидиқ һаҗи рози, рабийә қадирниң қоюп берилиши мунасивити билән обзор елан қилди
2005.03.17

Рабийә қадир ханимниң ваһсингтонға қарап йолға чиққанлиқи мунасивити билән, рабийә қадир ханимниң йолдиши сидиқ һаҗи рози мәхсус обзор елан қилип, америка һөкүмити, парламенти, хәлқигә шундақла хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириға миннәтдарлиқ билдүрди.
Мәлуматларға қариғанда, рабийә қадир америка дипломатийә хадимлириниң һәмралиқида пәйшәнбә күни чүштин кийин бейҗиң вақти саәт алтиләрдә, америка бирләшмә авиатсийә ширкитиниң айрупиланиға чүшүп, бейҗиңдин йолға чиққан. У,вашингтон вақти кәч саәт 8 ләрдә вашингтондики хәлқара риган айрудромиға йитип килиду.
Уйғур хәлқиниң қәһриман аниси дәп нам алған рабийә қадир ханим 1999 - йили 8 - айда, уйғур елини зиярәт қилған америка дөләт мәҗлиси әзалири билән көрүшүшкә маңғинида қолға елинған. Хитай һөкүмити уни "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити" билән әйипләп, 2000 - йили 3 - айда сәккиз йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. Өткән йили хитай һөкүмити йәнә униң қамақ җазасини бир йил йиникләткән иди.