Архип
2010-10-26
2010 - Йили 10 - айниң 21 - күни тор бетигә қоюлуватқан вә радиода аңлитиливатқан, "5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи"дин кейин "уйғурлар йезип тарқатқан 'тәклип вә тәвсийә' дегән һөҗҗәтниң нусхиси һазир америкида" мавзулуқ хәвәрни оқуп мәзмунидин вақип болдуқ.
2010-10-22
2010 - Йил 10 - айниң 19 - күни чиңхәй өлкиси ребкоң наһийисидә миңлиған тибәт оқуғучилар намайишқа чиқип хитайниң аталмиш қош тиллиқ маарип арқилиқ тибәт тилини йоқитишиға, тибәт мәдәнийитини юқитишиға қарши намайиш қилип, тибәт тилини қоғдайдиған ирадисини билдүрүп өтти. Намайишчи оқуғучиларниң йенида тәртип сақлап оқуғучиларни қоғдап келиватқан оқутқучилар кишиләрни чуңқур тәсирләндүрди.
2010-10-19
2010 - Йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати хитай киши лю шавбоға берилди. Селиштуруп көрәйли, русийидә сахароп нобил мукапатиниң саһиби болғандин кейин кишилик һоқуқ үчүн күрәш қилиш, қайта қуруш җәрянида түрткилик рол ойнап, сабиқ советләр җәмийитиниң йимирилишидә өчмәс тарихи төһпиләрни қошқан иди. Лю шавбо шундақ рол ойниялиши мумкинму?
2010-10-12
2010 - Йили 10 - айниң 9 - күни "тәңритағ " тор бетиниң мухбири ваң "аптоном районлуқ 2010 - йиллиқ мусулман вәтәнпәрвәр диний затларни 1 - қарарлиқ тәрбийиләш курсида 8 - өктәбир оқуш башланди" мавзулуқ хәвәр тарқатти. Хитай билән нур бәкри немини кәшип қилмайду, әмди "мусулман вәтәнпәрвәр" дәйдиған уқум оттуриға чиқипту.
2010-10-08
2010 - Йили 10 - айниң 3 - күни "тәңритағ тор бети"дә "'аилимиз бир, елимиз җуңго' һәр күни аңлинип туридиған бу йеқимлиқ нахша 'дөләтбағда яңриған инақлиқ күйи'" мавзулуқ хәвәр елан қилинди.
2010-10-05
2010 - Йили 9 - айниң 24 - күни җуңгониң вәзири вин җябав 65 - қетимлиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиллиқ йиғинида "һәқиқий җуңгони тонувалайли" дәйдиған мавзу астида нутуқ сөзлигәндә: "җуңго достлуққа етибар бериду, принсипта чиң туриду, игилик һоқуқ, земин пүтүнлүкигә четилидиған мәсилиләрдә һәргиз йол қоймайду, һәргиз мурәссәләшмәйду," дәп көрсәтти.
2010-09-28
2010 - Йили, 9 - айниң 27 - күни "шаңхәй дуняви көргәзмиси шинҗаң паалийәт һәптилики дағдуғилиқ башланди" мавзулуқ хәвәр "тәңритағ тор бети"гә чапланди. "Шаңхәй дуняви көргәзмиси" қачан ечилди? әҗәба "шинҗаң паалийәт һәптилики" әмдила башлинипту.
2010-09-21
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 16 - сентәбир чақирилған йиғинида д у қ вәкили кәсий полиас ханим аммиви тәшкилатларниң вәкили сүпитидә сөз қилип, хәлқарани уйғур мәсилисигә диққәт қилишқа чақирған.
2010-09-14
Хитай һөкүмити "5 - июл вәқәси"дин кейин, мәмликәт ичи вә сиртида милли бирликсәп сияситини күчәйтишкә башлиған иди. Радиомизниң америкидики обзорчиси сидиқһаҗи рози әпәнди бүгүнки обзорида хитайниң мәзкур сияситини "миңә ююш һәрикити" дәп атиди.
2010-09-10
2010 - Йили 9 - айниң 7 - күни "җуңгоға нәзәр" тор битидә, 'бөри кәлди десә ким ишиниду?' мавзусида мақалә елан қилинди.
2010-09-07
"Дувий" тор бети 2010 - йили 9 - айниң 1 - күни "америка доклатида җуңгони далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә илһамландурди" мавзулуқ мақалә елан қилди.
2010-09-03
2010 - Йили 8 - айниң 31 - күни америка дөләт бихәтәрлики мәслиһәтчиси җөсф баско, "лос анҗелис вақит гезити"дә "америкиниң истратегийилик муҗимәл тәйвән сиясити ахирқи чәккә йәтти" мавзулуқ мақалә елан қилип, "америкиниң тәйвәнгә қаратқан муҗимәл истратегийилик сияситиниң қиммити ахирқи чәккә йәттиму" дәп соал қойди.
2010-08-31
Тәбиәтниң өзидә йәнә тәбиәттәк тәбиий яшап кәлгән шаяр хәлқи немә күнләргә дучар болди? "тәңритағ" тор битидә 8 - айниң 15 - күни елан қилинған "шаяр аптоном районимиздики тоқумичилиқ чоң наһийисигә айланди" мавзулуқ хәвәрдә: "даңлиқ тоқумичилиқ карханилириниң шаяр наһийисигә арқа - арқидин маканлишишиға әгишип, шаярниң санаәт әндизисидә өзгириш болуп, аптоном районимизда бирдин - бир пахта ишләпчиқиришта күчлүк наһийидин тоқумичилиқ санаитидиму чоң наһийигә айланди" дейилди.
2010-08-27
"Тәңритағ" тор бети мухбири ваң шинхва 8 - айниң 24 - күни мундақ хәвәр қилди: "мәркизи комитет бирлик сәп бөлүминиң даимий муавин башлиқи җу вичүн башчилиқидики тәкшүрүп тәтқиқ қилиш гурупписидикиләргә " улуғ вәтинимизни қизғин сөйүп, гүзәл юрт - макан бәрпа қилайли" баш темисидики тәрбийә паалийитиниң әһвали доклат қилинди.
2010-08-24
2010 - Йили 8 - айниң 23 - күни уйғур биз тор битидә " уйғур миллитиниң дөләтни тән елишини, милләтни тән елишини вә динни тән елишини синақ тәриқисидә тәһлил қилиш" мавзулуқ мақалә елан қилинди.