Архип
2010-12-15
3-Нөвәтлик түрк дуняси әдәбият журналлири илмий муһакимә йиғини түркийиниң әнқәрә шәһиридә рәсмий башланди. Бу йиғинни явро-асия язғучилар бирлики билән хәлқара түрк мәдәнийәтләр бирлики йәни "түрксой " идариси бирликтә чақирған болуп, йиғин 12-айниң 14-күнидин 16-күнигичә әнқәрәдә давамлишиду.
2010-12-09
2010 - Йили 12 - айниң 5- 6 - күнлири, истанбулда ечилған қол - һүнәрвәнчилик сәнәт көргәзмиси уйғурларниң миллий өрп - адәт, мәдәнийитини тонуштуруш вә қолда ишләнгән миллийчә буюмларни сетип йетим балилар үчүн ианә топлаштин ибарәт икки мәқсәтни көздә тутти.
2010-12-07
Муһаҗирәттә туруватқан уйғур яшлири үчүн яшлиқ, вәтән вә милләт үчүн мәсулийәт һәм мәҗбурийәтни, күрәш вә бурч туйғусини өзигә муҗәссәм қилған әһмийәт вә мәнаға толған башқичә бир дуня.
2010-11-19
Йеқинда шәрқий түркистанда инсан һәқлири дегән китаб истанбулда нәшр қилинди. Бу китабни шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң сабиқ рәиси мәрһум әхмәт түркоз һаят вақтида язған болуп, бу китаб истанбулдики доғу кутупханиси нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди.
2010-10-26
1944 - Йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити 49 - йили ишғалийәткә учрап, миллий һөкүмәт вә миллий армийә күчлириниң тарқитиветилгәнликигә 60 йилдин ешип қалған болсиму, лекин бу җумһурийәт шу дәврдә вәзипә атқуруп, һазирғичә яшаватқан уйғурларниң хатирисидин өчүп кәткини йоқ.
2010-10-26
Дуняға даңлиқ музикант музат туғулған шәһәрдики даңлиқ мозартеум музика мәктипидә магистирлиқ оқуватқан талантлиқ уйғур музикант гүлдияр танридағли өткән һәптә түркийидә консерт қойди.
2010-10-21
Шиветсиидә шивет тилида нәшр қилинған уйғурларға даир китабларниң ичидә материял мәнбәси кәң, илими қиммити юқири, тарихи пакитлар риаллиққа уйғун йезилған китаб, "оттура асиядики инқилаб вә вәзипә" дегән китабтур .
2010-10-20
Тамашибинларниң йүксәк алқиш - садалири ичидә қизғин тәбрикләргә мүйәссәр болуватқан уйғур хәлқ нахшиси "ома оруйсән" намлиқ бу нахшини, лондон уйғур ансамбилиниң музикант вә нахшичиси орунлимақта.
2010-10-18
Йеқинда ғулҗа шәһридә һазирқи заман уйғур прозичилиқиниң йирик намайәндилиридин язғучи зордун сабирниң хатирә сарийи қурулған иди. Уйғур илидин тарқитилидиған ахбарат вастилириниң хәвәр қилишичә, хатирә сарай зордун сабир бурун хизмәт қилған сабиқ үмид мәктипи йәни һазирқи ғулҗа шәһәрлик 2 - оттура мәктәптә тәсис қилинған.
2010-10-18
10 - Айниң 8 - күни хитай баш министири вен җябав түркийини зиярәт қилғандин кейин, узун өтмәй 10 - айниң 17 - күни "түркийидә хитайни чүшиниш" паалийити рәсмий башланди.
2010-10-15
10 - Айниң 13 - күнидин 15 - күнигичә түркийиниң афйон вилайитидә `хәлқаралиқ әһмәт зәки вәлиди тоған вә түрк мәдәнийити` илмий муһакимә йиғини чақирилди.
2010-10-13
FC Uyghurstan Путбол командиси бу йил 2 - айда шветсийә мәмликәтлик путбол җәмийити тәрипидин рәсмий ройхәткә елип "корпен лоңқиси" намидики гуруппиниң стокһолим районидики пәсиллик айланма мусабиқисигә қатнашқан иди.
2010-10-08
Бу йил 10 - өктәбир күни, уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти, 20 - әсир уйғур мәдәнийитиниң намайәндилиридин бири, тонулған мәдәнийәт - сәнәт әрбаби, 1944 - 1949 - йиллардики шәрқи түркистан инқилабиниң атақлиқ рәһбәрлириниң бири болған қасимҗан қәмбири туғулғанлиқиниң 100 йиллиқ хатирә күни.
2010-10-08
Рабийә қадир ханим шветсийә зияритиниң иккинчи күни шветсийә парламентида парламент әзалири билән учришиш елип барди вә парламент әзалири билән чүшлүк ғизада биргә болди. Әмма, учришиш йепиқ һаләттә елип берилғанлиқи үчүн сөһбәт мәзмуни һәққидә мәлумат берилмиди.
2010-10-06
Хитайниң мәркизи телевизийиси тәрипидин өткүзүлгән 2010 - йиллиқ инглиз тили вә талант мусабиқисидә, уйғур яш үмид һаҗиниң чемпийон болуши уйғур тордашлар арисида күчлүк һаяҗан пәйда қилди. Гәрчә мусабиқә ахирлашқиниға хели болған болсиму, мәзкур мусабиқигә қарита инкаслар һелиһәм давам қилмақта.