Архип
2010-08-31
Йеңи оқуш мәвсуми башланди. Һөрмәтлик ата болғучи, балиңиз мәктәп босуғисидин атлашқа, йеңи бир муһитқа көнүшкә тәйярму? мәктәпкә бериш алдида балиңизда қандақ өзгиришләрниң болуватқанлиқи, балиңизниң немиләрни ойлап немиләрдин қорқуватқанлиқи вә немигә иккилиниватқанлиқини биләмсиз? сизчу? бу мәсилиләрни қандақ һәл қилишниң чарисини таптиңизму?
2010-08-27
Истанбулда уйғур академийиси тәрипидин чақирилған йиғин залиниң алдида, германийидин кәлгән уйғур рәссам мәрвайит ханим тәрипидин, уйғурларниң мәдәнийити вә өрп - адәтлирини ипадилигән рәсим көргәзмиси ечилди.
2010-08-26
Уйғур хәлқиниң тәқдири бекитилгән 19 - әсирниң алдинқи йерим йилидики һәр бир күн, аләмчә қисмәтләр билән толған иди. Әнә шу қисмәтлик күнләрниң бири уйғур йеңи дәвр маарипиниң асасчиси абдуқадир дамолламниң сүйиқәсткә учрап шеһит қилинғанлиқ мусибәт күндур.
2010-08-26
Йәрлик ахбарат васитилиридә қазақистан җумһурийити президентиниң тапшуруқи бойичә тәйярланған тил сиясити бойичә дөләт программиси һәққидә муназириләр давам қилмақта.
2010-08-24
2010 - Йили 8 - айниң 22 - күни, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән истанбул - зәйтинбурну районлуқ һөкүмәткә қарашлиқ ақдеңиз күлтүр мәдәнийәт мәркизиниң йиғин залида, қуран кәрим вә ана тил тәрбийиси дегән нам астида, уйғур оқуғучиларни мукапатлаш мурасими өткүзүлди.
2010-08-24
1950 - Йилларниң ахирилиридин башлап хитай - совет мунасивитиниң бузулушиға әгишип, нурғун уйғурлар совет иттипақиға чиқип яшашқа мәҗбур болған. Уларниң ичидә зиялийлар, сәнәтчиләр, музикант вә әдәбиятчилар хели салмақни игиләйтти.
2010-08-18
1949 - Йили коммунист хитайлар уйғур диярини бесивалғандин кейин, чәтәлгә қечишқа мәҗбур болған уйғурларниң бир қисими түркийигә келип җайлашқан. Бу көчмән уйғурларниң зор көпчилики һәр хил сәвәбләр түпәйлидин оқуялмиған болсиму, әмма уларниң балилири оқуш пурситигә игә болған.
2010-08-17
Хитай һөкүмити уйғур елиниң "қош тил" йәслилириниң оқутқучилирини таллашта, уларниң сиясий идийә вә милләтләр иттипақлиқи җәһәттә "мәйдани мустәһкәм болуш"ни алдинқи шәрт қилидиғанлиқини тәкитлигәндин сирт, 19 миң кишидин 2850 миңни оқотқучилиққа таллайдиғанлиқини, йәнә оқутқучилиққа қобул қилинидиғанлар ичидә илгири хитай армийисигә қатнашқанлар вә уларниң аилә тавабиатлириға алаһидә етибар берилидиғанлиқини әскәрткән.
2010-08-13
Будапештта өткүзүлгән 2010 - йиллиқ һунлар қурултийида, өзлирини һун әвлади дәп билидиған маҗарлар ат маһаритини көрсәтти. Уларниң һун әнәниси буйичә көрсәткән ат маһарити, өзлирини һунларниң әвлади дәп билидиған түрк, уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек қатарлиқ қурултай меһманлирини сөйүндүрди.
2010-08-12
8 - Айниң 6 -, 7 - 8 - күнлири будапештта өткүзүлгән қурултай (маҗарларниң қәдимқи һун дәвридин буян давамлаштуруп келиватқан әнәниви мәдәнийәт паалийити) дә көрситилгән маһарәтләр һәққидә тәйярланған программилардин, дуна вадисидин алтай тағлириғичә учуп йүрүдиған маҗар қарчиғиси вә бу һәқтики заманиви илмий синақларға даир учурларни тонуштуримиз.
2010-08-12
Алматадики "мир" нәшриятидин "шәрқий түркистан мәркизий асия мәдәнийәтлири җәрянида" намлиқ илмий әмгәкләр топлими йоруқ көрди.
2010-08-11
Шәрқий түркистан давасиниң байрақдарлиридин мәрһум әйса йүсүп алиптекин билән муһәммәд имин буғра 1953 - йили түркийиниң әнқәрә шәһиридә "түркистанниң авази" намида бир журнал чиқарған иди.