Һәсәнҗан өйниң төврики иди
-
2006-07-04 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
19 - Июн күни гуаңҗу сақчилириниң әмдила 19яшқа кәлгән уйғур яш һәсәнҗан розини чоң кочидила етип яриландурғандин кейин вәһшийләрчә уруп өлтүргәнлики, гуаңҗудики уйғурларда қаттиқ наразилиқ қозғиған.
-20 Июн күни сақчиларниң өктәмликидин нәпрәтләнгән 200 гә йеқин уйғур содигәрләр гуаңҗу шәһәрлик хәлқ һөкүмитигә келип наразилиқ билдүргән. Гәрчә һөкүмәт тәрәп "биз силәрниң тәливиңларни орундаймиз, һәсәнҗанниң өлүмини ениқлап тоғра бир тәрәп қилимиз" дәп уйғурларни тарқатқан болсиму һазирға қәдәр мәзкур мәсилә һәл болмиди.
Һәсәнҗанниң аилә тавабиатлири һөкүмәтниң адил бир тәрәп қилишини тәқәззалиқ билән күтмәктә. Зиянкәшликкә учрап вақитсиз һаятидин айрилған һәсәнҗанниң яш аяли әмдила үч айлиқ болған омақ оғлини бағриға бесип оғлиға " атаң наһәқ кәтти... У бизни сөйәтти... Бу наһәқчилик бундақла кәтмәйду, бундақла кәтмәйду...." Дәп яш төкмәктә. Һәсәнҗанниң аяли мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилип сөһбәтләшти.
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуаңҗуда сақчилар тәрипидин өлтүрүлгән уйғурниң салаһийити ениқланди
- Гуаңҗуда хитай сақчилири бир уйғурни етип өлтүрди
- Хитайниң гуаңҗу шәһиридә җан беқиватқан уйғурларниң инсаний һоқоқиға ким игә?
- Сақчилар гуаңҗуниң явтәй базиридики уйғур тиҗарәтчиләрни уруп тарқитивәтти
- Мухбиримизниң дуңҗудики нәқ мәйдан тәкшүрүшидин мәлуматлар
- Дуңҗу йезисида йәнә икки нәпәр намайишчи етип өлтүрүлди