Елизабит економй: уйғур елидә екологийилик муһит яхши асралмиса, бу районда кәскин намайишлар йүз бериши мумкин

Хитай даирилириниң уйғур елидә нефит санаитини барғанчә кеңәйтиватқанлиқи, муһитиға әкс тәсир көрситип, техиму еғир муқимсизлиқ пәйда қилиши мумкин.
Мухбиримиз җүмә
2011.06.16
Tarim-nefitligi-305 Уйғур дияри тарим вадисидики ишләпчиқириш үстидики нефитлик.
AFP Photo

Уйғур ели екологийисиниң барғанчә начарлишиши хитай һөкүмити уйғур елидә тәрәққий қилдурған еғир санаәт, һәссиләп көпәйтиливатқан нопус вә пилансиз ечиливатқан тәбиий байлиқлар билән мунасивәтлик, дәйду, нам шәрипни ашкарилашни халимиған явропадики бир уйғур зиялийси.

Бу уйғур зиялийсиниң билдүрүшичә, шундақтиму хитай даирилири пәқәт байлиқ ечиш биләнла болуп, кетип, уйғур елидики муһит мәсилисигә йетәрлик көңүл бөлмигән болуп, уйғур елидики булғиниш дәриҗисиниң қанчилик икәнликини үрүмчиниң һава сүпитидин көрүвелиш мумкин икән.

Үрүмчи һөкүмәт даирилири 2009-йили мартта елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, 2009-йили январда хитай бойичә 86 шәһәрниң һава сүпити үстидә тәкшүрүш елип берилған, баһалашта үрүмчиниң һава сүпити әң начар чиққан.

Үрүмчидики булғиниш мәсилиси йиллардин бери кишиләрниң диққәт мәркизидики муһим темиларниң бири болсиму, уйғур елидә барғанчә көләмлишиватқан нефит санаити уйғур елиниң омумий екологийисигә елип кәлгән, келиватқан вә яки елип келидиған әкс тәсирләр көп мулаһизә қилинмай кәлди.

2009-Йилидики “5-июл вәқәси” дин кейин бейҗиңда чақирилған “шинҗаң хизмәт йиғини” да хитай мәркизий һөкүмити уйғур елидә нефит қезиватқан ширкәтләргә баҗ җәһәттә етибар беридиғанлиқини, уйғур елидики нефит, тәбиий газ вә көмүр қезиш вә қидирип тәкшүрүш қурулушини кеңәйтидиғанлиқини җакарлиған иди.

Шуниңға әгишип, уйғур ели екологийиси нефит, тәбиий газ вә көмүр санаитиниң уйғур елидә техиму кеңәйтилишини тәрәққият асаси билән тәминлийәләмду дегән соаллар туғулмақта.

Бу һәқтики соаллиримизға җаваб бәргән америкидики хитай екологийиси мутәхәссиси елизабит економй ханим алди билән уйғур елидики су мәсилисини оттуриға қойди.

У мундақ деди: шинҗаңда әзәлдин еғир су мәсилиси мәвҗут. Шуңа бу хил санаәт түрлирини үзлүксиз тәрәққий қилдурушта йетәрлик су мәнбәсигә еришиш мәсилиси муһим тәрәпләрниң бири.

У йәнә, нефит химийә санаитиниң маһийити һәққидә тохталди вә нефит санаитини тәрәққий қилдурғанда чоқум екологийилик муһитқа көңүл болушни тәң елип бериш лазимлиқини илгири сүрди.

У мундақ деди: қараң, нефит қидирип тәкшүрүш вә нефит қезиш маһийәт җәһәттин елип ейтқанда мәйнәт санаәттур. Шуңа, мәйли қәйәрдә болмисун, екологийилик муһитқа чоқум әһмийәт берилгән болуши керәк.

Елизабит економй ханим йәнә, мәйли уйғур елидики нефит қезиш базилири вә мәйли хитайниң шәрқий қирғиқидики нефит айриш завутлирида болсун, муһит мәсилигә әң юқири өлчәм бойичә әһмийәт берилиши керәкликини, әмма буниң хитайда мумкин әмәсликини билдүрди.

У мундақ деди: бу йәрдики муһим нуқта болса, бу хилдики хизмәтләрниң әң юқири өлчәм бойичә елип берилиши. Лекин, хитайда тәбиий байлиқларни ечишқа тоғра кәлгәндә бу хилдики хизмәтләрниң өлчәмлик елип берилидиғанлиқи әзәлдин гуман туғдуриду. Чүнки хитайда адәттә тәбиий байлиқларни ечиш җәрянида тәбиий екологийилик муһитқа етибар берилмәйду.

Мәлум болушичә, хитайда санаәт базилириниң йезиларға йөткилиши хитайниң башқа җайлиридиму һәр хил мәсилә вә наразилиқ намайишларни кәлтүрүп чиқарған.

2006 -Йили 4-май хитай “хәлқ” гезити бу һәқтә елан қилған хәвәргә қариғанда, 2005-йилила хитайда муһит мәсилигә мунасивәтлик 50 миң қетим намайиш йүз бәргән.

Бу хилдики намайиш яки қаршилиқ һәрикәтлириниң уйғур елидиму йүз бериш еһтималлиқи һәққидә тохталған елизабит економй ханим бу һәқтики мәсилиләрни 1998-йили җакарланған “ғәрбни ечиш” сияситидин башлашқа тоғра келидиғанлиқини билдүрди.

Економй ханим алди билән, “ғәрбни ечиш” сиясити йолға қоюлғанда хитайниң ғәрбидә яшайдиған уйғур қатарлиқ хәлқләрниң бу сиясәт “ғәрбниң тәбиий байлиқи вә буниңдин келидиған пайдини шәрққә йөткәп кетиш” ни мәқсәт қилған дәп қариғанлиқини билдүрди. У йәнә байлиқ вә пайдилар ғәрбтин шәрққә йөткиливатқан шараитта, нефитни қалаймиқан ечиш вә екологийилик булғинишниң ғәрбтә йүз бериватқанлиқи нурғун кишиләрдә әндишә пәйда қилғанлиқини илгири сүрди.

Економй ханим йәнә, “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба линийиси” қурулушиниң йәрлик уйғурларға әмәс, хитай ишләмчиләргә берилиши көплигән наразилиқларға сәвәб болғанлиқини көрсәтти вә мундақ деди: шинҗаңда нефит ечиш нурғун мәсилиләргә берип тақилиду. Шуңа бейҗиң даирилириниң бу хилдики мәсилиләргә көңүл болуши бәк зөрүр. Чүнки, бу саһәдики хизмәтләр йәрликләргә берилмисә, буниңға алақидар екологийилик муһит яхши асралмиса, бейҗиң даирилири бу районда техиму көп кәскин намайишларға дуч келиши мумкин.

Елизабит економй ханимниң билдүрүшичә йәнә, хитайда тәбиий екологийилик муһитниң байлиқ тәминләш иқтидари билән хитай игиликиниң тәбиий байлиқларға болған еһтияҗи оттурисида еғир тәңпуңсизлиқ мәвҗут болуп, буму хитайдики муқимсизлиқ амиллириниң бир икән. Шуңа хитайда тәбиий екологийилик муһитини қоғдашқа көпрәк әһмийәт бериши лазим икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.