Архип
2008-12-30
Йеқиндин бири хитайда пай - чәк баһасиниң төвәнләп кетиш сүрити интайин тиз болди. Өй - имарәт тиҗаритидә касатлишиш әмдила башланди.
2008-12-29
Һөрмәтлик оқурмәнләр, бүгүнки программимизда, хитай һакимийити тәрипидин 12 - айниң 8 - күни елан қилинған вә 2020 - йилиға қәдәр шәрқий түркистанниң йезилириға қарита, җүмлидин уйғур деһқанлириға қарита йүргүзмәкчи болған истратегийилик пиланиниң мәзмунини йиғинчақлап тонуштуруп өтмәкчимиз.
2008-12-26
Б б с 12 - айниң 22 - күни җуңгоға мунасивәтлик еқим мәсилилири үстидә мулаһизә йүргүзүп, иқтисади кризисниң иҗтимаий кризисқа айлиниши мумкинлики тоғрисида тохталғанда хий зимиңниң кино филими "қалаймиқанчилиқ" ниң исмини арийәт елип 2009 - йили җуңгода "қалаймиқанчилиқ яки паракәндичилик" йүз беридиған бир йил болиду, дәп көрсәтти.
2008-12-25
Хитай һакимийити бу йил 12 - айниң 8 - күни, бундин кейин шәрқий түркистанниң йезилириға қарита, җүмлидин уйғур деһқанлириға қарита йүргүзмәкчи болған истратегийилик пиланини елан қилған вә бу пиланиға, " аптоном районлуқ партком вә аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң, йеза ислаһатиниң тәрәққиятини илгири сүрүш һәққидики пикри " дәп чирайлиқ нам қоюлған.
2008-12-23
Уйғур тор бәтлиридә мундақ соаллар даим учрап туриду: " хитайлар түрмигә ташлиди, дедуқ. Чүнки түрмигә ташландуқ. Хитайлар әзди дедуқ. Чүнки шундақ езилдуқ. Хитайлар өлүм җазаси берип атти дедуқ, чүнки етилдуқ. Немә үчүн түрмигә кирдуқ? немә үчүн етилдуқ? йәнә немә үчүн изилдуқ? түрмигә кириш, ейтилиш,езилиш уйғурниң патент һоқуқимиди? яки тәқдир уйғурниң пешанисиға пүтүп кәткәнмиди. Уйғур бир милләт сүпитидә иккинчи бирсини езиши мумкин иди, уйғур иккинчи бирсини түрмигә ташлиши мумкин иди, уйғур иккинчи бирсигә өлүм җазаси бериши мумкин идиғу? бундақ һоқуқ зөрүрийәт ичидә һәр қандақ адәмгә, һәр қандақ милләткә тәбиәт ата қилған патент һоқуқи әмәсмиди?немишқа уйғурлар иккиләмчи - бозәк болидиған орунға чүшүп қалди? немишқа йәнә башқа бир милләт уйғурларға һөкүмранлиқ қилидиған бирләмчи орунға чиқип алди? "
2008-12-23
Кейинки йиллардин буян хитай өлкилиридә иқтисади кирим вә турмуш сәвийиси җәһәттә, шәһәрләр билән йезилар оттурисидики пәрқниң зорийип бериши, хитай деһқанлириниң һөкүмәткә болған наразилиқлириниң күчийишигә сәвәбчи болған, йезиларда көп қетим һакимийәтниң адаләтсиз сияситигә қарши исянлар мәйданға кәлгән иди.
2008-12-19
Хитай зиялийлири йеқинда ' 2008 низамнамиси' ни елан қилип, хитайда асасий қанун һәрикити башлап, федерал җумһурийәт қуруш чақириқини муһакимә қилишқа башлиди.
2008-12-16
Йеқиндин бери тәйвән - хитай мунасивитидә тез илгириләш болуп, икки қирғақниң арисида йолучилар айропилан қатниши рәсмий башланған болди.
2008-12-15
Чәтәлдики уйғур сиясий паалийәтчилирила әмәс, адәттики бир уйғурму, " шинҗаң " дегән бу нам тәләппуз қилинса, қуйқа чечи тик болуп, сәпрайи өрләйду, чүнки уларниң нәзиридә шәрқий түркистанни " шинҗаң " дәп тәләппуз қилиш, вәтән - милләткә қилинған әң чоң хиянәт вә хаинлиқтин ибарәт.
2008-12-12
Йеқинда, франсийә президенти саркозийниң явропа иттипақи рәислики салаһити билән далай ламани полшада қобул қилиши, тибәт мәсилисиниң техиму илгирилигән һалда хәлқаралишишиға сәвәп болғанлиқини тәкитлигән обзорчимиз сидиқ һаҗи рози әпәнди, тибәт мәсилиси вә хитайниң тибәт мәсилисидә тутқан позитсийиси үстидә әтраплиқ тохтилиду.
2008-12-12
Хитайчә " шинҗаң " дегән бу сөзни уйғурчиға әйнән тәрҗимә қилсақ, " йеңи чегра " дегән мәнини билдүриду. Хитай һакимийити болса бу аталғуни, " йеңидин қошувелинған земин " дәп изаһлап кәлмәктә.
2008-12-09
Хитай компартийиси йеқинда мәмликәт буйичә наһийә дәриҗилик партийә секритарлирини гуруппиларға бөлүп бейҗиңға чақиртип келип, мәркизи партийә мәктипидә 7 күнлүк тәрбийиләш елип баридикән.
2008-12-08
Истансимизниң алдинқи қетимлиқ аңлитишлирида, мухбирлиримизниң вәтән ичидики 70 яшлиқ бир уйғур деһқан билән өткүзгән телефун сөһбити йәр алған болуп, бу бовайниң баян қилишичә, әслидә җуңяңниң, йәни мәркәзниң сиясити бәләнмиш, асаси қатламлардики йәрлик әмәлдарлар мәркәзниң сияситигә әмәл қилмай яки уни өзгәртип иҗра қилип, деһқанларға зулум салармиш!
2008-12-02
Шәрқий түркистанниң җәнубий районлирини өз ичигә алған вә уйғурлар тәрипидин 6 шәһәр дәп аталған тарим ойманлиқиниң омумий көлими 530 миң квадрат километир болуп, тарихтин буян тарим вадиси уйғурларниң сияси, иқтисади, диний вә мәдәнийәт җәһәттики асаслиқ мәркизи болуп кәлгән, мәмурчилиқ қаплиған баяшат бир район иди.
2008-11-28
2009 - Йили җуңго җәмийитиниң сияси қияпитини йеңилаш дәври болуп қалиду. Йеңилаш вә өзгириш фонкиссийисиниң күчи һазирлинип болди дәп, башлайду әркин асия радиоси хитай бөлүминиң обзорчиси лю шавҗу әпәнди.