Архип
2008-12-24
Японийә кагошима университетиниң тәтқиқатчиси һаҗи қутлуқ қадириниң `тунҗи уйғур дуня хәритиси вә униңдики японийә аталғуси` намлиқ китаби 2008 - йили 12 - айниң 15 - күни түркийә явро - асия тәтқиқат тәлим - тәрбийә параванлиқ фонди тәрипидин инглиз вә япон тиллирида нәшр қилинди.
2008-12-17
12 - Айниң 17 - күни бүйүк сиясийон, дөләт әрбаби, пидакар муҗадиличи әйса йүсүп алптекинниң вапатиниң 13 - йиллиқ хатирә күнидур.
2008-12-15
Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабида йәнә қәшқәрниң төмүр ели тәрипидин азад қилинғандин кейин йүз бәргән бир қатар вәқәләрни язиду.
2008-11-27
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - мәдәнийәт комитети йәни унәско тәрипидин он икки муқам қоғдилидиған мәдәний мираслар қатариға киргүзүлгәндин кейин, ғәрб дөләтлиридики музикашунаслар он икки муқамни хитайлар қандақ қоғдаватиду? 2006 - йили хитай һөкүмити он икки муқамни қоғдаш һәққидә чиқарған қарарлириға риайә қиливатамду? дегәнгә охшаш мәсилиләргә көңүл бөлүш билән биргә, он икки муқам һәққидә әсәрләр йезип нәшир қилдурмақта.
2008-11-19
Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабиниң баш қисмида йәнә 1933 йили, 2 - айниң 2 - күни таң сәһәр вақтида қозғилаңчилириниң бирликтә қәшқәргә һуҗум қозғап, бу шәһәрни ишғал қилғанлиқини язиду.
2008-11-05
Йеқинда истанбулда өткән әсирниң 30 - йиллирида бешида қәшқәрдә йүз бәргән миллий азадлиқ қозғилаң һәрикәтлири вә шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушиға биваситә қатнашқан һәмдә кейин сәуди әрәбистанға кетип, шу йәрдә яшап вапат болған муса түркистаниниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ китаби нәшир қилинип тарқитилди.
2008-10-27
Өткән әсирниң 30 - йиллирида пүтүн уйғур диярида йүз бәргән миллий азадлиқ һәрикәтлири һәққидә түрлүк әслимиләр уйғур елиниң ичи вә сиртида мәлум санда елан қилинди.
2008-10-15
Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар һәққидә арқа арқидин китаблар нәшир қилинмақта. японийидә уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан японийә мәркизий университети оқутқучиси мизутани наоко ханим язған "хитайдин сүргүн қилинған уйғурлар" намлиқ китаб 2007 - йили 10 - айниң 20 - күни японийиниң токйо шәһридә нәшир қилинған иди.
2008-09-16
Уйғурларниң нурғун қиммәтлик тарихий әһмийәткә игә надир әсәрлири хитай коммунистлири тәрипидин аталмиш мәдәнийәт зор инқилаби дәвридә пүтүнләй көйдүрүветилгән.