Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи(6)


2005.02.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
ezalar-200.jpg

Мәрһум язғучи зия сәмиди өзиниң "әхмәт әпәнди" намлиқ романиниң 1-китабиниң ахирқи баблирида йәнә 1944-йили 12-ноябир күни ғулҗидики қозғилаң нәтиҗисидә шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң тәсис қилинғанлиқи, һәммә ишларниң мәзкур һөкүмәтниң рәһбәрликидә елип берилип, аста-аста өз тәртипигә чүшкәнлики,әхмәтҗан қасиминиң гезитханида ишләш җәрянидики паалийәтлири вә униң җумһурийәт рәиси елихан төригә тәрҗиманлиқ қилғанлиқи шуниңдәк башқа бир қатар вәқәләр һәққидә язиду.

Әхмәтҗан наһайити чиқишқақ вә мәсулийәтчан иди

Зия сәмидиниң баян қилишичә; пүтүн ғулҗа шәһириниң вә или вилайитиниң толуқ азад болуши җәрянида әхмәтҗан қасимиму көп пидакарлиқлани көрситиду. Зия сәмиди әхмәтҗанниң бу җәряндики әһвали шуниңдәк униң ой-хияллири һәм пиланлири һәққидә мундақ тәсвирләйду:

"Әхмәтҗан қасиминиң һөкүмәт муавин баш катипилиқ лавазимигә тәйинләңәнликигә икки айчә болсиму, у мушу аз вақит ичидә һөкүмәт аппаратлирини рәткә селиш, назарәт- башқармиларниң кәспий башқуруш салаһитини қанунлаштуруш вә мәсулийәтчанлиқини системилаштуруш, хусусән нәқ шараит тәлипи бойичә әң алди билән һәрбий вә малийә ишлирини тәртипкә селишқа, үнүмлүк орунлаштурушқа алаһидә диққәт етиварини бөлди"

Апторниң баянлириға таянғанда, һөкүмәт йиғинида у даим тәкитләйдиған нуқта һәрбий вә малийә мәсилилири болуп, әхмәтҗан қасими җәңчиләрниң урушларда ғалип чиқишиға керәклик болған шәрт-шараитларни тәйярлаш үчүн, малийә мәсилисигә көңүл болуп, малийә мәсилисини һәл қилишни муһим хизмәт дәп тәкитләйти. У, һәр қетимлиқ йиғинда муһим тәклип вә лаһийиләрни оттуриға қоятти. Лекин һөкүмәт тәркиби интайин мурәккәп, мәпкуриви ишәнч –етиқат һәмдә пикир қилиш усулиму хилму –хил болғанлиқтин һәммини бирдәк қайил қилиш, пикиргә тән алғузуш бәсий мүшкүл иди. Шундақ болсиму, әмхәтҗан асасий һәркәтләндүргүч күч сүпитидә һәмминиң дегүдәк һәтта елихан төриниңму дитидин чиқалайти. Униң ишчан, билимлики, миҗәз –хулиқи, роһи- кәйпияти вә хусусән парасәтликлики түпәйли аз вақит ичидила у һөрмәт ишәнчкә еришти.

Зия сәмидиниң йезишичә, елихан төрә вә униң әтрапидики һәммә кишиләр дегүдәк әхмәтҗанға қайил болушуп, униң бу йеңи қурулған һөкүмәт үчүн наһайити керәкликини тонуп йетиду шу сәвәбтин рәис елихан төрә уни яхши көриду вә қәдирләйду.

Әхмәтҗан миллий армийә қурулуш лайиһисини түзиду

Зия сәмидиниң баян қилишичә; шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмити мунтизим миллий армийә қурушни қарар қилғандин кейин, мәхсус бир һәй`әт тәшкил қилип, миллий армийә қуруш лайиһисини түзүшкә мәсул қилиду. Бирақ, талаш-тартишлардин кейин, йәнила бу лайиһә әхмәтҗан қасиминиң ишләп чиқишиға һавалә қилиниду.

Милли армийә қуруш лайиһисини музакирә қилиш йиғинида бир мәйдан кәскин муназириләр һәм һәр хил тәклипләр оттуриға қоюлиду. Бәзиләр бу йеңи қурилидиған мунтизим армийини "шәрқий түркистан ордуси", "ислам қошуни", " азадлиқ қошуни" дәп аташни оттуриға қойса, йәнә бәзиләр уни миллий армийә дәп аташ тәклипини бериду. Әхмәтҗан қасими һөкүмәт әзалирини қайил қилип уларниң пикирлирини бирликкә кәлтүрүш үчүн совет иттипақи, түркийә, хитай, ирақ вә иран қатарлиқ мәмликәтләрниң һәрбий түзүлмилири һәққидә материялларни көрүп, өгиниш арқилиқ ахири миллий армийиниң һәрбий түзүлмиси, һәрбий формиси вә башқа тәрәплири һәққидә системилиқ лайиһә тәйярлап музакиригә суниду.. Талаш-тартишлардин кейин, ахири бу лайиһә мақуллиниду,. Рәис елихан төриму униңға қошулуп, җиддий тәйярлиқлар нәтиҗисидә 1945-йили 8-апрел күни миллий армийә рәсми йосунда мәйданға келип, ғулҗа шәһиридә һәрбий парат өткүзүлиду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.