Архип
2008-11-27
Бу йил 12 - айниң 1 - күни 21 нөвәтлик хәлқара әйдиз күни.Хәлқара әйдизгә қарши туруш күни һарписида дуняда бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқарадики асаслиқ сәһийә тәшкилатлири җүмлидин хитай һәм уйғур елидики қизил крест җәмийәтлириму, 2008 - йилидики әйдиз тарқилиш әһваллири һәққидә доклатлар елан қилмақта.
2008-11-05
Хоңкоңда чиқидиған 'миңпав гезити'ниң бүгүн хәвәр қилишичә, түнүгүн үрүмчидә бир толуқсиз оттура мәктәптә 100 нәпәр оқуғучи қосиқи ағрип, беши қейип, қусуп һалсизланғанлиқтин дохтурханиларда давалинишқа башлиған.
2008-09-22
Б б с ниң баян қилишичә, хитайда сәнлу (үч кейик) маркилиқ сүт парашуки билән зәһәрлинип 53 миң кичик бала кесәл болғандин кейин, 'сәнлу' маркилиқ сүт парашуки вәқәсини бир тәрәп қилиш рәһбәрлик гурупписиниң башлиқи әмәс, бәлки муавин башлиқи, хитайниң сүпәт тәкшүрүш баш идарисиниң башлиқи, дөләт кабинтиниң муавин баш катипи ли чаңҗаң бүгүн вәзиписидин истипа бәрди.