Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитити йиллиқ доклат елан қилди


2004.10.05

Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири вә җорҗ буш һөкүмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлиридин тәркиб тапқан хитай ишлири комитити,сәйшәнбә күни вашингитонда йиллиқ доклатини елан қилип,хитайниң кишилик һоқоқ вәзийитиниң өткәнки бир йил җәрянида йәнила интайин начар болғанлиқини оттуриға қойди. Шуниң билән бир вақитта, америка һөкүмитиниң уйғурларға әһмийәт беришини тәләп қилди.

Мәзкүр доклатни елан қилиш мунасивити билән өткүзүлгән мухбирларни күтивелиш мурасимида сөз қилған, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комититиниң иҗраийә мудири җим лич (Jim Leach) мәзкүр комититниң болупму хитайдики диний әркинлик вәзийитиниң техиму начарлишишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп мундақ диди:

- Биз хитай һөкүмитиниң мусулманлар, хиристиянлар вә тибәт буддистлириниң диний етиқати вә әркинликини давамлиқ түрдә қаттиқ бастуриватқанлиқидин интайин әндишә қиливатимиз.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зиянкәшлики тәнқидкә учриди

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитити 108 бәтлик мәзкүр доклатида, уйғурларниң һазирқи вәзийити болупму хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний вә сиясий җәһәттики бастурушлири һәққидә чүшәндүрүш берилгән.

Доклатта көрситилишичә, хитай даирилири, өткәнки бир йил ичидә уйғурларға қаратқан диний зиянкәшликни техиму күчәйткән. Улар шәхси мәдрис вә мәсчитләрни мәний қилип, һөкүмәтниң рохситисиз елип берилған диний паалийәтләргә қатнашқанларни җазалиған; имамларни йиғип, уларға аталмиш " вәтәнпәрвәрлик " сиясий идийә тәрбийиси елип барған. Буниңдин сирт, хитай һөкүмитигә қарашлиқ ислам җәмийити, "қоран кәрим " вә "һәдис"ләрни хитай компартийисиниң пиринсиплириға уйғун қилип тәпсир қилишни бәлгилигән.

Мәзкүр доклатта, уйғур яшлири вә балилириниң диний җәһәттин тәрбийилиниш һоқоқиниң тартиливелинғанлиқи алаһидә тәкитләнгән. Хитай һөкүмитиниң 18 яштин төвәнләрниң мәстичкә киришини чәкләпла қалмастин, яшларға динсизлиқ тәрбийисини күчәйткәнлики көрситилгән.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитити доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясий бесиминиң күчлүкликини көрситип, болупму уйғурларни сиясий сәвәб билән қолға алидиғанлиқини тәкитлигән. Уйғур карханичиси рабийә қадирниң мәсилисиму доклатта алаһидә тилға елинған.

Доклатта ейтилишичә, хитай һөкүмитиниң уйғур раюнида йүргүзгән қаттиқ қол сиясәтлири уйғурлар арисида наразилиқ кәйпиятларниң күчийишини кәлтүрүп чиқарған. Хитай һөкүмити гәрчә аталмиш" миллий бөлгүнчилик" вә " қанунсиз диний паалийәтләр"ни уйғур раюнидики муқимсизлиқни кәлтүрүп чиқириватқан икки чоң тәһдит дәп көрситип киливатқан болсиму, бирақ хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлири вә һөкүмәтниң уйғурларниң афтономийилик һоқоққа болған интилишни " миллий бөлгүнчилик " вә " террорчилиқ" катигорийисигә киргүзүшкә уруниватқанлиқи, уйғур раюнидики вәзийәтни җиддиләштүргән амил болиши момкин икән.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитити доклатида йәниму илгирлигән һалда, хитай һөкүмитиниң " көп қисим уйғурлар радикал, зораван исламий бөлгүнчилик вә террорчилиқ һәрикәтләрни қоллайду" дигән хата пәрәзгә асаслинип, пүтүн уйғурларни кәмситиватқанлиқини тәнқид қилған.

Хитай һөкүмити уйғур раюнидики әйдиз мәсилисигә сәл қаримақта

Мәзкүр комитит доклатида йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур раюнидики әйдиз мәсилисигә йитәрлик көңүл бөлмәйватқанлиқини әйиплигән. Доклатта ейтилишичә, уйғур раюнида зәһәрлик чикимлик кирзисиниң еғирлишиши вә көчмәнләр саниниң көпийиши әйдиз виросиниң техиму тез тарқилиш хәвпини кәлтүрүп чиқармақта. Шоңа хитай мәркизий һөкүмитиниң бу раюнға техиму көп мәбләғ вә техника җәһәттин ярдәм қилиши интайин зөрүр икән. Бирақ һөкүмәт даирилириниң әйдиз кесилигә қарши туруш позитсийиси сус болған.

Доклатта мисал қилип көрситилишичә, уйғур раюниниң мәлум бир зәһәрлик чикимликләрни ташлатқузуш орнидики зәһәрлик чикимлик чәккүчиләрниң һәммиси әйдиз вироси билән юқумланғучилар икәнлики ениқланған. Алақидар тармақлар бу әһвалларни гәрчә хитай сәһийә министирликигә хәвәр қилған болсиму, бирақ бу зәһәрлик чикимлик чәккүчиләр қоюп берилгәндин кийин, әйдиз кеслини давалаш программилириға тунуштурулмиған. Алақидар даириләр һәтта уларниң әйдиз кесилигә гириптар болғанлиқини ашкарилимиған.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитити хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқоқ вәзийити һәққидә елан қилған доклатиниң ахирида, америка һөкүмитигә бир қисим йеңи тәклип, пикирләрни оттуриға қойғандин сирт, 2002 - вә 2003 - йиллиқ доклатида америка һөкүмитигә сунған тәклиплириниң иҗра қилиниши үчүн давамлиқ түрдә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини тәкитлигән. Хитай ишлири комитити алдинқи йили уйғурлар мунасивәтлик төвәндикичә тәклипләрни оттуриға қойған иди:

Биринҗидин, америка һөкүмити чоқум хитай һөкүмитидин хәлқара террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, уйғур хәлқниң кишилик һоқоқини дәпсәндә қилмаслиқни тәләп қилиши керәк. Америка һөкүмити йәнә уйғурларниң мәдәнийити вә тилини қоғдаш үчүн қурулған һөкүмәткә тәвә болмиған тәшкилатларға иқтисати ярдәм бериши керәк.

Иккинҗидин , америка һөкүмити чоқум хитай һөкүмитидин уйғур хәлқиниң диний әркинликигә қаратқан чәклимисини пүтүнләй бикар қилип, , һәр қайси яштики уйғурларниң диний паалийәт илип бериш вә диний тәрбийә көрүш һоқоқиға еришишини тәләп қилиши керәк.

Үчинҗидин америка әлчиханиси яки консолхана әмәлдарлири чоқум хитай һөкүмитидин аталмиш дөләтниң бирлики вә бихәтәрликигә хәвп илип кәлди дигән җинайәт билән қолға илинған уйғурларниң сотиға қатнишишни тәләп қилиши керәк.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитити ахирида, хитайға қарита илип берилған радио аңлитишниң муһимлиқини оттуриға қоюп, мундақ тәклипни оттуриға қойған.

Америка авази билән әркин асия радиоси чоқум диний әркинлик, ишчилар һоқоқи сөз әркинлики , қануний һоқоқ вә башқа кишилик һоқоқни илгири сүридиған һәр хил прогираммиларни көпәйтиши, америка авази радиоси йәнә уйғурларға хәвәр вә учур йәткүзүш үчүн бир уйғур шөбиси қуруши керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.