Хитай америкиға сунған сиясий мәһбуслар тизимликидә икки уйғур бар икән
2005.02.08
Хитай һөкүмити 25 - яниварда америкидики "сөһбәт фонди җәмийити" гә бу тизимликни тапшурған болуп, тизимликтики көп қисим мәһбуслар җаза муддити қисқартилғанлар, қоюп бериш алдидикиләр вә яки қоюп берилгәнләр икән. Шундақла тизимликтикиләрниң көпүнчиси тибәт мәһбуслар вә тәйвән мустәқиллиқини қоллиған бәзи хитай мәһбуслири икән. Тизимликтә уйғур сиясий мәһбуслириниң қатарида рабийә қадир һәққидә йеңи мәлумат болмисиму, әмма униңда хитай һөкүмитиниң өткән йили рабийә қадирға берилгән кесимни бир йил қисқартқанлиқи қайта әскәртилгән.
Хитай һөкүмити мәмәт ташни қорал йөткәш җинайити билән әйиблигән
"Сөһбәт фонди җәмийити" дин игилигән учурлиримизға қариғанда, тизимликтики йәнә бир уйғур мәһбус мәмәт таш 2000 - йили хитай һөкүмити тәрипидин қанунсиз һалда қорал йөткәш җинайити билән қолға елинип, 10 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған. Хитай һөкүмити америкиға тапшурған мәзкур тизимликтә, хитайниң 2003 - йили мәмәт ташниң җазасини 8 ай қисқартқанлиқини, кейин 2004 - йилиға кәлгәндә униң кесим җазасини түрмә сиртида иҗра қилишқа йол қойғанлиқи мәлум қилинған. Әмма, немә үчүн бундақ қилғанлиқи чүшәндүрүлмигән.
Буниңдин кейин хитай, сиясий мәһбусларға аит учурларни бериши мумкин
"Сөһбәт фонди җәмийити" ниң тәтқиқат бөлүм мәсули җош розенсвейг бу һәқтә радиомизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң сиясий мәһбуслар һәққидики тизимликни өзлигидин америкиға тапшурушиниң бир йеңилиқ икәнликини билдүрди.
" Хитай һөкүмитиниң немә сәвәптин бундақ қилғанлиқини бизму техи ениқ билмидуқ. Һәмдә буниңға һазирчә бир немә дейиш тәс. Лекин хитайниң сиясий җинайәтчиләргә аит учурларға өзликидин бундақ очуқ муамилә қилиши, бу бир йеңи қәдәм. Бәлким бу хитай һөкүмитиниң буниңдин кейин, сиясий җинайәтчиләргә аит техиму көп учурларни беришни халайдиғанлиқини әкс әттүрүши мумкин. Шундақла буниңдин сирт йәнә, хитайниң америка билән болған кишилик һоқуқ сөһбитини әслигә кәлтүрүш арзусиниңму барлиқини нәзәрдин сақит қилғили болмайду".
Хитай нимишқа мәмәт ташниң делосини сиясий җинайәт категорийисигә киргүзди?
У сөзидә йәнә, мәмәт таш делосиниң һәтта "сөһбәт фонди җәмийити" ниң тизимликидә болмиған йеңи бир дело икәнликини, һәмдә уларниң немә үчүн хитай һөкүмити, җинайи ишлар түригә киридиған бу қорал йөткәш җинайитини сиясий җинайәт категорийисигә киргүзгәнликигә қизиққанлиқини билдүрди. Зияритимизни қобул қилған америкида турушлуқ қанун илмидә оқуған аблаҗан ләйли наман әпәнди, хитайниң асасий қанунида, сотсиялистик түзүмни ағдурушқа урунғанларниң һәммиси сиясий җинайәтчиләр категорийисигә киргүзүлгәнлики үчүн, уйғурларда мушуниңға охшаш җинайәтләр көрүлүпла қалса, хитай һөкүмити буни бөлгүнчиликкә ишләтмәкчи дәп қарап, уни сиясий җинайәт бойичә бир тәрәп қилишқа урунидиғанлиқини билдүрди.
Аблаҗан әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң қорал йөткәш җинайити билән әйиблигән мәмәт ташниң кесимини түрмә сиртида иҗра қилишқа йол қойишиниң бир һәйран қелишқа тегишлик иш икәнликини, хитайниң адәттә, болупму уйғурлар арисидики бундақ җинайәткә һәргиз кәң қоллуқ қилип бақмиғанлиқини әскәртти.
Җош: шинҗаңдики мәһбуслар тизимлики, хитай һөкүмитидин җавапни әң аз алидиған бир түр
"Сөһбәт фонди җәмийити" дики җош розенсвейг әпәнди, мәзкур тәшкилатниң һәр йили дегүдәк хитай һөкүмитидин, хитайдики башқа сиясий җинайәтчиләр билән биргә рабийә қадир билән тарихчи тохти музартни қоюп бериш вә униң түрмидики әһвалини йәткүзүшни тәләп қилидиғанлиқини билдүрди:
"Биз шинҗаңдики мәһбусларниң тизимликини сунуп кәлдуқ. Әпсус, бу хитай һөкүмитидин җавапни әң аз алидиған бир түр. Биз адәттә хитайдин шинҗаңға аит учурларға көп еришәлмәймиз. Буниң сәвәби ениқ. Шинҗаң мәсилиси хитай үчүн бир сәзгүр тема. Улар бу һәқтә сөз ечишни халимайду."
Җош әпәнди йәнә, "сөһбәт фонди җәмийити" ниң буниңдин кейинму хитай һөкүмитигә давамлиқ түрдә рабийә қадир вә тохти музартқа охшаш уйғур сиясий мәһбуслириниң мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини тәкитлиди:
Җош: биз рабийә қадир вә тохти мозатни қоюп бериш һәққидә хитайға давамлиқ бесим ишлитимиз
" Мәсилән рабийә қадир, биз һәр йили хитайдин қоюп беришни тәләп қилидиған шәхсләрниң бири. Буниң бир нәтиҗиси, хитайниң өткән йили униң җазасини бир йил кечиктүргәнлики болуп һесаблиниду. Биз йәнә буниңдин кейинму рабийә қадир вә тохти мозатни қоюп бериш һәққидә хитайға давамлиқ бесим ишлитимиз".
Хитайчә "дүйхуа" дегән сөз билән аталған америкидики "сөһбәт фонди җәмийити" 1999 - йили 4 - айда қурулған болуп, ғәйри тиҗарәт характеридики бу җәмийәт, хитай-америка икки дөләт оттурисида, дуня ортақ етирап қилидиған кишилик һоқуқни илгири сүрүшни мәқсәт қилиду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рафто фонди җәмийити вәкиллири әркин асия радиосини зиярәт қилди
- Америкида чиқидиған "мари клер" жорнили рабийә қадирға мукапат бәрди
- Рабийә қадирға рафто мукапати бериш мурасими өткүзүлди
- Норвигийидә " хитайдики кишилик һоқуқ вә уйғурлар мәсилилири" темисида йиғин ечилди
- Қирғизистан уйғур иттипақ җәмийити йиғин ечип, хитай һөкүмитигә наразилиқини билдүрди
- Рабийә қадирниң рафто мукапатиға еришкәнлики һәққидә зиярәт
- Уйғурлар норвигийә телевизорида тонуштурулди
Уйғурларда кишилик һоқуқ
- Кишилик һоқуқ мәсилиси, америка- хитай мунасивитидә тосалғулуқ рол ойнайдикән
- Кишилик һоқуқ күзитиш тәшкилатиниң 2004 - йиллиқ доклати
- Хитайдики кишилик һоқуқ вә уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийити
- Хитай кишилик һоқуқ хатирисини ақлиған шинхва агентлиқи инсанпәрвәрләрниң тәнқидигә учриди
- Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитити йиллиқ доклат елан қилди