Архип
2009-03-18
Йеқинда, түркийиниң истанбул шәһиридики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин "исламда кишилик һоқуқ" дегән китаб нәшир қилинди. Бу китаб сүрийилик муһәммәд әззуһәйли дегән киши тәрипидин әрәб тилида йезилған болуп, китабни уйғур зиялий абдуләһәд һапиз уйғурчиға тәрҗимә қилған.
2009-03-16
Қазақистан уйғур әдәбиятиниң пешивалиридин бири болған шашир вә язғучи мәсумҗан зулпиқаропниң " уйғур өрп - адәтлири" намлиқ әсири йеқинда қазақистан мир нәшрияти тәрипидин славян йезиқи вә рус тиллирида нәшр қилинған.
2009-03-12
Тонулған обзорчи сидиқ һаҗи рози язған " уйғурниң орни нәдә?" намлиқ әсәр истанбул тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшир қилинди. Бу китаб җәмий 3 томдин тәркип тапқан болуп, 1 - томи 3 - айниң 5 - күни түркийидә рәсми тарқитилишқа башлиди.
2009-03-06
Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар һәққидә арқа арқидин китаблар нәшир қилинмақта. японийидә 3 - айниң 5 - күни "хитайларниң мәқсиди пүтүн милләтләрни йоқитиш" намлиқ китаб нәширдин чиққан.
2009-02-12
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - марип комитити туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән 2008 - йилини `мәхмут қәшқирини хатирләш йили` елан қилғандин кейин, дуняниң һәр қайси дөләтлиридә болупму, түркийә вә оттура ася түркий җумһурийәтлиридә улуғ алим мәхмут қәшиқири туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән һәр хил паалийәтләр өткүзүлди.
2009-02-06
Түркийә язғучилири уйғурлар һәққидә көпләп китап йезип нәшир қилишқа башлиди. 2008 - Йили ичидә түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә шундақла уйғурларниң тарихий вә сияси вәзийитини өз ичигә алған 15 парчидин артуқ китап нәшир қилинди.
2009-01-23
"Бүйүк алим мәһмут қәшқири вә униң енсиклопедийиси" дегән китаб өтәкен нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшир қилинди. Бу китаб түркийиниң гази университети тил - әдәбият оқутқучиси профессор доктур фузули баят әпәнди тәрипидин түрк тилида йезилған.
2009-01-12
Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабида йәнә, шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға аит бир қатар тәпсилатларни тонуштуриду.
2009-01-07
Өткәнки программимизда назимбек қасимҗан оғли қәмбири язған "уйғур таамлири" намлиқ әсәр һәққидә өзи билән елип барған сөһбитимизни аңлатқан идуқ.
2009-01-06
Назимбек қасимҗан оғли қәмбири язған `уйғур таамлири` намлиқ әсәр өткән һәптә йәни 2008 - йили декабир ейиниң ахирида бишкәктә нәшр қилинди.