Қирғизистандики туңганлар


2006.02.08
tunggan.jpg

Йеқинда қирғизистанниң бишкәк шәһиридин анчә йирақ болмиған чуй вилайитигә қарашлиқ искира йезисида йүз бәргән туңганлар билән қирғизлар арисидики тоқунуш кишиләрниң бу җумһурийәттики аз санлиқ милләтләрниң бири һесаблинидиған туңганларниң әһвалиға нисбәтән қизиқишини қозғиди. Ундақта туңганлар қирғизистанға қандақ келип қалди дегән соалниң қоюлуши тәбиий.

Туңганларниң қирғизистандики тарқилиши

Туңганлар қирғизистанниң бишкәк, ош, тоқмақ шәһәрлири вә чуй областиға тәвә аликсандиропка, соқулуқ йезилири һәмдә иссиқ көл вилайитиниң қара қол шәһири вә униң әтрапидики ирдиқ қатарлиқ йезиларға тарқалған.

Қирғизистандики туңганлар асасән дегүдәк деһқанчилиқ билән шуғуллинип, түрлүк зираәтләрни вә көктатларни өстүриду. Уларниң хели көп қисими советләр иттипақи йимирилип, қирғизистан мустәқиллиққә әришип, базар игилики йолға қоюлғандин кейин сода-тиҗарәткә киришкән болуп, бу уларниң иқтисадий һаятиға пайдилиқ тәсирләрни көрсәткән.

Туңганлар қирғизистандин башқа йәнә қазақистан вә өзбекистанғиму тарқалған болуп, уларниң мутләқ көпчилики қирғизистанни база қилип топлишип олтурақлашқанлиқи үчүн өз тилини вә миллий мәдәнийитини бир қәдәр яхши сақлап қалған. Совет иттипақи мәзгилидә йәни 1979-йили уларниң пүтүн совет иттипақидики сани 50 миң дәп елан қилинған болуп, қирғизистанда һазир тәхминән 70 миң әтрапида туңган нопуси яшайдиғанлиқи билдүрүлмәктә.

Туңганларниң қисқичә тарихи

Туңганлар хитайда хитай һөкүмити тәрипидин " хуйзу" дәп рәсми бекитилгән болсиму, әмма йәрлик уйғур қатарлиқ хәлқләр тәрипидин туңган дәп атилиду. Русийидә бу исим "дунган" дегән нам билән тунҗи қетим 19-әсирдә көрүлгән, рус тилиниң адити бойичә туңган дегән исим дунган дәп тәләппуз қилинип, москва һөкүмити тәрипидин рәсми айрим бир милләт нами қилип бекитилгәнлики үчүн бүгүнки күндә оттура асиядики барлиқ хәлқләр уларни дунган дәп атишиду, әмма туңганлар өзлирини болса" лав хуихуй" дәпму атайдикән.

Русийә вә оттура асияниң туңганшунас алимлириниң оттуриға қоюшичә, туңганлар оттура асияда җүмлидин һазирқи қирғизистан вә қазақистанларда 19-әсирниң ахирлирида пәйда болған болуп, бу 19-әсирдә уйғур диярида вә гәнсу, шәнши өлкилиридә көтүрүлгән кәң көләмлик қозғилаңлар билән мунасивәтлик икән. 19-Әсирниң 60-йиллирида пүтүн уйғур дияри мәнчиң һөкүмранлиқиға қарши қозғилаң отлири билән қапланди. Мусулманларниң бу қозғилаңлириға туңганларму қатнишип, уйғурлар билән бирликтә өз дүшмәнлиригә қарши уруш қилған иди. 1867-Йили яқуп бәг мустәқил қәшқәрийә дөлитини қурғанда, үрүмчи қатарлиқ җайлардики туңганлар яқупбәгкә бәйәт қилди. Илида уйғурлар билән туңганлар бирлишип, мәнчиң һөкүмранлиқини ағдуруп ташлап, или таранчи султанлиқини қурди. Бирақ, 1877-йили зо зоңтаң қәшқәрийигә қарши һәрбий һәрикәт елип барғанда, туңганларниң қомандани бәйяңху вә башқилар уйғур қатарлиқлар бирлишип, зо зоңтаңниң таҗавузчи қошунлири билән җәң қилған болсиму, әмма бирақ мәғлуб болди. Демәк 1877-1878-йиллири зо зоңтаң қәшқәрийини ишғал қилғанда, бәйяңху башлиқ бир қанчә миң туңган хитай һөкүмитиниң өч елишидин қорқуп, учтурпан арқилиқ иссиқ көл әтрапидики қара қол, бишкәк әтрапиға қечип келип панаһланди. Мана бу туңганларниң қирғизистанда йәрлишиш тарихиниң башлинишидур.

Туңганларниң йәттә суға көчүши

1871-Йили илидики уйғурларниң мустәқил һакимийити таранчи султанлиқи русийә тәрипидин ағдурулди. Колпоковский башчилиқидики чар русийә қошунлири уйғур вә туңганларниң қаршилиқлирини бойсундуруп, илини бесивалди. Әлахан султан хәлқниң һаяти вә мал-мүлкини қоғдап қелиш үчүн ғулҗа шәһириниң ачқучини колпоковксийға тапшурди. Или тәхминән 10 йилға йеқин русларниң қолида турған болсиму, бирақ чар русийә билән мәнчиң империйиси илини хитайға қайтуруп бериш мәсилиси һәққидә сөһбәтлишип, ахири 1881-йили " или шәртнамиси" имзаланди. Мәзкур шәртнамигә бинаән илиниң бир қисими вә ғулҗа хитайға бериветилди. Илиниң хитайларға тапшуруп берилгәнликидин хәвәр тапқан уйғурлар вә туңганлар өз дүшмәнлириниң өч елишидин қорқуп, йәттә су тәвәсигә көчти.

Әнә шу қетимлиқ көчүштә 50 миң әтрапида уйғур вә тот миң әтрапида туңган йәттә су вадисиға маканлашти, туңганларниң йәнә бир қисими болса, һазирқи қирғизистанниң тоқмақ, қара қол, соқулуқ қатарлиқ җайлириға келип маканлишип қалған.

Туңганларниң ахирқи қетимлиқ көчүши 1955-йилидин 1963-йилиғичә болған арилиқтики көчүш болуп, бу мәзгилдә или вилайити һәм тарбағатайдики бир қисим туңганлар уйғур, қазақ қатарлиқ хәлқләр билән бирликтә совет иттипақи көчүп чиқип маканлашқан. Уларниң көп қисими қазақистанға, азрақ қисими бишкәк шәһири әтрапиға келип маканлашқан болуп, бу қетим көчкән туңганлар уйғурлар билән зич арилишип кәткән.

Туңганларниң сиясий вә мәдәнийәт әһвали

Туңганлар оттура асиядики бирдин-бир хитай-тибәт тил системисида сөзлишидиған хәлқ, улар дини җәһәттә ислам дининиң сүнний мәзһипигә етиқад қилиду вә өз тили һәм мәдәнийитини җүмлидин диний етиқадини күчлүк сақлиған.

Қирғизистан, туңганлар топлишип олтурақлашқан җумһурийәт болғачқа, москва һөкүмити туңганларниң мәдәнийитини раваҗландуруш ишлирини әйни вақитта қирғизистанға орунлаштурған иди. Шу сәвәбтин қирғизистан пәнләр академийиси қармиғида туңганшунаслиқ мәркизи қурулған һәм туңганчә радио вә мәтбуат орунлири тәсис қилинған иди. Һазир қирғизистанда мәзкур орунлар йәнила мәвҗут болуп, туңган тилида һәптидә бир саәт радио программиси берилиду.

Туңганлар хитай тилиниң шәнши-гәнсу диалекти асасидики өз ана тилида " хуймин бав" ( туңган гезити) дегән намда гезит чиқириду. Туңган тил гәрчә хитай тили болсиму, әмма совет иттипақи тәрипидин хитай тилидин айрилип, мустәқил туңган тили қилип бекитилгән. 1928-Йили латин йезиқи, 1953-йили болса, славиян йезиқи асасида туңган йезиқи тәйярланған болуп, улар таки һазирғичә славиян йезиқини ишләтмәктә. Туңганлар совет иттипақи дәвридә " шийүәдә чи" (йәни "өктәбир байриғи") дегән нам астида гезит чиқарған шуниңдәк йәнә силавиян йезиқи билән өз тилида китаблар нәшир қилған һәм бу паалийәтлирини һазирму давамлаштурмақта. Қирғизистан, қазақистанлардики туңган( дунган) тили гәрчә хитай тилиниң шәнши –гәнсу диалекти болсиму, әмма у бүгүнки гәнсу-шәнши районидики туңганлар қоллинидиған тилдин хели көп пәрқлиниду. Буниңда 19-әсиргә хас кона сөзлүкләр сақлинип қалған шуниңдәк йәнә русчә аталғулар көпләп қобул қилинған, уйғур, қирғизчә вә башқа түркий тилларниң тәсириму көрүнәрлик дәриҗидә сиңгән.

Туңганлар арисидин көрүнәрлик әрбаблар йетишип чиққан

Қирғизистан, қазақистандики туңганлар арисидин әйни вақитта "совет иттипақи қәһримани", "совет иттипақи хәлқ артиси" дегән әң юқири намларға еришкән адәмләр шуниңдәк йәнә академик вә докторлар йетишип чиққан.

Қирғизистан милләтләр иттипақиниң қармиғидики туңганлар җәмийитиниң доклатидин қариғанда, 90-йилларниң оттурилирида қирғизистан туңганлири туңганларниң қирғизистанға көчүп кәлгәнликиниң 120 йиллиқини хатирилигән. Мәзкур доклаттин мәлум болушичә, қирғизистанда 50 тин артуқ пән докторлири вә пән намзатлири тәтқиқат ишлири билән шуғулланмақта, 20 дин артуқ адәм җумһурийәтниң пәхрий намлириға еришкән. Бир нәпәр туңган дуня чемпийони болған, улар арисидин илгири кейин йәнә төт нәпәр киши қирғизистан парламентиға әза болған икән. Туңган алими муһәммәд сушанлониң ( 1924-1998) исми сабиқ совет иттипақи һәмдә хитайдики илим саһәсигә тонушлуқ болуп, у қирғизистан пәнләр академийисиниң мухбир әзаси болуп сайланған, у тунҗи қетим оттура асия туңганлириниң тарихи вә мәдәнийити һәққидә китаб язған киши иди. Шаир ясир ширвази болса, совет иттипақи дәвридә кәң тонулған шаир сүпитидә етирап қилинған иди.

Һәрбий қомандан масанчи болса, 1919-1920-йиллирида оттура асияда уйғурларниң абудулла розибақийев, исмаил таһиров қатарлиқ рәһбәрлири билән тәң оттура асияға кәң тонулған туңган әрбаби иди. Һазир бишкәк әтрапида униң намида бир йеза мәвҗут.

Қазақистанда тәхминән 30 миң әтрапида туңган бар болуп, таки 60-йилларғичә пәнләр академийиси қармиғида уйғур-туңган мәдәнийәт бөлүми бар иди. Бу кейин уйғуршунаслиқ орниға өзгәртилгән, қазақистан туңганлиридин сунваза 50-йилларда уйғурчә-русчә луғәт түзүп чиққан һәмдә уйғур тили һәққидә мақалиларни язған уйғуршунас иди.

Туңганлар қирғиз-хитай мунасивәтлиридә муһим рол ойниди

Қирғизистан туңганлири җәмийитиниң доклатида мәлум қилинишичә, әсқәр ақайев дәвридә қирғизистандики туңганлар билән хитай һөкүмити арисида яхши алақилар йолға қоюлған, ниңша вәкиллири бу йәрни зиярәт қилған, қирғизистан туңганлириму уйғур ели вә хитайниң башқа туңган районлирини зиярәт қилған. Хитай мәтбуатлирида бу туңганларниң "әсли җуңго пуқралири, уларниң ана вәтини җуңго болғанлиқи үчүн шуңа уларниң ана вәтинини сегинидиғанлиқи "ни әкис әттүридиған мақалиларму елан қилинған болуп, қирғизистандики хитай әлчиханиси туңганлар билән йеқин һәмкарлиқларни орнатқан, шуңа туңганлар өз доклатида туңганларниң қирғизистан билән хитайниң йеқин мунасивәт орнитишида муһим васитиқичилиқ рол ойниғанлиқини көрситишкән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.