'Сайрамниң тинчлиқи' бузулди

Хитайниң 1 - өктәбир байрими йәни алтун һәптилики аталған йәнә бир саяһәт долқуни башлиниш алдида туриду. Өктәбир саяһәт һәптиси, уйғур елидики хитай саяһәт ширкәтлири үчүн таза пул тапидиған пурсәт болса уйғур елиниң тәбиий гүзәл сәйли маканлири үчүн бу саяһәтчиләр долқуниниң һуҗумида йәнә бир қетимлиқ булғинишниң йетип келидиғанлиқидин дерәк бериду.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.09.29
Sayram-koli-bulghuniwatqan-muhit-305 Сүрәт, хитайниң тәңритағ уйғур торидин елинған сайрам көли бойидики муһит асраш тахтиси астиға йиғилип қалған әхләтләрдин бир көрүнүш.
www.xjtsnews.com Дин елинди.

Тинчлиқи билән гүзәлликни сақлап кәлгән сайрам көли әнә шу саяһәтчиләр долқуни һәм йол ясаш қурулушлириниң һуҗумида вәйран боливатқан җайларниң бири болған сайрамда йүз бериватқан екологийилик булғиниш мәсилилири һәм буниң сәвәблири һәққидә тәйярлиған мәлуматлар диққитиңларда болғай.

Сайрам көли дәйду, я ақмайду - ташмайду...

Сайрам көли, уйғур елидики деңиз йүзидин әң егиз көлләрдин бири, униң деңиз йүзидин егизлики 2070 метирға йетиду. Көлими 454 квадрат километир сайрам көли көгүрчин тағлиридики тағ ара үзүлмә ойманлиқларға кириду. Бу ойманлиқларни орап турған тағларниң егизлики болса 3200 метирдин ашиду. Бу көлгә қоюлидиған еқинлар көп болуп, көл сүйи тинимсиз давалғуйду әмма саһиллардин ашмайду. Шуңа сайрам көли йепиқ көлләргә кириду.

Тәлкиниң даванлиридин ешип кәңсайдин өткәндә худди асманниң көп көк бир парчиси йәргә чүшүп қалғандәк гүзәл сайрам көли, худди ривайәтләрдики гүзәл мәһбубиниң көзидә лиғирлап тохтап қалған бир тамчә яштәк тиниқ һәм гүзәл болуп, баһардин күзгичә униң әтрапида охшимиған рәңдики гүлләр ечилип рәңгарәң гиләм селип қойғандәк көриниду. У хил - хил мевиләр макани, гүл - гияһлар бағчиси, тәбиий явайи һайванларниң җәннити. Тил билән тәсвирләш аҗизлиқ қилидиған сайрам көли шаирлар сайрам һәққидә " җәннәт йирақ әмма сайрам йеқин " дәп язған.

Сайрам мәнзирисини сәйли қилиш пурситигә еришкәнләр уни худди җәннәт дәп тәсвирләйду

Бир иллиқ бовай сайрамға болған сөйгүсини, униң гүзәлликни сайрам һәққидә или хәлқи әлмисақтин ейтип кәлгән бир хәлқ нахшисиға йиғинчақлиған иди.

Әмма гүзәл сайрам көлиниң тәқдиридә йеқинқи йиллардин буян зор өзгириш болди. Әлвәттә бу өзгириш инсанлар тәрипидин қилинған бузғунчилиқ. Саяһәтчиликкә қара қоюқ ечиветиш, юқири сүрәтлик таш йол ясаш қатарлиқ инсанларниң һәрикәтлири бу тиниқ көлниңму җимҗитлиқини бузмақта, униң тәбиий екологийисини хоратмақта. 2004 - Йили сайрамда 312 номурлуқ дөләт таш йол қурулуши елип берилишқа башлиғанда, сайрамдики бир малчи қазақ бовай зияритимизни қобул қилип "адәмләр җиқлаватиду, бу илаһи көлниң арами бузулди, гүлләр солди, қушлар һүркиди, әмди сайрамға йәнә аққу келәрму...?" дәп улуғ кичик тинип чоңқур әндишисини билдүргән иди.

Сайрам инсанларға йеқин болғансери...

Сайрам көли җуғрапийилик җәһәттин или области вә бортала областиға йеқин болсиму әмма бөрталаниң мәмурий башқуруши астида. Сәйшәнбә күни бөртала һөкүмәт хәвиригә қариғанда, сайрам вә униңға йеқин болған алмалиқта төт йилдин бери елип бериливатқан 56 километирлиқ юқири сүрәтлик таш йол қурулуши келәрки айда пүтүш алдида турмақта икән. 312 - Номурлуқ дөләт таш йолиға мас ясиған бу айланма таш йол қурулуши бәш линийилик йол, бәш алаһидә чоң көврүк, 19 чоң көврүк 13 оттураһал көврүкләрдин тәркип тапидикән. Һөкүмәт тәрәп бу йол пүтсә әтраптики шәһәр районларниң сайрам билән улинидиған қатнаш линийилириниң көпийидиғанлиқи һәм раван болидиғанлиқини илгири сүргән.

Уйғур ели саяһәт тори вә муһит асраш тори қатарлиқ һөкүмәт торлиридики сайрамға мунасивәтлик учурлардин қариғанда сайрам көли "аааа" дәриҗилик алий саяһәт райони болуп, даириләр сайрамниң дәриҗисини "5 а"ға көтүрүшни илтимас қилған. Сайрам саяһәтчиликкә ечиветилгәндин буян, хитай вә уйғур елидики160 тин артуқ догварлашқан саяһәт ширкәтлири сайрамға төт пәсилниң һәммисидила бивастә саяһәтчи елип келәләйдикән. Сайрам саяһәт райони бу йил башлинип һазирғичә 132 миңдин артуқ саяһәтчини күтүвалған, сайрам саяһәт райониға сатқан беләттинла 1 милйон 800 миң юән тапавәт қилған.

Хитай ичи саяһәтчилириниң аңсизлиқидин ...

Сайрамда йүз бериватқан екологийилик бузғунчилиқ, ялғуз инсанлар тәрипидин йәни саяһәтчиләр тәрипидин елип келиниватқан булғиниш наһайити еғир болмақта. Сайраминиң вәйранчилиққа учриши саяһәтчиликтин башқа юқири сүрәтлик таш йолниң шавқуни, тәбиий йешил йопуқларниң вәйран қилиниши, ис түтәк сәвәбидин һава булғиниши, явайи гүл гияһ, һайванларниң нәсли қуруши қатарлиқ зәнҗирсиман сәвәбләргә тақилидикән.

Хитай һөкүмити сайрам көлиниң тәбиий муһитини қоғдаш вә тәртипкә селиш һәққидә 2004 - йили мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп бир қатар түзәшкә даир һәрикәтләрни қолланған болсиму йеқинқи икки йилдин буян сайрам көлидә саяһәт ширкәтлириниң паалийитиниң раваҗлиниши билән раваҗланған болсиму әмма бу җайда саяһәтчиликкә лазим болған асасий муәссәсиләрниң қурулуши мунасип тәрәққий қилдурулмиған болғачқа, инсанларниң қалдурған турмуш әхләт қалдуқлири шундақла йол ясаш қурулушлириниң қурулуш әхләтлири бара - бара сайраминиң екологийисини техиму зор әслигә кәлтүргүсиз вәйранчилиқ елип кәлмәктә икән.

Сайрамға һуҗум қилғучилар кимләр? бөртала һөкүмәткә қарашлиқ саяһәт ширкитиниң мулазимәт директори ли чүнхуа сайрамниң екологийисиниң бузғунчилиққа учриши бу җайда адәмниң көпүйишидин, болупму ичкири хитайдин келиватқан саяһәтчиләрниң көпийишигә әгишип еғирлаватқанлиқини ейтти.

-- Сайраминиң саяһәтчи әң көп вақти қачан?

-- Техи йеқиндила сайрамда хәлқаралиқ велисипит миниш мусабиқиси өткүзүп көп саяһәтчиләрни күтүвалдуқ. Адәттә яз пәсли болупму 6 айдин 9 айғичә сайрам бәк гүзәл болуп кетиду,саяһәтчиму әң көп вақит.

-- Аңлишимчә сайрамда аммиви һаҗәтхана, әхләт сандуқи дегәндәк керәклик асасий муәссәсәләр кам икән бундақ шараитта сайрамниң муһитиға қандақ капаләтлик қилғили болиду?

-- Муһит булғиниш айрим әһвал, биз асасән өзимиз елип барған саяһәтчиләргә халтиларни тарқитип берип әхләтлирини селип қайтуруп келишни тапшуримиз, кейин йиғип елип кетимиз. Буниңға чәтәллик меһманлар риайә қилғини билән, өзимизниң мәмликәтниң саяһәтчилири анчә риайә қилмайду шу бәзидә булғинишниң алдини елип болғили болмайду. Әмди һөкүмәт бу түр бойичә түзәш елип бериватиду, барғанчә яхшилиниши мумкин.

-- Демәкчи болғиниңиз, сайраминиң муһитини бузғунчилиққа учрутиватқанлар йәрлик кишиләр әмәс, ичкири өлкиләрдин кәлгән саяһәтчиләрму?

-- Шундақ, дөлитимиз кишилириниң еңи сапаси техи чәтәлликәрдәк ундақ юқири болмиғачқа, бәзидә бәлгилимиләрни әмәлийләштүрмәкму тәскән.

Өктәбир алтун һәптиликидә сайрам йәнә бир зор саяһәт долқуниниң һуҗумиға учриши мумкин. 29 - Сентәбир шинхуа ториниң хәвиригә қариғанда шаңхәйдә өткүзүватқан хәлқара сода йәрмәнкисиниң шинҗаң һәптиликидә шаңхәйдики бәш чоң саяһәт ширкити уйғур ели билән 150 милйон йүәнлик саяһәтчилик келишими түзгән. Буниң билән бу саяһәт ширкәтлири, бу йил ичидә уйғур елигә елип келидиған саяһәтчиләрни 15 миң адәм қетимға йәткүзидикән.

Шинхуаниң хәвиридә көрситилишичә, бу йилниң алдинқи үч пәслидә уйғур ели саяһәтчилики күтүвалған саяһәтчи 10 милйон адәм қетимға йәткән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.