Барғанчә начарлишиватқан уйғур ели муһити наразилиқларни күчәйтмәктә

2009-Йилдики 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин “шинҗаңға ярдәм бериш” намида уйғур елидә тезликтә көпәйгән хитай завут-ширкәтлири сәвәбидин, барғанчә начарлишиватқан уйғур ели муһити уйғурларниң наразилиқини қозғимақта.
Мухбиримиз меһрибан
2012.09.17
muhit-bulghunush.jpg Завут-карханилардин чиққан ис-түтәктә булғанған шәһәр муһити. 2008-Йили 21-декабир. Қумул.
AFP
Хитай мәтбуатлириниң учурлиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмәт игидарчилиқидики хитай дөләтлик нефит ширкити или-қорғас бирикмә газ туруба линийисини тамамлиған болуп, мәзкур туруба линийиси көмүрдин айрилған йеқилғу газини хитайниң җеҗаң қатарлиқ өлкилиригә йөткәйдикән. Радиомиз игилигән учурларға қариғанда, или областиниң ғулҗа наһийисигә қарашлиқ пиличихаң көмүр кени 2010-йили ғулҗа наһийисигә йәрләшкән хитайниң чиңхуа ширкитигә өтүп кәткән. Мәлум болушичә чиңхуа ширкити нөвәттә әслидики пиличихаң көмүр кенини кеңәйтип, көмүр кан әтрапидики тағ бағриға җайлашқан пәнҗим йезисиға қарашлиқ мәнзирилик язлиқ яйлақ қарияғач кәнти,дадамту йезисиға қарашлиқ ноғайту кәнтиниң тағ бағридики пиличихаңға тутишидиған бинәмләр, ноғайту деһқанлириниң терилғу йәрлири, чулуқай йезисиниң тағ бағридики бинәмлири, өрүк макани турпанйүзи йезиси қатарлиқ җайлардики йәрләрни деһқанлардин “һалқима тәрәққият райони қуруш” намида мәҗбури сетивалған. Чиңхуа ширкити қатарлиқ хитай көмүр кан ширкәтлири нөвәттә ғулҗа наһийисидә көмүрдин бирикмә газ айрип чиқидиған завутларни қурушқа башлиған. Хитай дөләтлик нефит ширкити қармиқидики нефит қурулуш ширкитиниң билдүрүшичә, мәзкур туруба линийисиниң диаметири бир метирдин ашидиған болуп, бу, улар ясиған әң чоң диаметирлиқ туруба линийиси икән. Йиллиқ газ тошуш миқдари 30 милярд куб метирға йетидиған мәзкур туруба линийиси йәнә көмүрдин айрилған йеқилғу газини хитайниң деңиз бойидики җәҗаң қатарлиқ өлкилиригә биваситә йөткәйдикән. Радиомиз зияритини қобул қилған илидики бир қанчә нәпәр уйғур киши хитайниң чиңхуа ширкити тәрипидин қурулған көмүрдин бирикмә газ ишләпчиқириш завути қурулғандин буян, бу завуттин чиққан керәксиз су һәм зәһәрлик газниң икки йилдин буян пәнҗим, чулуқай, ноғайту қатарлиқ йезиларниң муһитини еғир дәриҗидә булғап, бу җайлардики алма, өрүк, үзүм,қоғун-тавуз қатарлиқ мевиләрниң сортини бузувәткәнликини, шундақла икки йилдин буян ғулҗа наһийисидә өпкә яллуғи, канай яллуғи қатарлиқ нәпәс кесәллириниң илгирикидин көпәйгәнликини билдүрди. Ғулҗа наһийисидин радиомиз зияритини қобул қилған бир ханим бу йил пәнҗим, чулуқай қатарлиқ йезиларда алма, өрүк, шаптулларға кесәл тегип, мевиләрниң шехидила йигләп қалғанлиқини, турпанйүзи йезисиниң өрүклириниң илгирики йиллардикидин ушшақ, тәминиңму әслидики татлиқлиқини йоқатқанлиқини билдүрди. Бу ханим өз баянида йәнә деһқанларниң наразилиқини билдүрүп, хитай өлкилиридә муһит булғаш дәриҗиси еғир болғанлиқи сәвәбидин, хәлқниң наразилиқиға учрап тақилип кетиш хәвпидики завутларниң, икки йилдин буян или райониға тезликтә йәрлишиватқанлиқи, әслидики “алмизарлиқ” дәп тәриплинидиған или райониниң гүзәлликини тамамән йоқитипла қалмастин, бу йәрдики хәлқниң саламәтликигиму еғир хәвп елип келиватқанлиқини билдүрди. Ғулҗа наһийисики мәлум бир йезидин зияритимизни қобул қилған бир деһқан аял, бу йил коп қетим кислаталиқ ямғур яғқанлиқи сәвәбидин йезидики деһқанларниң зор көпчиликиниң үзүм бараңлиридики үзүмләрниң пишмай турупла йигләп қалғанлиқини, пәқәт аз сандики деһқанларниң кислаталиқ ямғурдин кейин үзүм бараңлириға туруба сүйи чечип, үзүмләрниң бир қисмини кесәл тегиштин сақлап қалған болсиму, әмма йеза тәвәсидә икки йилдин буян базарға әкирип сатқудәк үзүм болмиғанлиқини билдүрди. Нөвәттә “шинҗаңға ярдәм бериш” намида, хитайниң 19 өлкисидин кәлгән хитай завут-ширкәтлириниң уйғур елигә йәрлишиши райондики уйғур деһқанлириниң “һалқима тәрәққият райони қуруш еһтияҗи” намида йәрлиридин айрилип қелишидәк вәзийәтни шәкилләндүргәндин башқа, районниң екологийилик муһитиға еғир вәйранчилиқларни елип келиватқанлиқи һәққидә инкаслар барғанчә көпәймәктә. Илгири бәзи мутәхәссисләр бу хилдики завутларниң ғулҗиниң екологийилик муһити вә ғулҗа хәлқиниң саламәтликигә еғир тәһдитләрни елип келидиғанлиқини билдүрүшкән иди. Әмма игилигән учурлиримиздин мәлум болушичә хитай һөкүмити уйғур елидики муһит булғинишиға қарита һазирғичә һечқандақ күчлүк тәдбир алмиған. Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә буниңдин кейинки уйғур ели вәзийитидә, районда йәрлишиватқан хитай көчмәнләр нопусиниң көпийишидин башқа районда барғанчә начарлишиватқан муһит мәсилиси, су қислиқи қатарлиқлар бу райондики иҗтимаий зиддийәтләрниң йәниму өткүрлишип, йәрлик хәлқ уйғурларниң техиму көп қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә сәвәб бөлиши муқәррәр икән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.