Архип
2009-12-29
Узундин бери уйғурлар қурған иккинчи җумһурийәтниң чоң дөләтләр оттурисидики шәртнамилар арқилиқ сетилғанлиқи тоғрисида уйғур зиялийлири муһакимиләр елип беришқан иди.
2009-12-17
Хитай сотлири, 12 - айниң 4 - күнигә қәдәр үрүмчи вәқәси мунасивити билән 17 кишини өлүмгә һөкүм қилди, буларниң 16 нәпири уйғур, пәқәт бир нәпирила хитай иди.
2009-12-15
Йеқиндин бери тор бәтлиридә, " хитай тилида америка җуңгоға йелинди", "америка хитайға дөләт зайоми сетип қәрздар болуп қалди", "шуңа америка кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға қаттиқрақ гәп қилалмиди", "хитай йәнә 20 йилда америкидин өтүп кетип дуняни сорайду", " хитайниң хәлқ пули америка доллириниң орниға өтүп дуняви пул бирлики болиду, вәһаказа" дәйдиған гәп сөзләрниң айиғи үзүлмиди.
2009-12-08
2009 - Йили 12 - айниң 2 - күни "нәзәр " тор битигә хитайда йүз беридиған умумйүзлүк трагедийигә қанчилик арилиқ қалди мавзулуқ хәвәр бесилди. Көпүкләшкән өй - имарәт тиҗарити тоғрисида мухбир, иқтисад вә сиясәт обзорчиси савйән җүши әпәндини мәхсус зиярәт қилди.
2009-12-04
Яврупа иттипақи билән хитайниң нөвәттики 12 - нөвәтлик юқири дәриҗиликләр йиғини иечилиштин 4 күн бурун 11 - айниң 26 - күни фирансийиниң ситарисборг шәһиридә яврупа парламенти қарар мақуллап, үлүм җазаси биришни тохтитиш, уйғур вә тибәтләрниң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш тоғрисида хитай һөкүмитигә бесим ишләтти.
2009-12-02
Явропа бирлики билән хитай оттурисидики 12 - нөвәтлик юқири дәриҗилик башлиқлар йиғини 11 - айниң 30 - күни хитайниң нәнҗиң шәһиридә өткүзүлди. Һазирға қәдәр явропа бирлики кишилик һоқоқ мәсилисини хитай билән елип бериливатқан музакириләрниң моһим тәркипи қисми қилип кәлди.
2009-12-01
Бүйүк ира тор бетидә 2009 - йили 11 - айниң 25 - күни мустәқил язғучи филип бавриңниң "нюйорк вақит гезити"дә елан қилинған "тәйвән билән җуңго қуруқлуқи мунасивәтлириниң яхшилиниши бәхиттин дерәк берәмду яки апәттин дерәк берәмду?" мавзулуқ мақалиси тәрҗимә қилинип елан қилинди.
2009-11-27
1962 - Йили уйғуристанниң ғулҗа шәһиридә партлиған 100 миң кишилик көч - көч вәқәси, 1968 - йили 3 - лийән оқуғучилар тәшкилатиниң рәһбәрликидә үрүмчидә партлиған зор көләмлик намайиш вә 1969 - йили қәшқәрдә миҗит батур вә ахунопниң рәһбәрликидә партлиған қораллиқ қозғилаң, 1980 - йили қәшқәр пәйзават наһийисидә партлиған қураллиқ қозғилаң, 1990 - йили зәйдин йүсүп рәһбәрликидә партлиған ақту - барин қораллиқ қозғилиңи, 1995 - йили хотән илчида партлиған зор көләмлик намайиш, 1997 - йили уйғуристанниң или өлкисидә партлиған зор көләмлик намайиш, 2008 - йили қәшқәр шәһри вә куча кона шәһәрдә йүз бәргән қораллиқ вәқәләр, бу қетим 2009 - йили 7 - айниң 5 - күни үрүмчи шәһиридә партлиған зор көләмлик намайиш, 60 йилдин бери, миллий мустәмликичилик һөкүмранлиқиға қарши көтүрүлгән намайишларниң ичидә көләм җәһәттин, пәйда қилған тәсири җәһәттин, идийиви - җамаәт пикри тәйярлаш җәһәттин, хитай мустәмликичилиригә әҗәллик зәрбә бириш җәһәттин, хитай мустәмликичилириниң мустәмликә уйғуристандики мадди мәнпәәтлиригә зиян - зәхмәт йәткүзүш җәһәттин, бу намайишлар, бир қәдәр зор вә уйғур тәшкилатчилири қалтис тәшкиллигән намайишлар болуп қалди.
2009-11-27
Хитай мәтбуатлирида көрситилишичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң 11 - айниң 4 - күни юқири дәриҗилик әмәлдарлардин тәркип тапқан 400 кишилик ғайәт зор тәкшүрүш өмикини шәрқий түркистанға әвәтишидики түп мәқсити, бу районда һәқиқий муқимлиқни әмәлгә ашурушниң чарә - тәдбирлири үстидә илмий тәтқиқат елип бериш болуп, хитай коммунистик партийиси мәркизи комитети, бу тәкшүрүш өмикиниң доклатиға асаслинип туруп, келәр йили 3 - айда шәрқий түркистан сиясити һәққидә қайтидин истратегийилик орунлаштуруш елип баридикән.
2009-11-26
Кейинки йиллардин буян хитай һакимийити, вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң шунчә күчлүк қаршилиқиға вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң қаттиқ әйиблишигә қаримастин, " йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләрни бәрпа қилиш " дегән ниқап билән, уйғур мәдәнийитиниң бөшүки һесабланған қәшқәр қәдимий шәһирини чеқип вәйран қилиш һәрикитини җиддийләштүрүп кәлмәктә.
2009-11-24
Бир һәптигә йәтмигә вақит ичидә хитайда аҗайип қизиқарлиқ сияси һадисиләр оттуриға чиқип, кишиләрни һәйрәттә қалдурди вә бу һадисиләр пәйда қилған вараң - чуруңлар аста - аста кишиләрниң тәпәккур алимигә сиңип кәтти.
2009-11-20
Җуңгоға нәзәр тор битидә 2009 - йили11 - айниң 17 - күни" тәйвәнгә келидиған апәт" мавзулуқ китаб, коммунист хитайниң юқири қатлимини тәврәтти мавзулуқ хәвәр елан қилинди.
2009-11-19
Йеқинқи мәзгилләрдин буян хитай мәтбуатлири, қәшқәрниң тоққузақ наһийиси һәққидә пиланлиқ вә сестимилиқ һалда тәшвиқат һәрикити елип бармақта.
2009-11-17
Әгәр диққәт қилидиған болсақ, 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқидин буян, вәтән ичи вә сиртидики уйғурлар арисида мустәқиллиқ туйғулириниң шиддәт билән күчийип бериватқанлиқини һес қилип йетәләймиз.
2009-11-17
Америка авазиниң тор бетигә 2009 - йили 11 - айниң 13 - күни " президент обама бейҗиңниң җаниҗан мәнпәәтигә әгишип маңамду яки хирис елан қиламду" мавзулуқ мақалә чапланди.