Мутәхәссисләр 2 - ай қуш зукими тарқилишниң юқири басқучи икәнликини агаһландурмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.02.11
2009.02.11
AFP Photo
Бу хотәндә 2006 - йилидин буян иккинчи қетим өй қушлирида қуш зукими тарқилиши болуп һесаблиниду. январда қуш зукими сәвәблик уйғур елидә бир аялниң өлгәнлики мәлум. Шундақла бу йил киргәндин буян хитай һәмдә дуняниң башқа җайлиридиму қуш зукиминиң тарқилиш әһвали көп қетим көрүлүватқан болуп, мутәхәссисләр 2 - ай қуш зукими тарқилишиниң юқири басқучи икәнликини агаһландурмақта.
Завадики қуш зукиминиң тарқилишини контрол қилишта даириләр кечикип тәдбир алди
Хитай даирилири сәйшәнбә күни хотәнниң қариқаш наһийиси зава кәнтидики ашлиқ понкитида өй қушлирида қуш зукими тарқилип 519 данә ғазниң өлгәнликини шундақла 10 - февралда йәрлик сәһийә тармақлириниң карантин қилиш тәдбирлирини қоллинип йәнә 13218 өй қушини өлтүрүп бир тәрәп қилғанлиқини, нөвәттә бу җайдики өй қушлирида қуш зукиминиң тарқилишиниң мувәппәқийәтлик контрол қилинғанлиқини қисқа хәвәр қилди.Бу һәқтә хотән вилайитидики өй һайванлирида тарқилишчан җиддий кесәлликләрниң алдини елиш мәркизидин исмини ашкарилашни халимиған бир хадимниң ейтишичә, зава кәнтигә бир хитай тәрипидин қурулған ғаз фермисида 4 - феврал күни өй қушлириниң өлүш вәқәси йүз бәргәнлики һәққидә хәвәргә игә болған һәмдә уйғур аптоном районлуқ мунасивәтлик даириләргә хәвәр қилған, әмма хитайниң қуш зукими тәтқиқат тәҗрибиханисидикиләр төт күндин кейин заваға йетип келип тәкшүрүш елип барған һәмдә икки күндин кейин, бу җайдики өлгән ғазларниң h5n1 типлиқ қуш зукими вируси билән юқумланғанлиқи ениқланған.
Йәрлик даириләр вәқә йүз берип алтә күн болғанда йәни 10 - феврал күни мәзкур кесәл тарқалған ғаз фермиси һәмдә үч километир даирисидики барлиқ өй қушлирини өлтүрүп бир тәрәп қилған һәмдә 8 километир даиридики өй қушлириға ваксина әмләш, йәнә 13 километир арилиқта өй қушлири базарлирини тохтитиш қатарлиқ қуш зукиминиң тарқилишини контрол қилиш усуллирини қолланған икән.
Хитай дөләтлик өй қушлирида қуш зукиминиң тарқилишини контрол қилиш низамида, қуш зукими вируси тарқилиш еһтималлиқи болған гуманлиқ орунни 24 саәт ичидә карантин қилиш һәмдә икки - үч күн ичидә җиддий тәдбир қоллиниш бәлгиләнгән болуп, хитай даирилири хотәндә бу қетимқи қуш зукими тарқилишини контрол қилишта бир қәдәр кечикип тәдбир алған.
Биз хитай дөләтлик қуш зукими тарқилишини контрол қилиш мәркизидин хотән қариқашта йүз бәргән қуш зукимини контрол қилиш тәдбири һәм нәтиҗиси һәққидә мәлумат елишқа тиришқан болсақму, улар соаллиримизға йетәрлик җаваб бәрмиди.
Биз йәнә қуш зукими таралған җай болған зава кәнтидики амминиң қуш зукими тарқилишиға қандақ инкаста болуватқанлиқини игиләш үчүн телефон қилғинимизда, бу кәнттики бир уйғур деһқанниң, өз кәнтидики өй қушлирида қуш зукимидин ибарәт өткүр юқумлуқ кесәлликниң тарқилишидин хәвириниң йоқлуқи бизни әҗәпләндүрди.
Қариқашта қуш зукими пәқәт өй қушлиридила көрүлди
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур ели һәмдә хитайда қуш зукимидин юқумланған инсанларму дәл қариқашта байқалған бу хил h5n1 типлиқ вирус билән юқумланған болуп, 2009 - йили киргәндин буянла хитай һәмдә хоңкоңда җәмий сәккиз киши мушу хил қуш зукими веруси билән юқумланғанлиқи ениқлинип буларниң ичидә бәши һаятидин айрилған иди, қуш зукимидин бу йил өлгәнләр ичидә үрүмчидики 31 яшлиқ аялму бар.Биз бу қетимқи қариқашта өй қушлирида қуш зукиминиң тарқилиши инсанларға тәһдит көрсәткән - көрсәтмигәнлики һәққидә әһвал игиләш үчүн қариқаш дохтурханиси юқумлуқ кесәлликләр бөлүмигә телефон қилдуқ. Бир нәпәр уйғур сестира бу наһийидә һазирчә бирәр кишиниң қуш зукимидин юқумланғанлиқи күрүлмигәнликини билдүрди.
Қуш зукиминиң тарқилиш юқири басқучи йәнә йетип кәлди
Дуня сәһийә тәшкилати мутәхәссислириниң, килиникилиқ тәҗрибә тәтқиқатлириға асасән елан қилишичә, инсанлар нөвәттә қуш зукими верусидин юқумлинишниң алдини алалиши, һәтта сақайтиши һәмдә контрол қилиши пүтүнләй мумкинчиликкә игә.2003 - Йилидин һазирға қәдәр пүтүн дуняда мәлум болған юқумдарлар 406 гә йәткән, буларниң ичидә өлгәнләр 254 нәпәр болуп улар 15 дөләт һәм районларға тарқалған. Буниң ичидә хитайда юқумланғанлар 38 нәпәр, өлгәнләр 25 кә йәтти. Һалбуки хитай миқясида қуш зукиминиң инсанлар арисида тарқилишидин хели узун мәзгилгичә сақланғили болмайдикән шундақла һәр йили 2 - ай қуш зукими тарқилиши бир қәдәр еғир болуп келиватқан мәзгил болуп, дуня миқясида қуш зукими юқум әһвалидин қариғанда, қуш зукиминиң қайта тарқилишиниң юқири басқучи йетип кәлди.
Дуня сәһийә тәшкилати юқумлуқ кесәлләрниң алдини елиш мутәхәссислириниң тәкитлишичә, қиш пәслиниң ахири баһарниң дәсләпки мәзгили барлиқ җанлиқлар, шуниң билән биргә, бәзи юқумлуқ кесәл вируслириниңму җанлинидиған мәзгили болғачқа, бу пәсил юқумлуқ кесәлликләрниң әң юқири тарқилиш басқучи һесаблиниду, инсанлар бу мәзгилдә түрлүк зукамниң шундақла қуш зукиминиң алдини елишқа алаһидә әһмийәт бериши, өзидә көрүлгән бинормал сақсизлиқларға җиддий қариши һәмдә вақтида дохтурға көрүнүши керәк.
Хитай сәһийә министирлиқиниң тор бетидин мәлум болушичә, бу йил киргәндин буян хитайда инсанлар һаятиға тәһдит көрситидиған өткүр юқумлуқ кесәлләрниң тарқилиши бир қәдәр көп көрүлүватқан болуп, қуш зукимидин юқумланғанлиқи сәвәблик бәш киши өлгән, пут - қол - еғиз яллуғи билән юқумлинип бири өлгән.