Өзбек өктичилири ислам кәримоф үстидин хәлқара сот мәһкимисигә әрз сунди

“әркин өзбекистан достлуқ мунбири” буниңдин 7 йил илгири өзбекистанда йүз бәргән әндиҗан қәтлиаминиң җавабкариниң өзбекистан дөләт рәиси кәримоф икәнликини билдүрди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.05.16
Islam-Kerimof-we-Medwedew-ottura-Asiya-305.jpg Русийә баш министири медведев ташкәнтни зиярәт қилғанда ислам керимоф билән сөһбәтлишиватқан көрүнүшләрдин бири. 2009-Йили 23-январда, ташкәнт.
AFP Photo

“әркин өзбекистан достлуқ мунбири” өзбекистанда 7 йил илгири көп санда адәмниң өлүши билән ахирлашқан “әндиҗан қәтлиами” ниң 7 йиллиқи мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди вә өзбекистан рәиси ислам кәримофни қирғинчилиқ қилиш җинайити билән әйибләп сотқа тартилишини тәләп қилип хәлқара сот мәһкимисигә әрз сунди.

Бу тәшкилат, 2012-йили 5-айниң 10-күни истанбулда паалийәт өткүзүп өзбекистан дөләт рәиси кәримофни әйибләп сотқа тартилишини тәләп қилған.
“әркин өзбекистан достлуқ мунбири” ниң мәсуллиридин әлибәй йоляхши әпәнди, буниңдин 7 йил илгири өзбекистанда йүз бәргән әндиҗан қәтлиаминиң җавабкариниң өзбекистан дөләт рәиси кәримоф икәнликини билдүрди.

Бу тәшкилатниң баш катипи борһан кавунҗи әпәнди тәрипидин сунулған әрзнаминиң ахирида мундақ йезилған:
“2005-йили 5-айниң 12-13-күнлири өзбекистанниң әндиҗан шәһиридә вә кейин өзбекистанниң охшимиған шәһәрлиридә җинайәтчи кәримоф тәрипидин хәлқ аммисиға қарши коллектип шәкилдә елип берилған тутқун қилиш, сүргүн қилиш, көчүшкә мәҗбурлаш, хәлқара қанунларға хилап түрмигә қамаш, қирғин қилиш, җисманий әркинликкә дәхли-тәруз қилиш қатарлиқ дәпсәндичиликләр инсанийәткә қарши җинайәт вә қирғинчилиқ җинайити һесаблиниду. Бу әрзнамини оқуп чиқип җинайәтчи үстидин тәкшүрүш елип беришни сот мәһкимисидә сот ечилишини тәләп қилимиз.”

Биз бу һәқтә әркин өзбекистан достлири мунбириниң мәсуллиридин нурмөмин вә әлибәй йоляхши әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.