Хирошима паҗиәсини хатириләш күни вә атом синақлири зиянкәшликигә учриған уйғурлар

1945 - Йили америка һәрбий айрупиланлири японийиниң хирошима шәһиригә вә аридин үч күн өткәндин кейин нагазакиға атом бомбиси ташлиған иди. Икки қетимлиқ атом бомбиси һуҗумида 140 миң киши талапәткә учриған болуп, япон хәлқи бу палакәт күнини вә у күндә өлгәнләрни һәр йили хатириләп кәлмәктә.
Мухбиримиз ирадә
2010.08.09
yapon-xiroshima-atom-305 2006 - Йилидики хирошима атом бомбиси хатирә мәйдани паалийитидин бир көрүнүш.
AFP Photo

8 - Айниң 6 - күни вәқәниң 65 йиллиқи мунасивити билән хирошима шәһиридә хатириләш мурасимлири өткүзүлди. Мурасимға америкиниң японийидә турушлуқ әлчисиму қатнашти. Бу америкиниң бу күнни хатириләш мурасимиға тунҗи қетим қатнишиши һесаблиниду. Буниңдин сирт әнглийә вә франсийиниңму бу мурасимға қатнишиши бу қетимлиқ мурасимниң бир алаһидилики болуп қалди.

Дәл мушу күндә, японийә уйғур җәмийити мурасимлар елип бериливатқан хирошима шәһиридә тәшвиқат паалийәтлирини уюштуруп, уйғурларниңму хитайниң атом синақлириниң зийиниға учриған бир хәлқ икәнликини япон хәлқигә тонутушқа тиришти.

Биз бу һәқтә техиму илгирилигән һалда мәлумат елиш үчүн илһам мәһмут әпәнди билән зиярәт елип бардуқ. Илһам мәһмут әпәнди паалийәт һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.
Yapon-atom-korgezmisi-Ilham-Mahmut-Doklat-305.jpg
Сүрәт, йапонийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәндиниң, 7 - айниң 31 - күни, йапонийиниң нагасаки шәһригә берип, атомниң зийиниға учриғанлар музийини зийарәт қилип уйғур дийарида атомдин зийан көргәнләр һәққидә сөһбәт йиғиниға қатнашқан көрүнүшдин бири болуп, у йапонлуқларға хитайниң уйғур дийаридики 46 қетимлиқ атом синақлири тоғрисида доклат бәргән.
RFA Photo / Erkin Tarim

Илһам мәһмут әпәнди дуня хәлқиниң уйғурларниң атом синиқиниң зийиниға учриған бир милләт икәнликидин хәвәрсиз икәнликини, шуңа бундақ бир зор вәқәни дуня җамаәтчиликигә билдүрүшниң интайин муһим икәнликини билдүрди.

Илһам мәһмут әпәндиниң билдүрүшичә, тәшвиқат варақлирини көргән бәзи японлар өзиниң уйғурларниң хитайниң атом синиқиниң зийиниға учриғанлиқидин хәвәрсиз икәнликини билдүрүп, буниңдин интайин һәйран қалғанлиқини билдүргән.

Японийә атом бомбисиниң һуҗумиға учриған тунҗи дөләт болуш сүпити билән ядро қораллириниң дунядин тәлтөкүс йоқилиши үчүн нурғун тиришчанлиқларни көрситип кәлмәктә.

Илһам әпәнди сөзидә японийидә уйғурларниң атомниң зийиниға учраш әһвалини тонутушниң муһим әһмийәткә игә икәнликини вә өзиниң бу мәсилиниң узунға қалмай японийә парламентиға киридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Илһам әпәнди сөзиниң ахирида йәнә, һәр бир уйғурниң алди билән уйғурларниң атом синиқиниң зийиниға әң еғир учриған бир хәлқ икәнликини тонуп йетиши керәкликини билдүрүп, уйғурларни вәқәни әсләшкә вә уни тонутушқа чақирди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.