Рабийә қадирниң рафто мукапатиға еришкәнлики һәққидә зиярәт


2004.09.24

Норвигийидики хәлқара рафто фонди җәмийити -2004йиллиқ мукапатини, асасий кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн күрәш қилғанлиқи сәвәбидин хитай һөкүмити тәрипидин түрмигә ташланған уйғур паалийәтчиси, 10 балиниң аниси болған рабийә қадир ханимға бәрди. Бу мунасивәт билән мухбиримиз пәридә, мәзкүр җәмийәт рәиси һәмдә рабийә ханимниң йолдиши америкида турушлуқ сидиқ һаҗи рози әпәнди вә қизи әқидәни зиярәт қилди

rebiya-play.jpg

Норвигийидики хәлқара рафто фонди җәмийити -1986 йили, норвигийилик атағлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси профессор соролф рафто (Thorolf Rafto) ниң вапатидин кейин, уни хатирләш йүзисидин қурулған. Рафто әпәнди пүтүн һаятини дунядики намратчилиқ вә бастуруш һәрикәтлирини йоқутуш ишлириға беғишлиған бир киши.

Шундин буян рафто фонди җәмийити асасий инсан һоқуқлири болған мәнивий әркинлик, сиясий әркинлик вә сода әркинликини илгири сүрүшни түп нишан қилип, чегридин һалқиған асаста пүтүн дуня миқясида инсанпәрвәрлик һәрикәтләр билән шоғулланди. Шундақла дунядики соролф рафтониң өчмәс роһи билән кишилик һоқуқни қоғдаш үчүн күрәш қилған вә өзини бу саһәгә атиған шәхсләрни риғбәтләндүрүш вә уларға еһтирам билдүрүш үчүн рафто кишилик һоқуқ мукапатини тәсис қилди.

rebiya_150.jpg

Рабийә қадир, уйғурлар вәзийитиниң символи

Мәзкүр рафто мукапатиниң 2004 - йили уйғур паалийәтчиси рабийә қадирға тәқдим қилиниши, уйғур әһлини вә хәлқарадики кишилик һоқуқ паалийәтчилирини хушал қилди. Рафто кишилик һоқуқ фонди җәмийитиниң рәиси арне лингард (Arne Lynngard) әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, рабийә қадирниң уйғурлар вәзийитиниң символи икәнликини һәмдә бу мукапат арқилиқ уйғур мәсилисини дуняға тонутушни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди:

"Биз узундин буян шинҗаңниң вәзийитини күзитип келиватимиз. Һәмдә биз бу йәрдики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин интайин әндишә қилимиз. Рабийә қадир- уйғурларниң асасий кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүштә елип бериватқан көрәшлириниң бир җанлиқ испати. Биз рабийә ханимниң түрмидики әһвалидин бәк әндишә қиливатимиз. Биз бу рафто мукапати арқилиқ хәлқараниң деққитини уйғурлар мәсилисигә тартишни мәқсәт қилдуқ. Һәмдә биз хитай һөкүмитигә очуқ сегнал берип, уйғур елиниң вәзийити вә у йәрдә нимә ишларниң йүз бериватқанлиқини күзитип келиватқинимизни билдүрмәкчи."

Рабийә қадир- уйғурларниң асасий кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүштә елип бериватқан көрәшлириниң бир җанлиқ испати

Лингард әпәнди: уйғурлар мәсилисини техиму тәпсилий чүшәндүримиз

Лингард әпәнди сөзидә йәнә, уларниң һазир, хитай-норвигийә депломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 50 йиллиқи билән хитайға бармақчи болған, норвигийә парламент әзалири билән көрүшүп, уларниң хитайға рабийә қадир вә уйғур мәсилиси һәққидә бесим ишлитишини тәләп қиливатқанлиқини билдүрди. Униң көрситишичә, мәзкүр җәмийәт йәнә, йеқинда мухбирларни күтивелиш йиғини чақирип, дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 150 нәпәр мухбирға уйғурлар мәсилисини техиму тәпсилий чүшәндүрүшкә тәйярланмақта икән.

Рафто фонди җәмийити рабийә қадир һәққидә елан қилған баянатида, униң кишилик һоқуқ вә аяллар һоқуқини қоғдаш җәһәттә көрсәткән төһпилирини шәрһиләп, рабийә қадирниң " ярдәмгә еһтияҗлиқ кишиләрни йөләш бизниң мәниви бурчимиз, биз буниңда һечкимни ташлап қоймаслиқимиз керәк" дегән сөзини нәқил кәлтүрди.

Rabiye-250.jpg

Радиомизниң зияритини қобул қилған рабийә ханимниң йолдиши, америкида турушлуқ сидиқ һаҗи рози әпәнди рафто мукапатиниң рабийә қадирға берилгәнликидин өзиниң интайин һаяҗанланғанлиқини билдүрүп, бу мукапатниң әмәлийәттә уйғур хәлқиғә берилгән бир мукапат икәнликини билдүрди.

Төвәндә мухбиримиз пәридәниң сидиқ һаҗи рози әпәнди вә әқидә ханим билән өткүзгән сөһбитигә диққәт қилиң.

Бу мукапатни тарқитиш вақти 11 - айниң 7- күнигә бекитлгән болуп, сидиқ һаҗи рози әпәнди билән әқидә норвигийиниң берген дөләтлик тиятирханисида рабийә ханимға вакалитән бу мукапатни қобул қилмақчи. ( Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.