Тарихчи, тилшунас, дини өлима абдуләзиз чиңгизханниң шеһит қилинғанлиқиниң 55 йиллиқи мунасивити билән (2)


2007.02.28

Биз бу программимизниң алдинқи қисмида силәргә -1952 йили 2 - айниң 25 - күни коммунист хитай һакимийити тәрипидин өлтүрүлгән тарихчи, тилшунас, дини өлима абдуләзиз чиңгизхан әпәндини тонуштурған идуқ. Бу, шу програмимизниң давамини.

Абдуҗелил туран әпәнди чиңгизхан дамолламниң диндарлиқ билән вәтәнпәрвәрликни охшаш көридиған бир алим икәнликини ейтип мундақ деди:

"Чиңгизхан дамоллам дини мәдрисидә оқуп йетишкән алим болсиму, диндарлиқ билән вәтәнпәрврәликни охшаш көрәтти вә бу һәқтә өзиниң ‘түркистан асияниң қәлби’ инсанларни әрәбчә китабиниң муқәддимисидә ениқ қилип "инсанларни дуня вә ахирәттә әбәди бәхт ـ саадәткә ериштүридиған нурғун мәҗбурийәт вә вәзипиләр бар, буниң әң муһими икки мәҗбурийәт болуп, буниң бири диний мәҗбурийәт болса, йәнә бири вәтән алдидики мәҗбурийәттур" дәйду. Бу икки мәҗбурийәтни ада қилғанлиқини әмәлийәттә көрситип башқиларға үлгә болуш йолида, дини мәҗбурийәтни ада қилиш үчүн қуран кәримни уйғур тилиға тәрҗимә қилип чиқса, вәтән алдидики мәҗбурийәтни ада қилиш үчүн "түркистан асияниң қәлби" намлиқ китабини йезип, нәшир қилдурған болуп, мәзкур китаб бүгүнгә қәдәр шәрқий түркистанниң тарихини язмақчи болған муәллипләрниң алдинқи қатардики мураҗиәт мәнбии болуп кәлмәктә.

Чиңгизхан дамолламниң "түркистан асияниң қәлби" намлиқ китаби

Абдуҗелил туран әпәнди чиңгизхан дамолламниң "түркистан асияниң қәлби" намлиқ китабини йезиштики сәвәби үстидә мәлумат берип мундақ деди:

- Чиңгизхан дамоллам "түркистан асияниң қәлби" намлиқ китабини йезиш сәвәби һәққидә тохтилип ‘мән әқлимгә кәлгән күндин буян күчлүк иманимниң түрткиси билән инсанларниң үстигә йүкләнгән диний вә миллий вәзипини ада қилишни һес қилип кәлгән идим. Бо йолда вәтәнгә хизмәт қилишни әйни заманда динғиму хизмәт қилғанлиқ болуп, бирла вақитта икки вәзипини ада қилғанлиқ болиду дәп қарайттим. Бу икки вәзипини әмәлгә ашуруш йолида, шәрқий түркистанниң дуняға пәйда болған күнидин бүгүнки күнгичә болған тарихини әрәб тили билән баян қилидиған чоң икки томлуқ тарих йезип исмини "түркистан әл халидә" дәп атидим. Буниң билән динға вә вәтәнгә хизмәт қилип, аллаһни вә уммәтни рази қилдим, дәп қаридим. Бу китабимни тулуқ нәшир қилишни арзу қилған болсамму, буниңға вақит яр бәрмиди. Бир мәзгил күтүшкә тоғра кәлди. Бу мәзгилдә мисирдики түркистан җәмийитиниң тәклипи билән шәрқий түркистанниң тарихини қисқичә, әмма тоғра баян қилидиған бу китабни йезип чиқтим, тәпсили мәлумат үчүн "түркистан әл халидә" намлиқ китабимға мураҗиәт қилинсун, дәп язиду. Мәзкур "түркистан асийниң қәлби" намлиқ бу китаб 1 ـ қетим 1945 ـ йили қаһиридә, 2 ـ қетим сәуди әрәбистанда олтурақлишип қалған диний өлима абдусәттар мәвливийниң тәшәббуси билән 1986 ـ йили пакистанда чиңгизхан дамолламниң "сәвтул виҗдан" намлиқ шеирлар топлими билән қошуп қайта нәшир қилиниду.

Абдуләзиз чиңгизхан дамолламниң юқиридики әсәрләрдин башқа әрәпчә шеир вә уйғурчә грамматика китаплириниму язғанлиқини ейитқан җелил туран әпәнди мундақ деди :

- Чиңгизхан дамолламниң мисирда оқуғучи вә оқутқучи болуш җәрянида вәтәнни көйләп язған әрәбчә шеирлири "сәвтул виҗдан" дегән намда 1 ـ қетим 1944 ـ йили қаһиридә, 1984 ـ йили 2 ـ қетим пакистанда қаһирә нусхиси факсемил қилинп 500 нусха нәшир қилиниду. Чиңгизхан дамолламниң мисирда уйғурчә язған "уйғур сәрпи" (уйғур тилиниң морфологийиси) намлиқ уйғур тили грамматикисиға биғишлап язған китаби 1939 ـ йили қаһиридә уйғур тилида нәшир қилиниду.

Чиңгизхан дамоллам бир туғқанлири мутиуллаһ мәхсум вә ай мәхсумларниң қайтип келиш һәққидә арқа ـ арқидин язған тәклип хетиниң түрткиси билән 1945 ـ йли үрүмчигә қайтип кәлгән.

Үрүмчигә қайтқандин кейинки паалийәтләр

Абдуҗелил туран әпәнди, абдуләзиз чиңгизханниң үрүмчигә қайтқандин кейинки һаяти үстидә тохтилип йәнә мундақ деди:

- Бу зат үрүмчигә қайтип кәлгәндин кейин, өлкилик мәдәний ақартиш оюшмисиниң рәиси болиду вә муһәммәд әмин буғра, әйса әпәндиләр билән бир сәптә туруп, шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи вә уйғур хәлқиниң азатлиқи үчүн күрәш қилған вә әйни замандики милләтчиләрниң нәшри әпкари болған "әрк" гезити қатарлиқ гезитләрдә мақалә язған һәмдә үрүмчи дарилмуәллиминдә ислам тарихи вә дин дәрси бәргән.

1946 ـ Йили баһарда пүтүн вилайәтләрдики мәдәний ақартиш оюшмисиниң хизмитини көздин кәчүрүш үчүн бир һәйәт болуп, хотән, йәкән, қәшқәр, ақсу, кучар қатарлиқ шәрқий түркистанниң һәр қайси вилайәтлирини 63 күндә айлинип чиқиду. 1949- Йили 9 - айда муһәммәд имин буғра, әйса әпәндиләр билән чәтәлгә қарап йолға чиқип, булардин бир қисми чегридин өтүп кәткән болсиму, чңгизхан дамоллам қатарлиқ кишиләр өтәлмәй кокарттин қайтип кәлгән. Чиңгизхан дамолламни вәтәндә туруп күрәш қилишни әвзәл көрүп қайтип кәткән дегән қарашму бар.

Чиңгизхан дамоллам 1950 - йили қолға елинип, 1952 - йили 2 ـ айниң 25 ـ күни кәспдашлиридин қурбан қодай қатарлиқ бир бөләк зиялилар билән бир қатарда пүтүн уйғур хәлқигә зор вә унтулғусиз балайиапәт елип кәлгән қизил хитай коммунист һакимийити тәрипидин уйғур болғанлиқи вә җуңго коммунист һакимийитигә мустәмликә болуп қалғанлиқ җинайити үчүн үрүмчидә етип өлтүрүлгән.

Уйғурлуқ бурчи

Чиңгизхан дамоллам бир уйғур әвлади болуш сүпити билән әрәб тилини мисирлиқ алим вә мутәпәккур сәййид қутубтәк билгәнниң сиртида, ана тили ― уйғур тилиға алаһидә әһмийәт берәтти. Бу һәқтә үч парчә китаб язған болуп, буниңдин "уйғур сәрпи" намлиқ китабила нәшир қилинған болуп, башқа китаблири нәшир қилиниш пурситигә еришәлмигән. Чиңгизхан дамоллам "уйғур сәрпи" намлиқ китабиниң муқәддимисидә мундақ дәп җакарлайду:

"Һәрқандақ бир милләтниң дуняда мәвҗут болуп туруши үчүн униң милли мәдәнийити вә ана тили мәвҗут болуши лазим. Биз уйғур хәлқиму әбәди мәвҗут болуп туримиз, дәйдикәнмиз, өзтилимизни пишшиқ билишимиз вә ят тилларниң арилишип қелишидин сақлишимиз лазим." Чиңгизхан дамоллам пәқәт тилғила әмәс, өз әҗдадиниң тарихиғиму әһмийәт беришниң вә уни пишшиқ өгинишниң лазимлиқини тәкитләйду. Бу һәқтә "түркистан асияниң қәлби" намлиқ китабини йезиш арқилиқ уйғур тарихини әрәб хәлқигә тонутушни мәқсәт қилған болсиму, мәзкур китаб әрәб хәлқи үчүнла әмәс, бәлки уйғур хәлқи үчүнму биринчи қол пайдилиниш мәнбии болуп кәлмәктә. Чиңгизхан дамоллам динға, тарихқа вә уйғур тилиға әһмийәт бәргәнниң сиртида әдәбиятқа алаһидә әһмийәт берәтти. Әдәбият арқилиқ кишиләрдә милләтчилик, вәтәнпәрвәрлик вә виҗдан туйғуси пәйда болиду, дәп қарайтти.

Чиңгизхан дамоллам әрәб тилида түрк әдәбият тарихини (уйғур әдәбият тарихи) йезип чиққанниң сиртида, уйғур вә әрәб тилида вәтәнни күйләп нурғунлиған шеир, қәсидә вә рубаийләрни язиду. Буниңдин пәқәт "сәвтул виҗдан" намлиқ қәсидә вә рубаийлирила нәшир қилинған болуп, қалғанлири из ـ дерәксиз йоқап кетиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.