Архип
2010-05-28
2010 - Йили 5 - айниң 26 - күни җуңгоға нәзәр тор битидә "иран немишқа җуңгодин йүз өримиди? чөчүгидәк мәхпийәтлик ашкара болди" мавзулуқ мақалә елан қилинди. Бу мақалиниң келиш мәнбийи (51 һәрбий ишларни көзитиш ишханиси) дейилди.
2010-05-25
Йеқиндин бери хитайда йәсли балилирини өлтүрүш вәқәлири, өй көчүрүшкә нарази болуп адәм өлтүрүш вәқәлири йүз беришкә башлиди. Лявниңда яң йи исимлик бир киши бир әмәлдарни йәттә қетим пичақ уруп өлтүрүвәтти.
2010-05-21
Оттура шәрқтә иранни қоллаватқан, африқида дарфор қирғинчилиқини пәйда қилғучи судан бәшир һакимийитини қоллиған,җәнубий асияда пакистанни қоллап, пакистан билән һиндистан оттурисидики зиддийәтләрниң үстигә яғ чачқан, нобил тинчлиқ мукапатиниң саһиби аң саң сукини нәзәрбәнт қилған берма әксийәтчи һөкүмитини қоллиған хитай мустәмликичилири, шималий асияда 1950 - йиллардин башлап қоллап келиватқан шималий корийиниң мустәбити ким җуңелни бейҗиңни зиярәт қилишқа мәхпий тәклип қилди, ким җуңел сәзгүр вақитта бейҗиңни зиярәт қилип, җуңнәнхәй билән немә тоғрида немә сөзләшти һечким билмәйду.
2010-05-18
1919 - Йили хитайниң даңлиқ язғучиси лушүн "сәвдайи хатириси" мавзулуқ әсиридә "җуңго җәмийити яки феодализм адәмләрни йәп кәтти. Адәмләрни қутулдуруңлар!" дәп товлиған, аридин тәхминән 60 йил өткәндә бейҗиңлиқ язғучи лю шинву "синип мудири" мавзулуқ әсирини йезип, "җуңго җәмийити охшашла феодал сотсиялизм балиларни йәп кәтти, балиларни қутулдуруңлар !" дәп товлиди.
2010-05-14
-- Алақидар мәтбуатлар 5 - айниң 13 - вә 14 - күнлири, америка,җуңго икки дөләт вашингтонда кишилик һоқуқ сөһбити өткүзиду, дәп хәвәр тарқатқандин кейин, җуңгода кишиләр бу сөһбәткә юқири дәриҗидә диққәт ағдурди вә үмид бағлиди, әмма мән, бу иштин гуманлинимән, дәйду -- "бошүн тор бети"гә "америка, җуңго икки дөләтниң кишилик һоқуқ сөһбити бир мәйдан оюн" мавзулуқ мақалә язған бейҗиңлиқ язғучи гав хуңмиң әпәнди.
2010-05-12
2010 - Йили 5 - айниң 10 - күни москвада қизил мәйданда фашизмға қарши уруш ғәлибисиниң 65 йиллиқини тәбрикләп һәрбий парат өткүзүлди. Германийә баш министири ангила меркел, хитайниң рәиси ху җинтав қатарлиқ башқа дөләт рәһбәрлири, русийиниң президенти медведеф, баш министири виладимир потин қатарлиқ рәһбәрләр билән һәрбий көрәк мәйданида биллә болди. Қизиқи вә йеңи хәвәр шу болдики, бу қетимқи һәрбий паратқа америка, әнглийә, франсийә, полша қатарлиқ дөләтләрниң қисмән әскири қисимлири қатнаштурулди.
2010-05-11
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритарлиқидин қалдурулған ваң лечүәнниң, хитай коммунистик партийиси сияси - қанун комитетиниң муавин рәисликигә тәйинләнгәнлики, чәтәлләрдики уйғурлар арисидила әмәс, һәтта хитай демократлири ичидиму җиддий талаш - тартиш пәйда қилмақта.
2010-05-10
Бу йил 1 - айдин башлап таки һазирғичә болған арилиқта, хитайниң узун йиллардин бери ялғанчилиқ билән тиклигән қисмән хәлқара образи тамамән төкүлүп болди. Чәтәл дөләт башлиқлири, шунчә җиддий тәйярлиқ қилип, 4 - айниң 30 - күни ечилиш мурасимини өткүзгән шаңхәй көргәзмисигә қатнишиш бу яқта турсун, бу көргәзмигә нәзәр - көзиниму селип қоймиди.
2010-05-05
4 - Айниң 29 - күнидин 30 - күнигичә белгийиниң пайтәхти брюсселда чақирилған уйғур мәсилиси бойичә хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғинида, явропа парламенти әзалири, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири, уйғур мәсилисини тәтқиқ қиливатқан чәтәллик мутәхәссисләр вә рабийә ханим башчилиқидики уйғур вәкиллири тәрипидин әң көп тәкитләнгән һәм талаш - тартиш қилинған мәсилиләрниң бири болса, коммунист хитай һакимийитиниң "аптономийә" дегән бу уқумға болған йүзәки вә әхмиқанә қариши, шундақла хитайниң шәрқий түркистан вә тибәтниму өз ичигә алған аптономийилик җайларда иҗра қиливатқан аталмиш "аптономийә" сияситиниң маһийитидин ибарәт иди.
2010-05-04
Хитайниң нурғунлиған қәләмкәшлири, иқтисадшунаслири, һәтта иқтисадшунас лаң шйәнфиң, хе чиңлйән, җяң җадүн, ху шавҗаң қатарлиқлар җуңгода өй - имарәт тиҗарити гумран болиду, дәп узундин бери нурғунлиған мақалиләрни йезип келишти. Мәнму хитай қәләмкәшләр испатлап чиққан санлиқ мәлуматларға асаслинип, хитайниң иқтисади омумйүзлүк гумран болуштин аввал, җуңгода иқтисади тәрәққиятниң һалқиси дәп қарилип келиватқан өй - имарәт тиҗарити аввал гумран болиду дегән көз қарашқа кәлгән вә шундақ мәзмунда лексийиләр сөзлигән идим. Әмма буниң әксичә, хитайниң иқтисади давамлиқ тәрәққи қиливатиду.