Архип
2009-12-31
Һазир алмата шәһиридә яшаватқан, сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәнди уйғурлар арисида кәң тонулған язғучиларниң биридур. У өзиниң 50 йилдин артуқ иҗадий һаятида көплигән әсәрләрни нәшр қилдурған.
2009-12-25
"Йеңи оттура асия гиосиясити" намлиқ китаб билги култүр сәнәт нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китаб әслидә язғучи муһәммәд риза вә диҗали тиеррий келлнер тәрипидин франсөз тилида йезилған болуп, түркийә чәкмәҗә ядро синақ тәтқиқат мәркизиниң мудири доктур ришат узмән тәрипидин түркичигә тәрҗимә қилинған.
2009-11-25
"Рабийә қадир: әҗдерһа билән күрәш қилғучи бир уйғур түркиниң хитайға қарши әркинлик муҗадилиси" намлиқ китаб түрк тилида рәсмий нәшир қилинди.
2009-11-18
Обзорчи сидиқ һаҗи рози язған "мустәмликә уйғуристанниң күндилик хатирилири" намлиқ әсәр истанбулдики тәклимакан уйғур нәширияти тәрипидин нәшир қилинди.
2009-11-06
Түркийидики тонулған язғучилардин бири сиәбиһ атәш алпат ханим язған `азғун һеслар` намлиқ романниң уйғурчә тәрҗимиси истанбул тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди. 176 Бәтлик бу романда бир бовайниң икки оғли вә нәврилири арисидики диний тоқунушлар баян қилинған.
2009-10-30
Йеқинда истанбулдики әмирә нәшрияти тәрипидин түркийиниң сабиқ дөләт министири, профессор доктур әхәт әндиҗан язған "чәтәлдә түркистан муҗадилиси" намлиқ китаб нәширдин чиқти.
2009-10-09
"Уйғурларниң аниси рабийә қадирниң тәрҗимиһали" намлиқ китаб япон тилиға тәрҗимә қилинип рәсмий нәшрдин чиқти. Бу китаб германийилик язғучи аликсандәр ханим тәрипидин йезилған "әждәрһа билән елишқан аял" намлиқ немисчә китабға асасән тәрҗимә қилинип түзүлгән болуп, бәзи йеңи мәзмунлар киргүзүлгән.
2009-10-08
Яш шаир туйғун абдувәлиниң "көзлиримдә мүгдәйду қуяш" намлиқ шеирлар топлими 9 - айниң ахирида истанбулда нәшрдин чиқти. Тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған 134 бәтлик китабға шаир туйғун абдувәлиниң вәтинидә вә чәтәлдә язған 63 парчә шеири таллап киргүзүлгән.
2009-08-18
2009 - Йили 8 - айниң 5 - күни японийиниң мадока нәширяти тәрпидин нәшир қилинған "батурларниң көз йеши - ойған уйғур" намлиқ роман уйғур һәлқиниң атағлиқ шаири, язғучиси абдурейим өткүр әпәндиниң 1985 - йили нәшир қилинған "из" намлиқ тарихий романи билән "ойғанған зимин" намлиқ романлириға асасән тәрҗимә қилинған.
2009-05-20
Уйғур дияриға берип келиватқан саяһәтчиләр уйғур дияридин қайитқандин кейин у йәрдә көргән вә һес қилғанлирини китап қилип йезип чиқмақта вә бу китаплар китапханлар қизиқип оқуйдиған китаплар қатариға кирмәктә.
2009-04-24
Хитай, рабийә қадир ханим һәққидә вәтән ичи - сиртида һәрхил иғва тарқитип, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбириниң йолини тосушқа, бу арқилиқ уйғур миллий һәрикитини ақситишқа тиришиватқан бу күнләрдә, ғәрб мәтбуатлири уйғур миллий һәрикити вә униң рәһбири һәққидики тәрәпсиз вә обйектип қарашлирини үзлүксиз баян қилип кәлмәктә.
2009-04-10
Қазақистанниң алмута шәһиридә яшайдиған уйғур тарихчиси батур рашидинниң үч томлуқ" китаби "уйғур бәдиий тәпәккур тарихи" алматадики "нур прент" нәшрияти тәрипидин уйғур тилида нәшир қилинип тарқитилди.
2009-04-08
Қазақистанниң алмута шәһиридә яшайдиған уйғур тарихчиси батур рашидинниң үч томлуқ" китаби "уйғур бәдиий тәпәккур тарихи" алматадики "нур прент" нәшрияти тәрипидин уйғур тилида нәшир қилинип тарқитилди.
2009-03-31
2009 - Йили 3 - айда "кәлгүсиниң 100 йили" намлиқ китаб пигасус нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшир қилинди. Бу китаб әсли сияси анализчи җорҗ фрйедман тәрипидин ингилиз тилида йезилған болуп, бу китабни ибраһим шәнәр вә әнвәр гүнсәл исимлик шәхсләр түркчигә тәрҗимә қилип нәшир қилдурған.
2009-03-27
Йеқинда тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин "тәңритағ садалири" намлиқ шеирлар топлими нәшир қилинди, бу шеирлар топлими пешқәдәм шаир султан мәхмут қәшқириниң узун йиллардин бири йезип топлиған шеири әсәрлиридин талланған шеирларни өз ичигә алған.