Моңғул дохтур химийә завутидики партлашниң қалдуқ зиянлири һәққидә тохталди
2011.02.16
1992-Йили 6-айниң 27-күни ички моңғулниң тоңляв шәһиридики глитсерин ишләпчиқиридиған бир завутта партлаш йүз берип, өлүш һәм ярилиниш вәқәси кәлтүрүп чиқарған. Әмма бу қетимлиқ партлашниң әң еғир зийини йәнила завуттики партлаш сәвәбидин һаваға тарқалған зәһәрлик газ һәм районниң еқин су мәнбәсидики еғир булғиниш мәсилиси болған.
Ички моңғул тоңляв шәһиридики мәлум дохтурханида ишләйдиған алмас сирнуд әпәндиниң узун мәзгиллик тәкшүрүш, тәтқиқ қилишичә, тоңляв шәһиридики моңғул чарвичилири арисида 90- йиллардин кейин һәссиләп көпәйгән түрлүк яман характерлик рак кесәллириниң әмәлийәттә ашу қетимлиқ партлаш һәм шәһәрдики химийә завутлириниң муһитни еғир бузғанлиқи сәвәбидин келип чиққан икән.
Алмас әпәнди, сөзидә әйни чағдики партлаштин кейин һөкүмәт даирилириниң вәқәни яхши бир тәрәп қилмиғанлиқини баян қилип, зиянкәшликкә учриған моңғул чарвичилириниң йетәрлик төләм һәм давалаш пурситигә еришәлмигәнликини илгири сүрди.
Алмас әпәндиниң билдүрүшичә, кейинки чағларда ички моңғулдики моңғул зиялийлири һөкүмәтниң йәрлик моңғулларниң саламәтлик әһвали билән кари болмиғанлиқиға наразилиқ билдүргән. Әмма, райондики һөкүмәт даирилири болса моңғулларниң наразилиқлирини түрлүк йоллар арқилиқ бастурған.
Алмас әпәнди сөзидә өзини мисалға елип, өзиниң 2009- йили 4- ай мәзгилидә шу қетимлиқ партлашниң районға елип кәлгән зиянлири һәққидә тор бетидә муназирә уюштурғанлиқи үчүн, хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин тутқун қилинип, дөләтни парчилаш, миллий бөлгүнчилик җинайити билән әйиблинип, қаттиқ назарәт астиға елинғанлиқини билдүрди.
Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмити өзиниң иқтисадий тәрәққияти җәрянида пәқәт иқтисадий мәнпәәтнила қоғлишип, муһитниң булғиниши һәм хәлқниң саламәтлик әһвали билән кари болмиғанлиқи үчүн, хитай пуқралириниң муһитниң булғиниши сәвәбидин учриған зиянкәшлики әң еғир икән. Болупму, түрлүк зәһәрлик газ ишләпчиқирип, муһитни еғир дәриҗидә булғайдиған завут - фабрикилар хитайниң шәрқий шимал һәм ғәрбий шималидики районларға қурулғанлиқи үчүн, бу җайлардики моңғул, манҗу, уйғур қатарлиқ милләтләрниң зиянкәшликкә учраш әһвали хитай бойичә әң еғир икән.