Хитайда йеңи типлиқ тарқилишчан зукам вируси тарқалмақта
2011.02.08
Нөвәттә сәһийә хадимлири бу хил зукамниң сарс һәм чошқа зукимидин кейинки йәнә бир хил өткүр характерлик юқумлуқ кесәл болушидин әнсиримәктә икән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайда бу йил киргәндин буян тиз сүрәттә тарқилишқа башлиған юқумлуқ зукам, нөвәттә чошқа зукиминиң йәнә бир түри болуши мумкин дәп пәрәз қилинмақта икән.
Мәлум болушичә, чаған мәзгилидә бейҗиңдики дохтурханиларға юқумлуқ зукам сәвәбидин давалинишқа кәлгән кесәлләр сани зиядә көп болғанлиқи үчүн, бейҗиңдики нурғунлиған дохтурханилар чаған мәзгилидики дәм елишни бикар қилған.
Бейҗиң университети қармиқидики 1-дохтурханиниң юқумлуқ кесәлләр бөлүми дохтури руң дохтурниң радиомизға билдүрүшичә, нөвәттә дохтурханиға юқумлуқ зукам сәвәбидин кәлгәнләрниң 80~90% балнистқа ятқузулған болуп, дохтурханидики нәччә йүзлигән кариват кесәлләр билән толған икән.
Руң дохтур мухбирға бу қетим тарқалған юқумлуқ зукам вируси билән юқумланғанларда көрүлидиған кесәллик аламәтлири һәққидә тохтилип, бу хил кесәл билән юқумланғанларда туюқсиз қизиш, еғир һалдики нәпси боғулуш аламәтлири бар болуп, буниң илгири хитайда нурғун адәмниң өлүшигә сәвәб болған сарс, чошқа зукими қатарлиқларниң аламәтлири билән охшаш болуватқанлиқини билдүргән.
Хоңкоң, тәйвән қатарлиқ җайлардики сәһийә идарилириниң бир нәччә күндин буянқи доклатлиридин мәлум болушичә, бу йил киргәндин буян хоңкоң һәм тәйвәндә җәмий 18 киши йеңи типлиқ чошқа зукими сәвәбидин өлгән, йәни хоңкоң тәрәпниң мәлуматида бу йил 1-айниң 24-күнидин 2-айниң 8-күнигичә хоңкоңда 9 киши йеңи типлиқ чошқа зукими сәвәблик өлгәнлики хәвәр қилинған. Тәйвән тәрәпниң мәлуматида, чаған мәзгилидила 9 кишиниң йеңи типлиқ чошқа зукими сәвәбидин өлгәнлики бекитилгән.
Бейҗиң сәһийә идарисиму 8-феврал сәйшәнбә күни кәчтә доклат елан қилип, һазирғичә йеңи типлиқ чошқа зукими билән өлгәнләр саниниң 4 нәпәр икәнликини билдүргән. Сәһийә идарисиниң доклатида бу қетим тарқиливатқан йеңи типтики зукам вируси билән юқумланғанларда қизиш, йөтилиш, нәпси боғулуш қатарлиқ кесәл аламәтлири көрүлгәнлики илгири сүрүлүп, өткән айдин буян бейҗиң шәһиридә 160 миңдин көп кишиниң дохтурханиға зукам сәвәбидин тәкшүртүш үчүн кәлгәнликини, уларниң 6000 нәпиригә юқумлуқ зукам дәп диагноз қоюлуп, 195 кишиниң йеңи типлиқ чошқа зукими билән юқумланған дәп муқимлаштурулғанлиқини илгири сүргән.
Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, нөвәттә бу хил йеңи типлиқ чошқа зукиминиң пүтүн хитайға тарқилиш еһтимали мөлчәрләнмәктә икән. Хитай сәһийә министири 8-феврал сәйшәнбә күни җайларға уқтуруш чиқирип, йеңи типлиқ чошқа зукиминиң тезликтә тарқилишиниң алдини елиш үчүн, хитайдики һәрқайси өлкә, шәһәрләрдә, чошқа зукими ваксиниси әмләшни давамлиқ кеңәйтишни тәләп қилған.