Хитай һөкүмити чәтәлләрдики уйғурларға тәһдит ишлитип, җасуслуқ қилишқа зорлимақта(2)


2005.12.20

Пәрһат ясин әпәндиниң ейтишичә, өткән йили үч хитай бихәтәрлик хадими униң билән алақилашқан. Тунҗи болуп хитай бихәтәрлик идарисиниң ғулҗа тармиқидики тәтқиқат ишханисиниң мудири чиң телефон қилған. Иккинчи болуп мәзкур ишханиниң шявма исимлик хадими, үчүнчи қетим уйғурчини наһайити яхши билидиған, әсли хитай әмма исмини нуртай дәп өзгәртивалған шу ишханиниң йәнә бир хадими телефон қилған.

Шявма 2004‏- йили пәрһат ясинға телефон қилип, әгәр хитай һөкүмитигә ишләшни қобул қилип, хизмәт көрсәтсә, аял вә балилириға америкиға чиқиш үчүн паспорт тәйярлап беридиғанлиқини билдүрүп, пәрһаттин өзиниң тәрҗимиһалини хитай бихәтәрлик идарисиға әвәтишини һәмдә америкидики паалийәтләр вә уйғур паалийәтчилири һәққидә ахбарат беришни тәләп қилған. Ахирқи қетим 2004‏-йили 7‏-айниң 12‏-күни хитай бихәтәрлик идарисиниң исмини нуртайға өзгәртивалған хадими телефон қилған. У пәрһат ясиндин уйғур америка бирләшмисиниң идарә һәйитигә қайтидин киришини һәмдә бу тәшкилатниң паалийәтлири һәққидә мәлумат әвәтишини тәләп қилған. Лекин пәрһат ясин униң тәлипини қәти рәт қилип, бундин кейин униңға телефон қилмаслиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.