Кишилик һоқуқ күзитиш тәшкилатиниң 2004 - йиллиқ доклати
2005.01.17
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати ( Human Rights Watch ) ниң 2004 - йиллиқ доклатининиң хитай һәққидики қисмида, хитайниң омуми йүзлүк кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлиғини оттуриға қоюш билән биргә, уйғур ели вә тибәткә охшаш йирақ ғәрб районлириниң вәзийитигиму алаһидә орун бәргән. Униңда хитайниң хәлқара террорчилиққа қарши урушни йеқиндин қоллайдиғанлиқини көрситиш арқилиқ, уйғур мусулманлирини бастурушта хәлқараниң ярдимигә еришишкә, болмиди дегәндә хәлқараниң буни үн-тинсиз етирап қилишини қолға кәлтүрүшкә көп тиришқанлиқи билдүрүлгән.
Хәлқара өлчәмдин йәнила көп төвән
Һәтта қуранни йешип чүшәндүргәндиму коммунистик идиологийә билән чүшәндүрүшни тәләп қилиду
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси сара дейвис ханим бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип, өткән йили гәрчә хитайниң бәзи саһәләрдики кишилик һоқуқ вәзийити азрақ яхшиланған болсиму, әмма нурғун җәһәттин йәнила хәлқара өлчәмдин көп төвән икәнликини, буни болупму уйғур вә тибәт елидә рошән көривалғили болидиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
"Хитай һөкүмити сиясий аптономийисини тинч йолда тәләп қилғучилар билән зораванчиларни, шундақла бөлгүнчилик билән хәлқара террорчилиқни пәрқләндүрмиди. Хитай йәнә уйғур елидики қаттиқ бастуруш һәрикитини системилиқ һалда елип берип, қалаймиқан тутқун қилиш, йепиқ сот ечиш, қийин-қистаққа елиш һәтта өлүм җазаси беришкә охшаш қаттиқ қол сияситини давамлаштурди."
Уйғур мәдәнийити вә етиқадиға тутқан сиясити
Мәзкур тәшкилат доклатида йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә өткән йилниң бешидики 8 айдила " бөлгүнчи" вә " террорчи" дегән баһаниләр билән 50 нәпәр уйғурға өлүм җазаси бәргәнликини оттуриға қойған.
Бу доклат йәнә уйғурларниң мәдәнийити вә маарипи һәққидиму тохталған болуп, униңда уйғурларниң нөвәттә, өзлириниң мәдәнийитини сақлап қелишиму интайин тәскә чүшиватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң һәтта уйғурларниң әнәниви байрамлирини өткүзишигә вә уйғур тилини қоллинишиғиму чәклимә қойиватқанлиқи оттуриға қоюлған. Доклатта йәнә, хитай һөкүмитиниң, уйғурларниң диний дәрс елиш яки өгитиш вә диний етиқадини ипадиләшкиму йол қоймай, һөкүмәт органлирида ишләйдиған уйғур кадирларниң диний паалийитини чәкләш, 18 яштин төвән балиларниң мәсчиткә киришигә йол қоймаслиқ яки өйдә диний дәрс елишини тосашқа охшаш бир йүрүш диний әркинликни контрол қилидиған чариләрни қоллиниватқанлиқи оттуриға қоюлған.
Мәзкур доклатта йәнә, "хитай һөкүмити уйғур елидики барлиқ имамларни вәтәнпәрвәрлик сиясий өгиниши билән тәрбийләйду. Аммини дуа-тилавәт қилишқа үндәшни чәкләйду һәтта қуранни йешип чүшәндүргәндиму коммунистик идиологийә билән чүшәндүрүшни тәләп қилиду" дәп йезилған.
Хитайни агаһландуруш керәк
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң 2005 - йиллиқ бу доклатида, америка башчилиғидики хәлқара террорчилиққа қарши уруш кәлтүрүп чиқарған бәзи яман ақивәтләрму тилға елинған болуп, мәзкур тәшкилат йәнә америка һөкүмитидин, хәлқарадики кишилик һоқуқ хатириси анчә яхши болмиған бәзи дөләтләрниң буниңдин пайдилинип кетишиниң алдини елишини һәмдә бу һәқтики һошярлиқини юқири көтиришини тәләп қилди. Бу һәқтә тохталған сара дейвис ханим америка һөкүмитиниң хитай билән террорчилиққа қарши һәмкарлиқ мунасивити орнатқанда, хитайға кишилик һоқуқ мәсилисини алаһидә агаһландуриши керәкликини билдүрди. У мундақ деди:
"Улар кишилик һоқуққа мунасивәтлик конкрет вәқәләрни оттуриға чиқирип, униңға көңүл бөлидиғанлиқини билдүриши керәк. Болупму америка хитай билән террорчилиққа қарши һәмкарлиқ мунасивити орнатқанда мәлум тәшкилатни террорлуқ тәшкилатиға киргүзүштә көп еһтиятчан болиши керәк. Биз америка һөкүмитини бу мәсилидә көп сәзгүр вә еһтиятчан болушқа үндәймиз. Демократийә вә әркинликни сөйидиған америка һәргизму башқа дөләтләрниң өз хәлқиниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилишиға түрткә болуп қалмаслиқи керәк."
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати йиллиқ доклатида, уйғур, тибәт мәсилилиридин сирт йәнә, хитай һөкүмитини тйәнәнмен вәқәси, әдлийә системиси, әмгәкчиләр һоқуқи, әйдиз вә хоңкоң қатарлиқ темиларда тәнқитлиди. Буниңға инкас қайтурған хитай ташқи ишлар министирлиқи авалқи йилларниңкигә охшашла, мәзкур тәшкилат чиқарған бу доклатниң бир тәрәплимә, мәсулийәтсиз һәмдә сиясий мәқсәт арилашқан асаста чиқирилғанлиқини билдүрди.( Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайниң 2004 - йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийитини әйиблиди
- Хитайдики кишилик һоқуқ вә уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийити
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйиплиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитайниң кишилик һоқуқ паалийәтчилирини давамлиқ қолға еливатқанлиқини билдүрди
- Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети йиллиқ доклат елан қилди
- Хитай кишилик һоқуқ хатирисини ақлиған шинхва агентлиқи инсанпәрвәрләрниң тәнқидигә учриди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай кишилик һоқуқ хатириси һәққидә доклат елан қилди
- Америкилиқ уйғуршунас канада йорк университетида илмий доклат бәрди
- Америка дөләт мәҗлиси диний етиқат әркинлиги тоғрисида гувалиқ бериш йиғини өткүзди