Хитай һөкүмити уйғур елидә "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ни қайта башлиди


2005.05.25
CHINA-XINJIANG-SECURITY--45.jpg
Хитай азадлиқ армийиси қазақистан чегрисидики алатав еғизида мәшқ қилмақта. AFP

Франсийә ахбарат агентлиқиниң "шинҗаң гезити" ниң чаршәнбә күнидики хәвирини нәқил кәлтүрүшичә, хитай һөкүмити уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләшниң һарписида, уйғур елидә " бөлгүнчи, террорчи вә диний радикалдин ибарәт үч хил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ни башлиған.

Хитай, уйғурларни бастуруш билән "аптонум район" қурулғанлиқини күтүвалмақчи

Уйғур аптонум районлуқ партком тәшвиқат бөлүми "шинҗаң гезити" дә елан қилған баш мақалисидә," үч хил күчләр" ниң уйғур елиниң муқимлиқи вә бихәтәрлики үчүн " чоң тәһдид" икәнликини көрсәткән һәмдә " үч хил күчләр" гә қарши юқири бесимлиқ бастуруш сияситини давамлиқ кеңәйтидиғанлиқини билдүргән.

Буниң алдида, шәрқий түркистан учур мәркизи, уйғур аптонум районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң 18 - май күни оқтуруш чиқирип, уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләшниң алди- кәйнидә " һәр хил җинайи һәрикәтләргә зәрбә бериш һәрикити" елип беришни орунлаштурғанлиқини хәвәр қилған иди.

Аптонум районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити зәрбә бериш һәрикитиниң конкерт мәзмуни вә шәкли қатарлиқлар һәққидә сориған соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.

Хитай хәлқни бастуруш арқилиқ өзиниң күчлүкликини ипадилимәкчи

Уйғур ели тәбиий байлиқларға мол бир район. Униң нефит, кевәз вә нурғун менирал байлиқлири мол болғачқа, хитай һөкүмити бу районни қаттиқ тутмисақ, бу байлиқлардин қуруқ қелишимиз мумкин дәп әнсирәйду.

Америка майәми университети сиясәт профессори, уйғур ишлири мутәхәссиси җун җүәйер ханим, хитай һөкүмитиниң, һазирқи пәйттә уйғур елидә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити елип беришида, оттура асиядики хәлқ қаршилиқ һәрикәтлиридин әндишә қилған болиши мумкинликини көрсәтти. У мундақ деди:

- Мениңчә, хитай һөкүмити өзини бихәтәр һис қилмайватиду. Өзиниң қанчилик " күчлүк" ликини мушундақ һәрикәтләр билән хәлқниң сәмигә салмақчи боливатиду. Болупму, өзбекистан вә қирғизистанда йеқинда йүз бәргән һөкүмәткә қарши хәлқ һәрикәтлири йүз бәргәндин кейин, техиму шундақ. Шуңиму хәлқара ислам кәримофни әйиблисә, хитай уни қоллаватиду. Мениңчә буниңдин сирт йәнә, әтиязда һава яхши болғачқа, хитай һөкүмити кишиләрниң роһий җәһәттин йиниклик һес қилип, қаршилиқ һәрикәтлирини елип беришидин әндишә қилиду. Йәнә бир сәвәб, 4 - июн йеқинлашти. Бейҗиңда 4 - ийон тйәнәнмин вәқәси йүз беришниң алдида, уйғур елидиму һөкүмәткә қарши намайиш йүз бәргән. Хитай һөкүмити бундақ вәқәләрниң хатирә күнигә интайин сәзгүр келиду.

Хитай уйғур елидики байлиқларни қолдин берип қоюшни халимайду

Хитай һөкүмити әйни вақитта уйғур елини өзигә қошивалғанда, уйғурларниң тил- йезиқини вә мәдәнийити тәрәққи қилдурушқа вәдә бәргән. Һалбуки, шинҗаң университетида уйғур тилида дәрс бериш қалдурулди.

Униң билдүрүшичә, гәрчә хитай һөкүмити уйғур елини хитайниң бихәтәрликигә чоң тәһдид дәп көрситиватқан болсиму, бирақ әмәлийәттә әһвал унчә еғир әмәс икән. У бу һәқтә мундақ деди:

" Хитай һөкүмити өзи уйғур елини тәһдид дәп тонуйду. Гәрчә уйғур елидә һөкүмәтни яхши көрмәйдиған кишиләр болсиму, бирақ уларниң көпинчиси террорчи әмәс. Уйғур ели тәбиий байлиқларға мол бир район. Униң нефит, кевәз вә нурғун менирал байлиқлири мол болғачқа, хитай һөкүмити бу районни қаттиқ тутмисақ, бу байлиқлардин қуруқ қелишимиз мумкин дәп әнсирәйду" .

Җун җүәйер ханимниң билдүришичә, йәнә бир тәрәптин, хитай һөкүмити уйғур районини бәк қаттиқ контрол қилғанда, йәрлик хәлқниң техиму қаршилиқини қозғаштин әндишә қилидикән.

Хитай һөкүмити 1996 - йили, уйғур елидә " җинайи ишларға қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" ни башлиған иди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитай һөкүмитиниң бу һәрикәт җәрянида, нурғун динийзатлар, өктичиләр, һәтта һөкүмәткә наразилиқини билдүргән кишиләрниму қолға алғанлиқини, бәзиләрни һәтта өлүм җазасиға һөкүм қилғанлиқини билдүргән.

Хитайниң сиясити уйғурларниң қаршилиқини күчәйтиду

Җун җүәйер ханим, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә он йилға йеқин елип барған бу һәрикитиниң , әмәлийәттә уйғур елидики қаршилиқларни йоқитиш әмәс, бәлки әксичә рол ойниғанлиқини көрсәтти:

- Мениңчә уйғурларниң наразилиқини қозғаватқан амил, хитай һөкүмитиниң сиясити. Уйғурлар хитай һөкүмитиниң ғәрбни ечип тәрәққи қилдуримиз дигән һәрикитидә өзлиригә тәрәққият пурсити берилмигәнликини һис қилған. Мән уйғурлардин йәнә, өзлириниң миллий кимликини пәқәт чошқа гөши йимәслик йоли билән ипадиләватқанлиқини, башқа йоллар билән ипадиләшкә амалсиз қеливатқанлиқини аңлидим. Хитай һөкүмити әйни вақитта уйғур елини өзигә қошивалғанда, уйғурларниң тил- йезиқини вә мәдәнийити тәрәққи қилдурушқа вәдә бәргән. Һалбуки, шинҗаң университетида уйғур тилида дәрс бериш қалдурулди. Мана мушуниңға охшаш уйғурларниң наразилиқини қозғайдиған әһваллар өзгәрмисә, уйғурларниң қаршилиқиму йоқалмайду. Хитай һөкүмити қаттиқ зәрбә бериш һәрикити арқилиқ һөкүмәткә нарази болған бир қисим кишләрни тутқан билән, техиму көп кишиләр һөкүмәттин нарази болуп, уларниң орнини игиләйду.

Униң билдүрүшичә, әгәр хитай һөкүмити һәқиқәтән бир бәхитлик чоң аилә қурушни халиса, чоқум һәр бир аилә әзасиға тоғра муамилә қилиши керәк икән. Хитай мәркизий һөкүмити уйғур елидә тоғра сиясәт йүргүзмигәчкә, уйғур елидики хәлқләр хитайниң һөкүмранлиқидин қутулушни халайдикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.