Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: хитайда кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш әһвали еғир
2005.05.25
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2004 - йиллиқ йәр шари кишилик һоқуқ әһвали тоғрисидики 300 бәтлик доклатида, хитай һөкүмити кишилик һоқуқни қоғдаш вә һөрмәт қилишни асаси қанунға киргүзгән болсиму, әмма хитайда кишилик һоқуқ кәң - көләмдә вә еғир дәпсәндә қилинмақта, дәп әйиблигән.
Хитай кишилик һоқуқ хатирисидә чоң өзгириш йоқ
Кәчүрүм тәшкилатиниң америка шөбиси, доклат елан қилиш мунасивити билән өткүзгән вашингтондики ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай кишилик һоқуқ хатирисидә чоң өзгириш болмиғанлиқини әскәртти. Кәчүрүм тәшкилати америка шөбисиниң мудири виллиям шулиз мундақ дәйду: "хитайда гәрчә сода саһәсигә һөрмәт қилиш, асаси қатламларда демократик сайлам йолға қуюлғанлиқини аңлиған болсақму, әмма кишилик һоқуқ мәсилисидә чоң өзгириш болмиди."
Хитай, өлүм җазасини әң көп иҗра қиливатқан дөләт
Уйғур аптоном райони сияси мәһбусларға өлүм җазаси бериливатқан аз сандики җайларниң бири.
Кәчүрүм тәшкилати доклатида, хитай һөкүмитиниң өлүм җазасини кәң көләмдә иҗра қиливатқанлиқини тәнқидлигән. Кәчүрүм тәшкилатиниң доклатида көрситилишичә, 2004 - йили дуня бойичә өлүм җазаси иҗра қилинған 3790 мәһбусниң 3400 нәпири хитайдикән. Виллиям шулиз мундақ дәйду: " йилда 3400 кишигә өлүм җазаси иҗра қилиш кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишниң бир мисалидур. Бу сан дуня бойичә өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлар омуми санидин көп," дәп көрсәтти.
Кәчүрүм тәшкилатиниң америка шөбисидики майкил орәлий, " уйғур аптоном райони сияси мәһбусларға өлүм җазаси бериливатқан аз сандики җайларниң бири," дәйду. Доклатида бейҗиң һөкүмитини өктичиләрни тутқун қилиш, түрмигә ташлаш, мәһбусларниң асаси кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйиблигән кәчүрүм тәшкилати, хитайда мәһбусларниң харлаш вә тән җазасиға учраватқанлиқини тилға алди.
Хәлқара терроризмға қарши күрәшни суйиистемал қилиш
Өзбекистан президенти һазир хитайда. Униң зиярити шинҗаң билән мунасивәтлик, униң пүтүн зиярити шинҗаң тоғрисида. Чүнки улар әнҗандики вәқәләрниң шинҗаңға кеңийишидин әндишә қилиду.
Доклатта, тибәт вә тибәтләр олтурақлашқан районлирида диний ибадәт һоқуқиниң еғир чәклимигә учраватқанлиқини әскәртип, " хитай һөкүмити йәр шари тероризимға қарши күрәшни, уйғурларни бастурушни қанунлаштуруш үчүн суйиистемал қилмақта" дәп әйиблигән. Кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики хадими т. Кумарниң тәкитлишичә, өзбекистан президенти кәримовниң хитайдики зиярити уйғурлар билән алақидаркән. Т. Кумар: "өзбекистан президенти һазир хитайда. Униң зиярити шинҗаң билән мунасивәтлик, униң пүтүн зиярити шинҗаң тоғрисида. Чүнки улар әнҗандики вәқәләрниң шинҗаңға кеңийишидин әндишә қилиду. Бу хитайниң немә үчүн керимовни зиярәткә тәклип қилиш шундақла уни қоллишидики сәвәбтур."
Т. Кумар: хитайниң мәқсиди рабийә қадир ширкитини вәйран қилиш
Т. Кумарниң тәкитлишичә, уйғур аптоном районидики вәзийәт, атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир қоюп берилгәндин кейин техиму яманлашқан. Т. Кумар "һазир улар рабийә қадир аилиси вә тиҗаритиниң пешигә чүшти. Бу бизни әндишигә селиватиду. Улар рабийә қадирниң шерик вә хизмәтчилирини, банка хадимлирини қолға алди, мәқсиди униң тиҗаритини вәйран қилиш," дәп көрсәтти.
Кәчүрүм тәшкилати, хитай даирилирини " өктичиләр вә демократик ислаһатчиларни җинайи ишлар қанунидики һакимийәтни ағдуруш, дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш шундақла дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш қатарлиқ ениқлимиси мүҗимәл җинайәтләр билән җазалимақта," дәп әйиблигән.
Америка, кишилик һоқуқни алдинқи орунда тутуши керәк
Виллиям шулиз ахбарат елан қилиш йиғинида, америкини хитай билән кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә давамлиқ сөзлишишкә чақирди. Виллиям шулиз мундақ дәйду: " кәчүрүм тәшкилати америка қошма штатлириниң хитай билән мунасивәт қилғанда, кишилик һоқуқ мәсилисини алдинқи орунда тутушиға иһтияҗи бар, дәп қарайду."
Виллиям шулиз, кишилик һоқуқ хатириси хитай - америка оттурисидики иқтисади мунасивәт, шимали корийә ядро кризиси қатарлиқ муһим мәсилиләрниң көләңгүси астида қалмаслиқини үмид қилди. Кәчүрүм тәшкилатиниң доклатида көрситишичә, хитайда кишилик һоқуқ дәпсәндичилики пуқраларниң йәр мүлк һоқуқи, әйдиз кесәллириниң һоқуқи, диний ибадәт әркинлики қатарлиқ кәң темиларға четилидикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң ню - йорктики йиғинида сөз қилди
- Америка, диний әркинликни еғир дәпсәндә қиливатқан 11 дөләтни елан қилди
- Д у қ ниң баш катипи долқун әйса хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң йиғинида доклат бәрди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: уйғурларға қаритилған диний бесим күчлүк
- Хитай дунядики өлүм җазасини әң көп иҗра қилидиған дөләт