Архип
2010-09-29
76 - Нөвәтлик дуня қәләмкәшләр қурултийи 9 - айниң 26 - күни токйода рәсми башланған болуп қурултайда түрмидә йетиватқан уйғур қәләмкәшләр һәққидә қарар мақулланған.
2010-09-24
Түркләр тарих китаблирида өзлириниң әсли оттура асиялиқ икәнликини, ата - бовилириниң түркистандин кәлгәнликини язғачқа уйғурларни наһайити яхши көриду. Түркләр "сиз қәйәрлик?" дәп сориғинида "мән уйғур" десиңиз, тәбәссум билән "тонушқанлиқимиздин хурсән болдум" дәп қол елишип көрүшиду.
2010-09-20
Әнқәрәниң әтимәсқут районида 7 - нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивали өткүзүлмәктә. 9 - Айниң 17 - күнидин 26 - күнигичә өткүзүлидиған бу фестивалға түркийидин 23 җәмийәт вә вәхип һәмдә оттура асия түркий җумһурийәтлири вә башқа түркий милләтләрниң вәкиллири қатнашмақта.
2010-09-16
Бу йил 9 - айдин башлап д у қ ниң германийидики баш шитаби тәрипидин қәрәлсиз нәшир қилиниватқан "хәвәрнамә" ниң 2 - қисми 9 - айниң 14 -күни тарқитилди.
2010-09-15
Исـтанбулниң тарихий саяһәт мәркизидин бири болған султан әхмәт мәйданида әйса йүсүп алиптекин бағчиси бар. Бағчиниң ичидә, шәрқий түркистан шеһидлирини хатириләш үчүн ясалған бир хатирә теши бар болуп, бағчиниң арқа тәрипидә шәрқий түркистан ашханиси бар.
2010-09-14
2010 - Йили 13 - сентәбир пүтүн дунядики мусулманлар қатарида роза һейт байримини әмдила узатқан уйғурлар үчүн йәнә бир қутлуқ күн болди. Голландийиниң дәнхаһ шәһиридә уюштурулған дунядики зулумға учриғучи, таҗавуз қилинғучи милләтләрниң дини өрп - адәтлири, миллий мәдәнийити қатарлиқ хас һоқуқлири қоғдилиш күни паалийитидә, уйғурларғиму алаһидә орун берилди.
2010-09-10
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, нөвәттә барғанчә омумлишиватқан "қош тиллиқ мәктәпләр"дә, әдәбият дәрсила уйғур тилида өтүлгәндин башқа, барлиқ дәрсләр хитай тилида өтүлүватқанлиқи үчүн алий мәктәпләрдики иҗтимаий пән кәсиплиридә оқуйдиған уйғур оқуғучилар азлап кәткән.
2010-09-10
Бүгүн хитайниң уйғур районлуқ һөкүмәт даирилири уйғур аптоном райониниң оттура вә узун мәзгиллик маарип пиланиниң пикир елиш нусхисини елан қилди. Униңда уйғурларниң миллий маарипиға тәсир көрситидиған бәзи тәклипләр киргүзүлгән болуп, пикирдә 2015 - йилиғичә қош тиллиқ маарипни асасий җәһәттин омумлаштуруп болушқа капаләтлик қилиш көрситилгән.
2010-09-09
Хитай һөкүмити уйғур елидә йолға қойған "қош тил маарипи" сиясити нәтиҗисидә, уйғур ана тил вә өрүп - адәт тәрбийиси миллий маарип саһәсидин сиқип чиқирилишқа башлиған.
2010-09-09
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати уйғур мәркизиниң программа директори қәйсәр әпәнди зияритимизни қобул қилип, қәләмкәшләр тәшкилати уйғур мәркизиниң елип бериватқан паалийәт вә хизмәт нәтиҗилири һәққидә тохталди.
2010-09-08
Түркийиниң қәйсәри шәһириниң ғәрбий шималидин қириқ километр йирақлиқтики 13 миң нопусқа игә бүнян наһийиси түркийидики уйғур излири әң көп болған җайларниң биридур.
2010-09-07
Өткәнки программимизда 14 - әсирниң оттурилирида түркийиниң оттура қисмида қурулған әрәтна уйғур дөлити мәзгилидә әратна дөлитиниң қурғучиси алаиддин әратна тәрипидин 1339 - йили яситилған сарай мәдриси һәққидә мәлумат бәргән идуқ.
2010-09-03
Уйғурларниң ғәрбкә қарап көчүши наһайити узун тарихқа игә. Тарихий мәнбәләргә қариғанда 1071 - йиллиридин тартип уйғурлар анатолийигә йәни бүгүнки түркийә земиниға келишкә башлиған. Һәтта уйғурлар анатолийиниң оттура районида "әратна бәглики" намида дөләт қурған.
2010-09-02
Әнглийә гезитлири бүгүн байқал көлигә 1919 - йили чөкүп кәткән бир миң алтә йүз тонна алтунниң тепилғанлиқидин ибарәт бир чоң мөҗизә һәққидә хәвәр елан қилди. Бу байлиққа мунасивәтлик дөләтләрдә, бу байлиқтин ким бәһриман болуш керәклики һәққидә муназирә қозғалди.