Яш өсмүрләргә берилидиған сағламлиқ тәрбийисини кечиктүрмәйли
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.01.22
2009.01.22
AFP Photo
Йеқинда уйғур ели маарип тармақлири "башланғуч һәмдә оттура мәктәп оқуғучилириниң сағламлиқ тәрбийиси қолланмиси"ни түзүп мәктәпләргә тарқитишқа башлиған болуп, буниңға зәһәр чәкләш, әйдизниң алдини елиш вә йәнә бир қисим писхикилиқ йетәкләш саватлири киргүзүлгән.
Бу мунасивәт билән радиомизда уйғур яш өсмүрләргә мувапиқ һалда писхик һәмдә җисманий сағламлиқ тәрбийиси елип беришниң әһмийити һәмдә һазирға қәдәр бу җәһәттә сақлиниватқан йетәрсизлик шундақла буниңдин пәйда болған мәсилиләр һәққидә чәтәлләрдики бир қисим маарипчи һәмдә зиялийлар билән мулаһизә уюштурдуқ.
Яш өсмүрлүк дәвр - инсан һаятиниң алтун дәври, уйғур дияри, уйғур җәмийитиниң һәммә қатламлириға бүсүп кириватқан зәһәрлик чекимлик, әйдиз вә җинайәтләрниң бәзи яш әвлатларниң алтун дәврини набут қилиши, һәммини ечиндүрүватқан мәсилә. Милләтниң кәлгүси әвлатлирини җисманий һәм роһий җәһәттә сағлам йетилдүрүш, әхлақлиқ, билимлик, керәклик инсан қилип йетиштүрүш, ата - ана, мәктәп вә җәмийәтниң ортақ һәмкарлишип тәрбийилишигә муһтаҗ.
Гәрчә мәктәпләрдә сиясий әхлақ тәрбийиси мәхсиус дәрслик қилип түзүлүп барғанчә күчәйтип келиниватқан болсиму, әпсус яш өсмүрләр тәрбийисидә муһим бир һалқа болған җисманий сағламлиқ, писхика сағламлиқ тәрбийисиниң кәмчил һәм кейин болуватқанлиқидәк мәсилә узун йиллардин буян ғулғула қозғиған мәсилә иди, балиларниң сағламлиқи һәққидә сестимилиқ бир дәрслик яки тәрбийә қолланмиси вуҗутқа чиқмиған.
Уйғур елидики мәктәпләрдә балилар та оттура мәктәп толуқсиз үчинчи йиллиққа чиққанға қәдәр,йәни яш өсмүрлүктин яшлиққа қәдәм қойған дәврдила 20 - әсирниң 70 - йиллирида түзүлгән гегина дәрсликидә бир яки икки парагираф инсан физиологийиси билән тонушуп чиқиду, балиларға елип бериливатқан сағламлиқ тәрбийиси мана мушуниң биләнла купайә қилип келингән иди. Буниңдин башқа өсүп йетилиш дәвридики яш өсмүрләрниң түрлүк фантазийилири, өзлиридики өзгиришләргә болған теңирқаш, чүшәнмәслик, йәнә нурғун - нурғун соалларға җаваб болғудәк мувапиқ инсан физиологийиси, җинсийәт тәрәқиқяти, писхик сағламлиқ һәққидә һечқандақ дәрслик йоқ иди.
Йеқинда уйғур ели маарип тармақлири " башланғуч - оттура мәктәп оқуғучилириниң сағламлиқ тәрбийиси қолланмиси" ни түзгән болуп, мәзкүр оқушлуқ башланғуч мәктәп 4 - йиллиқлиридин башлап зөрүр дәрслик қатариға киргүзүлмәкчи икән.
Уйғур аптоном райони маарип торида, уйғур ели маарип назарити тәнтәрбийә, гүзәл сәнәт бөлүми башлиқи әнивәр османниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, мәзкүр сағламлиқ билимлири оқушлуқи уйғур ели тәвәсидә, җинсий сағламлиқ һәмдә писхик сағламлиқ билимлирибни өз ичигә алған тунҗи қетим сестимилиқ, бир қәдәр мукәммәл түзүлгән оқушлуқ болуп, униңға әйдизниң алдини елиш, зәһәргә қарши туруш, никаһтин бурунқи җинсий мунасивәттин сақлиниш қатарлиқ илгири йоқ болған йеңи мәзмунлар һәр қайси йиллиқ оқуғучилириниң дәрсликлиригә мас һалда бөлүп киргүзүлгән.
Мәзкүр сағламлиқ қолланмисиға йәнә, һазирқи яш өсмүрләрниң балдур йетилишчанлиқиға мас һалда җинсий әхлақ тәрбийиси, һамилдарлиқтин сақлиниш тәрбийилириму мувапиқ киргүзүлгән һәмдә буниңда йәнә балиларниң җәмийәт һәмдә аилиләрдики бәзи өзгиришләргә маслишиш, писхика җәһәттә тәйярлиқ көрүши үчүнму " ата - ана аҗрашқанда, ата - ана хизмәтсиз қалғанда дегәндәк темилардики писхика җәһәттики йетәкләш мәзмунлириму бар икән.
Бу йеңи түзүлгән сағламлиқ тәрбийиси қолланмиси бу йил 8 - айдин башлап һәр бир башланғуч, оттура мәктәпләргә йәткүзүлидиған болуп, башланғуч вә оттура мәктәпләрдә һәр һәптисигә алтә, йәттә дәрс саити орунлаштурулидикән.
Уйғур җәмийтидә тез ямриған зәһәрлик чекимлик, әйдиз кәби һалакәтләр, роһий һәмдә җисманий зәиплик түпәйли йүз бериватқан җинайи залаләтләрниң әр - аяллардин һалқип,балағәткә йәтмигән яш өсмүрләргә һәтта сәбий балиларғичә қолини тиқиши, уйғурларни әвлатлиримизни бу вабалардин қандақ сақлишимиз керәк вә тәрбийини нәдин қандақ башлишимиз керәк дегән мәсилиләр үстидә ойландурған иди.
Шундақла буниң билән бир қисим кишиләр "әзәлдин йепиқ болған җинсийәт тәрбийисини ечиш керәк, балилар сағлам болмиған мәдәнийәт учурлиридин җинсийәткә алақидар учурларни игиләштин бурун, илмий, сағлам, тоғра тәрбийини елип бериш керәк" дегән қарашни яқлиса , "номуслуқ җайларниң йөгилишиниң өзила бу теминиң йөгилишини бәлгилигән. Җинсийәт уқумлирини балилар билән ата - аниларниң муназирилишиши әхлақимизға ят. Дәсләп әхлақ қаришини тикләшкә ярдәм бериш, диний вә миллий шундақла инсаний әхлақ тәрбийисини күчәйтиш керәк," дәп қариғанларму болди.
Ундақта уйғур или маарип даирилириниң башланғуч һәмдә оттура мәктәпләргә рәсмий дәрслик қилип киргүзмәкчи болған сағламлиқ тәрбийиси оқушлуқи әвлатларниң җисманий һәмдә писхик сағламлиқ тәрбийисидики бир бөсүшму?
Бу һәқтә чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин гирманийидә яшаватқан бир уйғур ана билән д у қ ниң диний ишлар комитети мудири турғунҗан алавудунлар өзлириниң көз қарашлирини баян қилди.