Рабийә қадир, америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар мәсилиси бойичә гуваһлиқ бәрди
2005.04.28
Америка дөләт мәҗлиси чаршәнбә күни өткүзгән уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисидики испат бериш йиғинда, мәшһур уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир гуваһлиқ бәрди. Рабийә қадир, уйғурларниң иқтисади җәһәттики йәклиниш билән биргә, кишилик һоқуқи халиғанчә тутқун қилиниш, адаләтсиз сотлиниш, тән җазасиға учраш шундақла өлүм җазасиға һөкүм қилиниш қатарлиқ еғир дәпсәндичиликкә учраватқанлиқини тәкитлиди.
Ғәрбни ечиш истратегийиси вәйран қилиш характеригә игә
Уйғурларниң иқтисади талан - тараҗ қилиниватқанлиқини тәкитлигән рабийә қадир, "хитай көчмәнләр еқими хизмәт вә йәр- земин мәсилисидики риқабәтни күчәйтип, уйғурларниң турмушиға тәһдит болуп қалди" дәп көрсәтти. Рабийә қадир ханим йәнә "хитайниң ғәрбни ечиш истратегийиси уйғурларға вәйран қилиш характерлик ақивәтләрни елип кәлмәктә." Деди. Уйғурларниң йәр- земин вә иқтисади тәрәққиятини пиланлаш һоқуқидин мәһрум қалдурулғанлиқини илгири сүргән рабийә қадир, үрүмчи билән қәшқәр арисидики төмүр йолниң зөрүрийәтсиз вә мувапиқ болмиған тәрәққиятни яритип, техиму көп хитайларниң еқип кириши шундақла тәбиий вә бинакарлиқ мираслириниң вәйран болушиға йол ачқанлиқини әскәртти.
Уйғурлар тарихидики әң зулмәтлик дәвридә яшимақта
Рабийә қадир ханим йәнә "2001 - йилдики 11 - сентәбир вәқәси, хитай даирилириниң шәрқий түркистандики өктичиләрни хәлқара терроризм билән алақидар, дәп көрситишкә баһанә яратти, шуниңдин кейин хәлқим тарихидики әң зулмәтлик дәврни бешидин кәчүрмәктә. Бизниң кимликимиз вә мәдинийитимиз тәһдит астида қалди. Кәчүрмишлирим шуни испатлайдуки, бизниң кимликимизни кәмситиш бейҗиңдики юқири дәриҗилик даириләр тәрипидин йолға қоюлған системилиқ вә пиланлиқ сиясәтни асас қилған." - Деди. Уйғурларниң көз қаришини сөзлигәнлики үчүнла қамақ җазасиға һөкүм қилиниватқанлиқини тәкитлигән рабийә қадир, тарихшунас тохти туниязниң 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини тилға алди.
Аяллар ирадисигә хилап һалда мәҗбури қисирлаштурулди
Рабийә қадир йәнә "хитай һөкүмитиниң туғутни чәкләш сиясити уйғур хәлқи дуч келиватқан әң чоң тәһдитләрниң бири. Мән аяллар тәшкилатиниң қурғучиси болуш сүпитим билән, нурғун аялларға мәҗбури туғут чәкләш дориси берилгәнлики шундақла буниң бәзидә еғир ақивәтләр яратқанлиқини билимән. Нурғун аяллар ирадисигә хилап һалда мәҗбури қисирлаштурулди."
Лорин крейнирниң шинҗаң университетидики нутуқи уйғурларда " тәвриниш" пайда қилған
Рабийә қадир, сабиқ ярдәмчи ташқи ишлар министири лорин крейнирниң 2002 - йили 18 - декабирда үрүмчини зиярәт қилип, шинҗаң университетида сөзлигән нутуқи уйғурларда " тәвриниш" пәйда қилғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: " у бизгә бизниң дөлимитимиздики шинҗаң университетида кишилик һоқуқни сөзлиди. Бу биз үчүн йәр тәвригәнлик билән баравәр иди." Рабийә қадирниң дөләт мәҗлисидики затларға әскәртишичә, лорин крейнирниң сөзи уйғурлардики демократийә вә әркинликкә ишәнч туйғусини күчәйткән.
Америкиниң ғәмхорлиқи йитәрлик әмәс
Рабийә қадир ханим "уйғурларниң һазирқи әһвали америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң техиму көп ғәмхорлиқиға муһтаҗ, гәрчә америка һөкүмити вә хәлқи бизниң қийинчилиқимизға көңүл бөливатқан болсиму, әмма бу йәнила йитәрлик әмәс," дәп көрсәтти.
Хитайниң ғәрбни ечиш истратегийиси уйғурларға вәйран қилиш характерлик ақивәтләрни елип кәлмәктә.
Бу қетимқи йиғинни америка авам палата әзалиридин том юдалл, дана робакер, җейн чаковский, там лантос қатарлиқлар уюштурған. Йиғинни авам палата әзаси том юдулл башқурди. Авам палата әзаси дана робакир, " рабийә қадирниң үрүмчидики пәрзәнтлири тәһдиткә учриса дөләт мәҗлиси вә америка һөкүмити қарап турмайду, деди."
Шинҗаңға хитай көчмәнлирини йөткәш ирқий кәмситишниң ипадиси
Шинҗаңға хитай көчмәнләрни йөткәш, шинҗаңда ирқий кәмситиш сияситиниң әң типик ипадиси.
Йиғинда рабийә қадир билән биргә гуваһлиқ бәргән америка ташқи ишлар министирлиқиниң әмәлдари сузан соловен, " шинҗаңда ирқий кәмситишниң әң типик ипадиси шинҗаңға хитай көчмәнлирини йөткәш," дәп көрсәтти.
Соловен мундақ дәйду: "хитайниң уйғурларни өз ичигә алған аз санлиқ милләтләргә пиланлиқ туғут, али мәктәпләргә қобул қилиш, хизмәт тәқсимати қатарлиқларда етивар бериш сиясити болсиму, әмма мәмликәт бойичә аз санлиқ милләтләрни кәмситиш әһвали интайин еғир." Соловен йәнә мундақ дәйду: "шинҗаңға хитай көчмәнләрни йөткәш, шинҗаңда ирқий кәмситиш сияситиниң әң типик ипадиси. 1949 - Йили 300 миң әтрапидики хитай нопуси 2000 - йили 8 милйондин ешип кәтти. Қанун түзүмләр шундақла өзлүксиз бастуруш уйғурларға еғир бесим шәкилләндүргән. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң доклатида, бу бесимниң болупму 1997 - йилдин кейин милләтләрни иттипақлиқини қоғдаш, бөлгүнчиләргә, терорчиларға шундақла диний әсәбийликкә зәрбә бериш қатарлиқ һәрикәтләр арқилиқ техиму еғирлашқанлиқи көрситилгән."
Соловен: шинҗаңда тинч йоллар билән пикир баян қилған өктичиләр зәрбә йимәктә
Соловенниң тәкитлишичә, зәрбә бериш һәркәтлири 1997 -йилдин бери қәрәллик елип берилмақтикән. Хәлқара тероризимға қарши урушниң баһанасида уйғурларниң зәрбигә учриғанлиқини тәкитлигән соловен, " тинч йоллар билән пикир баян қилған өктичиләр шундақла тәрәпсиз диний затларму зәрбә йимәктә," дәп көрсәтти.
Соловен ханим мундақ дәйду: " шинҗаңда бастуруш һәрикитиниң нишани бөлгүнчилик, террорчилиқ вә диний әсәбийликтин ибарәт үч хил унсурләргә зәрбә беришкә қаритилған.
Бу, муқимлиқни қоғдаш нами астида елип бериливатиду. Бу җәрянда аталмиш бөлгүнчиләр, тәррорчилар вә диний әсәбийләр билән биргә, тинч йолдики өктичиләр қара - қоюқ зәрбигә учриди. Улар мушу җинайәтләр билән узун - муддәтлик қамақ җазаси яки өлүм җазасиға һөкүм қилинмақта."
Бу қетимқи йиғинда рабийә қадир вә сузан соловенлар билән биргә, кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатидики вина сидхарт, хәлқара омуми кәчүрүм тәшкилатидики т. Кумар шундақла америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәлләр сөз қилди. Йиғин дөләт мәҗлисиниң рейборн сарийида өткүзүлгән. (Әркин)
Рабийә ханим паалийәтлиридин
- Рабийә қадир, хәлқиниң кишилик һоқуқи вә демократийиси үчүн күрәш қилидиғанлиқини билдүрди
- Рабийә қадир, америка мәмликәтлик демократийини илгири сүрүш җәмийитидә сөз қилди
- Рабийә қадир ғәрб мәтбуатлирида
- Хитай сақчилар рабийә қадирни " бөлгүнчиләр" билән һәмкарлашмаслиқ тоғрисида агаһландурған
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати рабийә қадир шәрипигә күтүвелиш мурасими уюштурди