Хитай һөкүмити түрмә сестимисини ислаһ қилидиғанлиқини билдүрди
2004.10.27
Хитай һөкүмитиниң зувани болған шинхуа агентлиқиниң хитай муавин әдилийә министири фән фаңпиңниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, хитай һөкүмити йеқиндин буян сингапор вә канада қатарлиқ дөләтләрниң тәҗрибисидин үлгә қилип, түрмә системисида псиһологийилик давалаш усулини қоллинишқа башлиған. Йәни мәһбусларни психологийә җәһәттин йитәкчилик қилалайдиған хадимларни тәйинләп, давалаш үскүнилирини орнатқан.
Йеңи усул
У сөзидә "дуняда нурғун дөләтләр түрмә вә өзгәртиш пилани арқилиқ көплигән җинайәтчиләрни қанунға риайә қилидиған кишиләргә айландурди. Бу шундақла хитай һөкүмитиниң сиясити" дигән. Униң көрситишичә, хитай һөкүмити йәнә мәһбусларни җаза муддитиниң узун қисқилиқи бойичә түрмиләргә айрип солаш түзүмини өзгәртип, мәҗбусларни өткүзгән җинайитиниң характеригә қарап, дәриҗигә бөлүп айрип башқуруш түзүмини йолға қойидикән.
Сәтәңләр һийлиси
Биз хитай һөкүмитиниң түрмиләрдә йеқиндин буян йүргүзгән псиһологийилик давалаш усуллири һәққидә тәпсили мәлумат игиләш үчүн, уйғур елидики сиясий җинайәтчиләр әң көп қамилидиған үрүмчи 3 - түрмисигә телефон қилдуқ. Зияритимизни қубул қилған мәзкур түрминиң шү пәмилилик бир мәсули, уларниң 2002 - йилидин башлап, псиһологийилик давалашни йүргүзиватқанлиқини билдүрүп мундақ деди:
"Биз писхологийилик давалашни елип бериватимиз. Бу йил әдилийә министирлики мәһбусларни өзгәртиш сүпитимизни өстүрүш һәққидә йолйоруқ бәргән. Бу мәқсәткә йитиш үчүн биз көп хил усулларни қолландуқ. Писхологийилик давалашму буниң ичидики бир хил усул . Биз болупму аялларниң бираз әтраплиқ вә асан чиқишидиған писхикисидин пайдилинип, аял сақчиларни әр мәһбуслар билән параңлишишқа салдуқ вә бу арқилиқ уларниң писхикисини вә идийисини өзгәртишкә тириштуқ. Әмәлийәттә биз буни елип бериватқили хели узун болди. 2002 - Йили дәсләптә аилә әзалири билән телефонда көрүштүрүш арқилиқ уларни өзгәртиш усулини қолландуқ. 2003 - Йили йәнә қарши тәрәп бир- бирини көргили болидиған телефонларни орнаттуқ. Бу йил әмди аял сақчиларни әр мәһбуслар билән сөһбәтлишиш тактикисини қоллиниватимиз".
"Сәтәңләр һийлиси" ниң күчи
Хитай даирилири ейтқан психика билән җәһәттин давалашниң аял сақчиларниң мәһбуслар билән сөзлишиш вә нәсиһәт қилип өзгәртиш шәкли билән елип бериливатқанлиқини игилигәндин кийин, биз бу хил усулниң үнүмини сориғинимизда,у бу хил усулниң үнүминиң яхши икәнликини, нурғун әр мәһбусларниң ейтишни халимиған гәплирини аял сақчиларға асанла төкүп беридиғанлиқини, буниң билән мәһбусларниң идийивий әһвалини игиләшниң асанға чүшиватқанлиқини билдүрди.
-- Ундақта силәр сиясий җинайәтчиләргә қандақ муамилә қилисиләр?
-- Улар сиясий җинайәтчи дәп аталмайду. Улар дөләт бихәтәрликигә тәһдид йәткүзүш җинайитини садир қилғанлар. Хәлқаралиқ аталғу билән ейтқанда террористлар. Биз уларниму мушундақ писхика җәһәттин өзгәртип, бизниң инсаний тәрипимизни чүшәндүримиз. Уларғиму охшашла қайил қилиш, нәсиһәт қилиш вә аял сақчилар билән сөһбәтлишиш қатарлиқ усулларни қоллинимиз. Улар дәсләпки күзитиш мәзгилидә туққанлири билән учрушуш мәний қилинғандин сирт, камирларға тәқсим қилинғандин кейин башқа мәһбусларға охшаш туққанлири билән учрушуш, сирт билән алақилишиш қатарлиқ барлиқ һоқуқлардин бәһриман болиду.
Үрүмчи 3 - түрмисиниң мәзкур мәсули гәрчә сиясий сәвәбтин түрмигә ташланғанларни террористлар дәп атиған болсиму, әмма хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хитай һөкүмитиниң террорчилиққа қарши көрәштин пайдилинип, өз сиясий һоқуқини тәләп қилған уйғурларни бастуриватқанлиқини билдүргән иди. Шү пәмилилик бу әмәлдар йән уларниң түрмисидә сиясий сәвәб билән тутуп туриливатқан мәһбусларниң санини ашкарилашни рәт қилип, буни дөләтниң мәхпийәтлики дәп көрсәтти.
Дуня бойичә мәһбуслар сани әң көп дөләт
Франсийә ахбарат агентлиқниң хәвиригә қариғанда, хитай дуня бойичә мәһбуслар сани әң көп дөләт болуп, хитай һөкүмити елан қилған 670 түрмидила аз дигәндә бир йерим милйон киши тутуп турулмақта.
Кишилик һоқоқ тәшкилатлири, хитайда әмилийәттә тутуп туриливатқан мәһбуслар саниниң бу сандин көп юқири икәнликини чүнки, нурғун кишиләрниң сотланмайла әмгәк билән өзгәртиш мәйданиға әвәтилидиғанлиқини билдүргән. Шундақла хитай түрмилиридә мәһбусларни уруш, тиллаш вә қаттиқ қийин қистаққа елиш әһваллириниң интайин омомлашқанлиқини көрсәткән. Зияритимизни қубул қилған юқириқи түрмә әмәлдари кишилик һоқоқ тәшкилатлириниң бу мәлуматлирини рәт қилип, хитай түрмилиридә мәһбусларни уруш әмәс, һәтта тиллаш әһваллириниңму йеқинқи 9 йил ичидә пүтүнләй йоқ қилинғанлиқини, мәһбусларниң тән җазасиға учримайдиғанлиқини тәкитлиди.
Бир сиясий җинайәтчиниң сәргүзәштилири
Бирақ, йәттә йил илгири сиясий җәһәттин гуманлиқ унсур дәп әйиплинип, хитай түрмисидә йетип чиққан, нөвәттә чәтәлдә яшаватқан абдуқадир әпәнди, хитай даирилириниң бу сөзлириниң пүтүнләй чәтәл җамаәтчиликиниң көзини бояш үчүн қилиниватқан сәпсәтә икәнликини билдүрүп, өзиниң түрмидики кәчүрмишлирини сөзләп бәрди.
(Арзу)