“әркинлик йоли вә осман батур” намлиқ китаб нәширдин чиқти
2006.04.14

Профессор доктур гулкин кандарлиоглуниң осман батурниң һаятини тәсвирләп язған әркинлик йоли вә осман батур намлиқ китаби нәширдин чиқти. Бу китап шәрқий туркистан ваһпи нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған болуп, китапниң нәшир қилиниш мунасивити билән чаршәнбә куни истанбулда бир сөһбәт йиғини откузулди. Бу йиғинға қазақистанниң истанбулда турушлуқ консулусханисиниң консулуси, шәрқий туркистан көчмәнләр җәмийити башлиқи абдувәлиҗан , шәрқий туркистан ваһпиниң баш секритари һамут көктурк, иса юсуф алптекин ваһпинң башлиқи арслан алптекин қатарлиқлар тәклип билән қатнашти. Йиғинға йәнә истанбулда олтурушлуқ қазақ, уйғур вә түркләр болуп нурғун киши қатнашти. Арслан алптекин йиғинниң ечилиш нутқини қилиш үчүн сәһнигә дәвәт қилинди. У сөзидә, уйғур вә қазақлардин тәркип тапқан шәрқий түркистанлиқларниң мушәққәтлик йолларни бесип һиндистан арқилиқ түркийәгә кәлгәнликини, өзлириниң тәқдирдаш икәнликини, шуңа иттипақлишип бу давани бирликтә елип бериши керәкликини диди.
Китапниң язғучиши профессор доктур гулчин чандарлиоғлу китабиниң нәширдин чиққанлиқи йүзидин уюштурулған бу сөһбәт йиғини учун алди билән йиғин әһлигә рәһмәт ейитти. У кейин тәсиратлирини баян қилип мундақ диди: “сөйүмлүк улуғ туркистанлиқлар, һәммиңларни һөрмәт билән саламлаймән. Мән бу китапни қандақ йезип чиққанлиқимни силәргә қисқичә сөзләп өтәй. Мәрһум полат қадири миниң оқутқучум һәм иса йүсүф алптекинниң секритари иди. Мән улар билән 30 йил хошна болуп яшидим. Иса йүсүф алптекинләр мини чоң қизидәк көрди. Улардин нурғун нәрсиләрни өгәндим. У мәзгилдә мән шәрқий туркистандики қәһриманлар һәққидә мақалиләр яздим, улар уситдә тәтқиқатлар елп бардим. Бу җәрянда мән осман батурниң һаятиға қизиқишқа башлидим. Осман батурниң һаятини тәтқиқ қилиш нәтиҗисидә осман батурниң сәпдиши нур гоҗай батур билән тонуштум. 1970-Йилларда мәрһум нур гоҗай батур билән давамлиқ учришип, осман батур һәққидики мәлуматларни әтраплиқ һалда маңа аңлатти. Нур гоҗай батур, осман батур һәққидики әслимилирини қазақчә, туркчә арилаш бир тил билән маңа аңлитатти. Буларни узун йил топлаш арқилиқ ахири бир китап қилип йезип чиқтим.” кейин, шәрқий туркистан ваһпиниң баш секритари һамут көктүрк сөз қилди. У сөзидә мундақ диди:

“биз бүгүн хәйирлик бир иш үчүн бу йәргә топландуқ. Мән алди билән шәрқий түркистан үчүн һаятини атиған осман батур, иса юсуф алптекин, мәмәт имин буғра, мәһмут муһити қатарлиқ пүтүн шеһитлиримизни рәһмәт вә миһнәт билән әсләймиз. Рәсми болмиған ситатескиларға қариғанда, түркийәдә уйғур, қазақ, қирғиз болуп 15 миң әтрапида шәрқий түркистанлиқ бар. Хитай һөкүмити шәрқий туркситан хәлқигә уйғур, қазақ, қирғиз димәстин зулум қиливатиду. Осман батурму әйни вақитта хитайларға қарши күрәш қилған қәһриманимиз. У вақитта иса юсуф алптекин, осман батур, мәмәт имин буғралар мурини муригә тирәп хитайға қарши күрәш қилған. Бүгүнки күнимиздиму биз уларниң изидин меңип милләт айиримастин хитайниң зулумиға қарши күрәш қилишимиз, шәрқий түркистандики езиливатқан хәлқимизниң авазини дуня җамаәтчиликигә йәткүзишимиз керәк. Мән осман батур һәққидә бундақ бир әсәрниң йезилғанлиқини шәрқий түркситан вәһпи башлиқи болуш сүпитим билән қизғин тәбрикләймән. Ахирида пүтүн қәһриманлиримизниң ятқан йериниң җәннәттә болушини тиләймән.”
Йиғинда йәнә истанбул унивәрситити әдәбият факултити оқутқучиси проффессор доктур абдулқадир донук осман батур вә шәрқий түркистан темисида, мимар синан унивәрситити оқутқучиси проффессор доктур әһмәт ташагил әпәнди осман батурниң һаяти темисида, мимар синан унивәрситити оқутқучиси доктур абдуваһап қара әпәнди осман батур вә тарихи арқа көрүнүш темисида сөз қилди. Йиғин ахирида әркинлик йоли вә осман батур китабиниң язғучиси проффессор доктур гулчин чандарлиоглиға тәшәккүрнамә берилди.
Осман батур 1890-йилида алтай тағлирида дуняға кәлгән. Дадиси ислам бәг, аниси айчә ханим иди. Ислам бай қазақларниң орта җуз қәбилисиниң керәй қолидин болуп, осман батур дадиси тәрипидин қазақ өрп адәтлири бойичә йетиштурулгән. яшлиқ чағлирида күрәшкә башлиған. Осман батур 1930-йилидин итибарән актип инқилапқа башлиған. Униң инқилапқа башлишиға әйни вақиттики улкә валиси шиңсишәйниң хәлққә қиливатқан зулуминиң тәсири интайин чоң болған. Осман батур у йилларда алтай тағлирида яшайдиған хәлқләрниң үмиди болуп қалған. 1943-Йили өткүзүлгән бир мәрикидә осман батурға хәлқи тәрипидин батур үнвани берилгән. Осман батур узун йил хитайлар билән елишқан, қәһриманларчә күрәш қилған. Әмма у бәхиткә қарши 1951-йили 2-айниң 15-күни хитай азатлиқ армийисигә әсир чүшүп қалған. 1951-Йили 4-айниң 29-күни өлтүрүлгән.









