Архип
2011-01-21
Ху җинтав вашингтонға йитип кәлгүчә сиясий кәйпият бир аз җиддийләштиму? бир тәрәптин қариғанда, америка ху җинтавни юқири дәриҗидә күтүвелишқа тәйярлиқ қилған болса, йәнә бир тәрәптин һәр хил пурсәтләрдин пайдилинип, хитайниң ағриған йеригә туз қуйғандәк болди.
2011-01-14
Рәис ху җинтав 1-айниң 18- күнидин 21- күнигичә америкида дөләт ишлар зияритидә болидикән.
2011-01-11
2011-Йили 1-айниң 9-күни "хитайға нәзәр" тор бетидә гейтис әпәнди: "америка һәрикәт қоллинип, хитайниң һәрбий күчини тәрәққий қилдурушиға қарши туруши керәк" деди, мавзулуқ мақалә елан қилинди.
2011-01-07
"...1943-Йили күздә җяң җеши күтүлмигәндә ләнҗуда пәйда болди. У, учуш алдида турған америкида ясалған йүк айропиланиниң шотиси йенида туратти...Җяң җеши хотуни суң мейлиңни узитишқа кәлгән иди...
2011-01-04
Хитайниң шәнши өлкисидә тизимлатқан, һәрбий шлар тоғрисида мақалиләр елан қилидиған, хитайдики бәш чоң тор бетиниң бири һесабланған, "мер мунбири" дә елан қилинған "хитай истратегийидә еғиз хаталашти, өзгәртмисә болмайду" мавзулуқ мақалә 2011-йили 1-айниң 1- күни хитайға майил тор бити вәнвий тор бетигә чапланди.
2010-12-31
"Мер тор бити"дә елан қилинған" авиаматка йитип кәлди, җуңгониң гөри қезилди" мавзулуқ мақалә, 2010-йили 12-айниң 28- күни "вәнвий тор бити"гә чапланди.
2010-12-28
Мән шундақ мавзу қоюшқа мәҗбур болдум. 2010-Йилиниң ахирқи он бәш күнидә мустәмликә уйғуристанда немә ишлар йүз бәрди? мәзкур радиониң 24-декабир хәвәр қилишиға асасланғанда, мустәмликә уйғуристанда муқимлиқ тоғрисида йиғин ечилип, җәмийәт муқимлиқиға келидиған әң чоң хәвпниң "миллий бөлгүнчилик" тин келидиғанлиқини муқимлаштурулған.
2010-12-24
2010-Йили 12-айниң 21-күни үрүмчидә мәрһум шаир тейипҗан елиюп тәвуллутиниң 80 йиллиқи хатириләнди. Хитай өлкилиридин келип аталмиш уйғур аптоном райониға секретар болған һәрқандақ бир хитай һечқачан уйғурниң вапат болған бүйүклирини хатириләш мурасимиға қатнашмиған иди. Бу қетим җаң чүншән хатириләш мурасимиға қатнишипту.
2010-12-21
2010-Йили 12-айниң 20-күни довий тор бетидә "вилекс" тор бетидә тарқитилған хәвәрләр көчүрүп тарқитилди. Паш қилинған бир парчә хәвәргә асасланғанда, 2009-йили 8-айниң 10- күни йеңи деһлидин әвәтилгән америка дипломатлириниң телеграммисида, америкиниң йеңи деһлида турушлуқ баш әлчиси таймуди роммеирниң 2009-йили 8-айниң 8- күни далай лама билән өткүзгән сөһбитиниң мәзмуни елан қилинди.
2010-12-17
2010-Йили12-айниң 16-күни хитай коммунистлириға майил болған "дуви " тор бетидә " америка, җуңго дипломатийиси ача йолға келип қалди" мавзулуқ мақалә елан қилинди. Мурәссәлишиш"," мадара қилиш" дөләтләр ара дипломатик мунасивәтләрниң, дипломатик сөзлишишләрниң меғизи һесаблиниду, дәп қәйт қилинди мақалидә.
2010-12-14
2010-Йили 12-айниң 9- күни "бошүн" тор бити :" русийә мәтбуатлири, ғәрб дуняси җуңгони сабиқ советләрни ағдуруп ташлиғандәк, ағдуруп ташлимақчи "дәп көрсәтти мавзулуқ мақалидә :" һәқиқәт гезити" 12-айниң 9-күни мақалә елан қилип, ғәрб дуняси җуңгони сабиқ советләрни ағдуруп ташлиғандәк, ағдуруп ташлимақчи, лекин бу суйиқәст әмәлгә ашмайду..."Деди дәп көрсәтти.
2010-12-10
2010-Йили 12-айниң 7-күни, шинхвашениң башқурушидики "йәр шари вақит гезити", "дуви "тор бетидә мақалә елан қилип " җуңго дуняға билдүрүп қоюши керәкки, корийә йерим арилиниң тинчлиқи, муқимлиқи җуңгониң муһим мәнпәитигә берип четилиду, һәр қандақ киши йерим аралда уруш отини яқидикән, бундақ қилиқниң һәммиси җуңгоға қаритилған иғвагәрчилик вә җуңгоға уруш елан қилғанлиқ болуп һесаблиниду" дәп көрсәтти.
2010-12-06
Йеқинда русийә федератсийисиниң президенти медведиф португалийә лесибенда натониң юқири дәриҗилик йиғиниға қатнишип, натониң ракетадин мудапиә көрүш системисиға дөләт сүпитидә қатнишидиғанлиқи тоғрисида вә натониң афғанистанға һәрбий лавазимат тошуйдиған қатнаш васитилиригә һава вә қуруқлуқ йоллирини ечип беридиғанлиқи тоғрисида вәдә бәрди.
2010-12-01
Шимали корейә җәнубий корейини топқа тутуп, бирқанчә кишиниң өлүши вә яридарлинишини кәлтүрүп чиқирип узун өтмәй, америка билән җәнубий корейә өткән йәкшәнбә күндин башлап сериқ деңизда һәрбий манивер елип барған иди. Бу һәрбий манивер хитайға немидин дерәк бериду?
2010-11-26
Хитайниң "йәр шариға нәзәр" тор битидә елан қилинған" җуңгониң юқири қатлимидикиләр" агаһландуруш берип: америка җаһангирлики тола әвзәйлимә"деди мавзулуқ мақалә ,2010-йили 11-айниң 25-күни "шинлаң билоги"дин" вәнвий тор бети"гә чапланди.