Һүсәнҗан җелил мәсилиси рус тилидики мәтбуатларда


2006.06.28
Huseyin-Jilil.jpg
Һүсәнҗан җелил (аилә рәсими)

Йеқинқи вақитлардин буян болупму ,шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр башлиқлири шаңхәйгә җәм болуп, бир қатар келишимләргә қол қойғандин кейин оттура асия дөләтлири мәтбуатлирида җүмлидин рус тилидики мәтбуатларда уйғурларға аит йезилған түрлүк учурлар вә мақалилар көпийишкә башлиди. Бу мәтбуат учурлирида асаслиқи икки мәсилә , бири канада пуқраси һүсәнҗан җелилниң өзбекистан даирилири тәрипидин тутқун қилиниши билән атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң қолға елиниши мәркәз қилинған .

Учурлар вақти-вақтида елан қилинип турған

Бу йил 3-айда өзбекистанға туғқан йоқлашқа барған канада пуқраси һүсәнҗан җелил ташкәнт шәһиридә өзбекистан сақчи даирилири тәрипидин қолға елинғандин кейин, хәлқара мәтбуатларда бу һәқтә хели көп учурлар елан қилинди. Бу йәрдә хәлқаралиқ мәтбуатлар шуниңдәк инсан һоқуқи тәшкилатлириниң диққитини җәлп қилған асасий нуқта һүсәнҗан җелилниң уйғур икәнлики һәмдә униң илгири уйғурларниң диний етиқад әркинликини өз ичигә алған сиясий паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи сәвәбидин өз йеридә вә оттура асия мәмликәтлиридә туралмай, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар идарисиниң рухсити билән мусапирлиқ салаһийитигә еришип, ахири канада пуқраси болғандин кейинму , өзбекистан даирилири тәрипидин бәрибир тутқун қилинишқа учриғанлиқидур.

Әң йеңи хәвәрләргә қариғанда, хәлқара қанун түзүмләрни бир чәткә қайрип қойған өзбекистан һөкүмити һүсәнҗан җелилни хитайға қайтуруп бәргән болуп, бу вәқәдин кейин һүсәнҗан җелил мәсилиси һәққидә йеңи учурлар йәнә мәтбуатларда пәйда болушқа башлиди. Әлвәттә ,рус тилидики мәтбуатлардиму бу һәқтә бир қисим хәвәр анализлири елан қилинди.

Һүсәнҗан җелилға аит мақалилар асаслиқи рус тилидики "пәрғанә.Ру" агентлиқи вә оттура асия агентлиқи тәрипидин елан қилинған болуп, белгийидики уйғурларниң рус тилидики интернет сәһиписи" умит " му бу һәқтики мәлуматларни давамлиқ көчүрүп басмақта.

Рус тилидики учурларда: һүсәнҗан сиясий мусапир

Һүсәнҗан җелилға аит мақалиларниң дәсләпки бири "пәрғанә.Ру" агентлиқи тәрипидин елан қилинған болуп, канада мәтбуатлиридики мәлуматларни тәрҗимә қилиш асасида йезип чиқилған мәзкур мақалидә һүсәнҗан җелилниң әсли қәшқәрдин болуп, у йәрдә диний паалийәтләр билән шуғулланғанлиқи үчүн өзбекистанға қечип берип панаһланғанлиқи , кейин түркийигә, униңдин кейин канадаға келип ,сиясий панаһлиқ салаһийити билән яшап, ахири өткән йили канада пуқралиқини қобул қилғанлиқи оттуриға қоюлған.

Бу мақалә һүсәнҗан җелил һәққидә дәсләптә елан қилинған учурларниң бир болуп, буниңда канада дипломатийә даирилириниң өзбекистан даирилири билән һүсәнҗан җелил мәсилиси һәққидә учрашқанлиқи, әмма өзбек даирилириниң униң гунаһи вә башқа мәсилиләр тоғрисида канада даирилирини ениқ учурлар билән тәминлимигәнлики көрситилгән.

Бу мақалидә йәнә канада өктичи сиясәтчилириниң һүсәнҗан җелилниң диний паалийәтлири үчүн бәк зор бәдәл төлигәнликидин нарази болғанлиқи оттуриға қоюлған.

Һүсәнҗан җелилниң аяли билән көрүшишигә рухсәт қилинмиған

Һүсәнҗан җелил һәққидики йәнә бир парчә русчә учур охшашла" пәрғанә" агентлиқи тәрипидин елан қилинған болуп, буниңда һүсәнҗанниң қолға елинишидин кейин униң аялиниң ахири канадаға сақ-саламәт йетип кәлгәнлики, бирақ, униң қорсиқида дуняға келиш алдида турған пәрзәнти барлиқи сөзләнгән. Мақалидә йезилишичә, һүсәнҗан җелилниң аяли камилә ханим өз йолдиши мәсилиси һәққидә өзбекистан һөкүмитидин уни қоюп беришни тәләп қилған болсиму, әмма һөкүмәт һүсәнҗанни қоюп бериш әмәс, һәтта униң билән көрүшишкиму рухсәт қилмиған. Камилә ханим баштила йолдишиниң өзбекистан даирилири тәрипидин хитайға қайтурулуп берилиш еһтималлиқи барлиқини җәзим қилған .

Һәқиқәтән һүсәнҗан әпәндиниң хитайға қайтурулуши һәққидики агаһландурушлар бурунла оттуриға чиққан болуп, канада уйғур җәмийити көп қетим канада даирилириға бу мәсилә һәққидә мәлумат йоллап, улардин һүсәнҗанни қутулдурушни тәләп қилған. Канада уйғур җәмийити ташкәнт даирилириниң уни хитайға бериветиш хәвплириниң барлиқини канада һөкүмитигә билдүргән иди.

Һүсәнҗан җелил һәққидики әң йеңи учурлар давамлиқ түрдә елан қилинди. Буниңда канада даирилириниң өзбекистандин һүсәнҗанни қоюп беришни тәләп қилғанлиқи көрситилгән. Буниңдин бир қанчә күн илгири һүсәнҗанниң тәқдири һәққидә ахирқи йеңи учур йәни униң хитайға қайтуруп берилгәнлики хәлқара мәтбуатларда елан қилинғандин кейин русчә вә өзбекчә тилларда чиқидиған " диалог" интернәт торида бу һәқтә хәвәр бесилди. Бу учур пәрғанә, үмид, оттура асия интернәт торлирида көчүрүп елан қилинди.

Әлвәттә, һүсәнҗан җелилниң өзбекистан даирилири тәрипидин тутулушидин тартип, униң ахири хитайға бериветилишиғичә болған қисқиғина үч ай ичидә һүсәнҗан җелил мәсилиси вақти-вақтида рус тилидики вә башқа оттура асия тиллиридики мәтбуатларда елан қилинип турди. Азадлиқ радиосиниң өзбекчә, қирғизчә, русчә бөлүмлири һәмдә америка авазиниң өзбекчә шөбисиму бу һәқтә учурларни тарқатти.

Уйғурлар һәққидики учурлар хәлқаралиқ вә район характерлиқ вәзийәтләргә бағлиқ

Көзәткүчиләрниң қаришичә, оттура асия түркий тиллири һәмдә рус тилидики мәтбуатларда уйғурларға аит учурларниң вә анализларниң көпийиши нөвәттики уйғурлар дуч келиватқан хәлқаралиқ вә район характерлиқ сиясий вәзийәт билән мунасивәтликтур. Чүнки, уйғур мәсилиси хитай билән оттура асия мәмликәтлири һөкүмәтлири арисидики дипломатик паалийәтләрдин орун алди шуниңдәк бейҗиң рәһбәрлири өзлириниң оттура асия мәмликәтлири билән болған түрлүк һәмкарлиқ мунасивәтлиридә уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә бирликтә зәрбә беришни изчил тәләп қилип, бу нуқтини икки тәрәп келишимлиригә киргүзди. Хитай билән өзбекистан арисидики келишимләрдә өзбекистанниң хитай билән бирликтә аталмиш үч хил күчләргә зәрбә беридиғанлиқи бекитилгән.

Уйғур сиясийонлириниң ейтишичә, өзбекистан 90-йилларниң оттурилиридин етибарән өз туприқида уйғурларниң сиясий паалийәт елип беришини чәклигән болуп, өзбекистан уйғур паалийәтчилириниң башқа мәмликәтләргә берип, йиғинларға қатнишишини, өзбекистанға башқа мәмликәтләрдики уйғурчә мәтбуат материяллириниң тарқилишини чәклигән иди. Ташкәнтниң бейҗиң билән болған һәмкарлиқлири күнсайин күчәйди.

Рус тилида елан қилиниватқан уйғурларға аит мақалиларда ташкәнтниң хитай билән болған һәмкарлиқларни шуниңдәк өз дөләт мәнпәәтини дәп өзбекләргә қериндаш һесаблинидиған уйғурларниң кишилик һоқуқлири вә миллий мәнпәәтлирини қурбан қиливатқанлиқи сөзлиниду.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.