Уйғурлардики намратлиқ вә муһит кесәлгә ува салмақта

Уйғурлардики намратлиқ вә турмуш муһитиниң начар болуши, уларниң кесәлгә қарши туруш иқтидариниң төвәнләп, кесәллик вирусиниң асанла тарқилишиға асас һазирлиған бөлиши мумкин.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.10.25
xoten-balilar-kochida-305.jpg Хотәнниң мәлум кочисида ойнаватқан балилар. 2006-Йили 13-өктәбир.
AFP
Уйғур елидики хитай сәһийә тармақлириниң 9-айда елан қилған юқумлуқ кесәлликләр әһвалиға асасланғанда 9-айда уйғур елидә җәмий 6 адәм юлун сүр мадда яллуғи вируси билән юқумланған. Һазир юқумланғучиларниң сани 17 нәпәргә йәтти. Буларниң 9 нәпири қорумиға йәткәнләр 8 нәпири балилар болуп, уларниң бири қаза қилған 16 нәпири даваланмақта икән.

Дәсләп бу хил вирус билән юқумланғучилар хотән вилайитидә байқалған иди. Мутәхәссисләрниң тәкшүрүп тәтқиқ қилиш нәтиҗисидин қариғанда бимарларда байқалған вирус типи юлун сүр мадда яллуғи и типлиқ ява вирус болуп, пакистандин кәлгән икән. Хитай сәһийә тармақлириниң бу һәқтә елан қилған учурлириға асасланғанда, хотәнгә байқалған бу хил юлун сүр мадда яллуғи ява вируси билән юқумланғанлар, бейҗиңда 27 йилдин буян уйғур елидиму17 йил болған тунҗи қетим байқилиши икән.

Хотәндә кесәл байқалғандин кейин уйғур ели даирилири кесәллик юқуш хәвпи еғир районларни мәркәз қилип 40 яштин төвән кишиләргә омумйүзлүк ваксина әмләшкә киришти. Уйғур аптоном райондики мунасивәтлик даириләрниң елан қилишиға қариғанда йәниму мустәһкәм иммунт тосуқи шәкилләндүрүш үчүн төт қетимдин артуқ ваксина әмләшкә тоғра келидиған болуп һазир иккинчи нөвәтлик ваксина әмләш тамамлинип үч милйон 900миңға йеқин балиға ваксина әмләнгән. 3-Нөвәтлик ваксина әмләш 11-айда башлинидикән.

Юлун сүр мадда яллуғи вируси билән юқумланғанлар һазир хотәндин башқа қәшқәрдиму байқалған болуп, хотән вә қәшқәрдики башланғуч мәктәпләргә телефон қилғинимизда улар балиларға вә чоңларғиму ваксина әмләнгәнликини билдүрди.

Хотән вә қәшқәрләрдә байқалған бу вирус йошурун тарқилиш күчи бир қәдәр юқири болған өткүр юқумлуқ кесәллик вируси болуп адәттә 100дин 1000 ғичә болған юқумланғучи ичидә биридә паләч болуш әһвали көрүлидикән. Мутәхәссисләр гәрчә юлун сүр мадда яллуғи асаслиқ көрүлидиған кишиләр топи бәш яштин төвән балилар болсиму әмма иммунт күчи йоқ яки аҗиз қорумиға йәткәнләрдиму көрүлидикән.

Хотән вилайитиниң лоп наһийиси юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш идарисидә ваксина әмләшкә ярдәмлишиватқан бир хитай сәһийә хадими зияритимизни қобул қилип, хотәндә даириләрниң бу вирусниң алдини елишта җиддий тәдбир қоллинип икки қетимлиқ ваксина әмләшни тамамлиғанлиқини билдүрди.

Лявниңдин уйғур елигә нишанлиқ ярдәмгә кәлгән бу хитай хадими хотәндә хизмәт қилиш җәрянида һес қилғанлирини билдүрүп, гәрчә дөләт көп мәбләғ селип һәр тәрәптин нишанлиқ ярдәмни күчәйтиватқан болсиму, әмма хәлқниң турмуши вә тәбиий яшаш муһитиниң начарлиқиму хәлқниң сағламлиқиға тәсир көрситиватқан болғачқа, уларниң өз бәдинидики имунит күчиниң юлун сүр мадда яллуқиға охшаш мушу хилдики юқумлуқ кесәлликләргә аҗизлиқ қилип қеливатқан болушиму мумкин, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

У болупму хотәнниң чәт яқа вә тағлиқ районлиридики амминиң ичимлик су мәсилисиниңму тамамән һәл болмиғанлиқини мисал елип һазир гәрчә улар туруба сүйи ичиватқан болсиму сүпәт вә бихәтәрлик өлчимигә йәтмәйду дәп көрсәтти.

Униң қаришичә, “хотән яки мушуниңға охшаш уйғур елидики намрат районлардики кишиләрниң сағламлиқини ашуруш үчүн аввал уларниң турмушини яхшилаш керәк. Буниң үчүн бу җайларға көпрәк мәбләғ селип, иқтисадини йүксәлдүрүш керәк вә намрат хәлқни буниңдин мәнпәәтләндүрүш керәк”.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.