Яқупбәгниң қәшқәрийә-русийә мунасивәтлиридә ойниған роли
2006.12.13
19-Әсирдики яқупбәг рәһбәрликидә қурулған қәшқәрийә дөлитиниң ташқи сияситини тәтқиқ қилиш русийә тарихчилириниң нәзиридики муһим тема, бу русийә дипломатийә тарихиниң муһим бир қисмидур.
Русийиниң барнаул шәһиригә җайлашқан педагогика университетида мәхсус уйғур тарихини тәтқиқ қилидиған бир гуруппа алимлар илмий паалийәтләр билән шуғулланмақта. Әнә шуларниң бири профессор борис майсейев болуп, у өзиниң асаслиқ тәтқиқатини 18-19-әсирләрдики уйғур тарихи җүмлидин мәнчиң сулалисиниң уйғур дияриға қаратқан сияситини тәтқиқ қилишқа қаратқан.
Йеқинда у яқупбәг рәһбәрликидики йәттә шәһәр дөлитиниң русийә билән елип барған дипломатийилик мунасивәтлири һәққидә бир парчә мақалә елан қилған.
яқупбәг өз дәвриниң маһир дипломати
18-Әсирниң 50-йиллирида мәнчиң империйиси тарим вадисини ишғал қилғандин кейин , алди билән 1765-йили учтурпан хәлқи қозғилаң көтүрүп, мәнчиң һөкүмранлиқини ағдуруп ташлиған болсиму, лекин алтә айға созулған қаршилиқлар қанлиқ бастурулди.
Шуниңдин тәхминән 60 йиллар өткәндин кейин , пүтүн уйғур дияри қайтидин қозғилаң отлири билән қаплинип, 19-әсирниң 60-йиллирида илгири кейин или, кучар, хотән , қәшқәр қатарлиқ җайларда мустәқил һакимийәтләр мәйданға кәлди. 1865-Йили қоқәндтики пидайиларни башлап кәлгән яқупбәг қәшқәр қозғилаңчилириға рәһбәрлик қилиш билән илгири кейин кучар, хотән қатарлиқ җайларни бирликкә кәлтүрди һәмдә өзини " бәдөләт" дәп елан қилди.
яқупбәг рәһбәрликидики бу һакимийәт тарихта қәшқәрийә дөлити яки йәттә шәһәр дөлити дегәндәк намлар билән атилиду. яқупбәг қошуни үзлүксиз түрдә ғәлибилик җәң қилип, үрүмчини өз ичигә алған һалда манас, қутуби қатарлиқ җайларғичә йетип келиш билән әйни вақитта оттура асиядики әң чоң вә қудрәтлик мәмликәтләрниң биригә айлинишқа қарап йүзләнгән.
яқупбәг һакимийәт йүргүзгән он нәччә йил ичидә бир қатар ички вә ташқи сиясәтләрни йүргүзгән болуп, у бир тәрәптин әнгилийә билән йәнә бир тәрәптин чар русийә билән һәм османли империйиси билән дипломатик мунасивәтләр орнитип, әйни вақиттики чоң империйәләр арисида маһирлиқ билән дипломатик оюн ойнашқа мувәппәқ болди. Әнә шу сәвәбләрдин русийә алимлири яқупбәг һакимийити үстидики тәтқиқатларға алаһидә етибар бәргән.
Рус алиминиң қаришичә, яқупбәг ислам амилидин пайдиланди
Русийиниң барнаул университетиниң профессори борис майсейевниң йезишичә, яқупбәг өз һакимийитини тикләштә ислам амилидин үнүмлүк пайдиланған болуп, русийиниң 19-әсирниң биринчи йеримида қазақистан вә оттура асияға кеңийип, қоқәнт ханлиқи үстидин һөкүмранлиқ орнитиши оттура асия ханлириниң күчлирини хелила аҗизлатти. Буниң әксичә, мәзкур мәзгилдә шәрқий түркистанда йәттә шәһәр дөлитини қурған яқупбәг өз әһвалини зор дәриҗидә күчләндүрди. Қәшқәр һөкүмрани пухта асаслиқ , күчлүк дөләт қуруш үчүн бирликкә кәлгән идийә болуш лазимлиқини тонуп йетип, буниң үчүн исламни талливалди.
Рус профессориниң баян қилишичә, яқупбәг йәрлик хәлқниң диний даһийси һесаблинидиған җаһангир ғоҗиниң оғли бузруквар ғоҗидин пайдилинип, уйғурларни бирликкә кәлтүрүшкә еришти. Гәрчә , қаримаққа һакимийәт бузруквар ғоҗиниң қолида болғандәк көрүнсиму, әмәлийәттә пүтүн әмәлий һоқуқ яқупбәгниң қолиға мәркәзләшкән болуп, кейинчә у бузруквар ғоҗини һәрәмгә һәҗгә әвәтивәткәндин кейин дәрһал өзини қәшқәрийә дөлитиниң алий рәһбири дәп елан қилди.
Апторниң йезишичә, әйни вақитта русийиниң оттура асияға бесим қилиши билән оттура асия дөләтлиридә кризис пәйда болди. Мана мушундақ әһвал астида яқупбәг мәнчиң қошунлирини мәғлуп қилип, мустәқил исламий дөләт қуруп, мусулманларни бирликкә кәлтүрәләйдиған бир шәхс сүпитидә кишиләрниң көз алдида пәйда болди. Буниң нәтиҗисидә яқупбәг өз қошунлирини әтраптики қоқәнт, бухара, хивә қатарлиқ җайлардин кәлгән пидаийлар билән толуқлашқа еришти шуниң билән бир вақитта йәнә русийигә қарши иттипақ шәкиллиниш имканийити туғулуп, у оттура асия ханлириға һәттә османли султаниға русийигә бирликтә қарши туруш тәклиплири берип, османли султани тәрипидин атақлиқ ғази дәгән намға сазавәр болған.
Русийә тарихчиси майсейевниң көрситишичә, яқупбәгниң оттура асия мусулманлири арисида мундақ зор абройиниң ешиши русийини биарам қилип, русийә һакимийәт қатлимида униң ислам идеологийиси билән қоралланған қудрәтлик мусулман дөлити қуруп, пүтүн оттура асия мусулманлириниң мәркизигә айлиниши чүшәнчиси пәйда қилди. яқупбәгниң мундақ мусулманлар арисида зор абройға еришип, мувәппәқәйәтлик ички-ташқи сиясәт елип бериши русийә һөкүмити үчүн бәк хәтәрлик туюлди.
Русийә яқупбәгниң пүтүн мусулманларни бирләштүрүшидин әндишә қилди
Апторниң қаришичә, русийә һөкүмитини биарам қилған нуқта яқупбәгниң мусулман һөкүмранлири билән бирлишип, русийигә қарши һәрбий иттипақ қурушқа һәрикәт қилиши болуп, бу нуқта қәшқәрийә-русийә мунасивәтлирини җиддийләштүрүвәтти. Түркистан губернатори кафман яқупбәгниң өзини " мусулманларниң қоғдиғучис" дәп атап қоқәнт хани худаяр ханға язған хетини қолға чүшүргәндин кейин қәшқәрийә-русийә мунасивәтлири техиму җиддийлишип кәткән. Әнә шуниң нәтиҗисидә русийә чегра органлири йәттә шәһәргә һуҗум қилип, яқупбәгни йоқитиш мәсилисини музакирә қилди. Әмма русийә һөкүмити өзи йеңи бесивалған оттура асия районидики мусулманларниң арисидики яқупбәг тәсиридин әндишә қилип , тинчлиқ билән мәсилини һәл қилиш үчүн қәшқәргә дипломатийә әлчилирини әвәтип, сода келишими түзди.
Аптор баянлирини давамлаштуруп товәндикидәк нуқтиларни тәкитләйду; русийә һөкүмити яқупбәгниң күчлүк мусулман дөлити қуралаш-қуралмаслиқ мәсилисигә гуман билән қариған болуп, пәқәт 1876-1877-йили кропаткин қәшқәрийини зиярәт қилғандин кейинла яқупбәгниң пүтүн мусулманларни бирликкә кәлтүргән қудрәтлик мусулман дөлити қурушқа қадир әмәсликигә ишәнди. Чар падишаһниң мәхсус әлчиси кропаткин бу қетимлиқ зиярәт арқилиқ қәшқәрийиниң әмәлий әһвалини, униң күчиниң һәддидин зиядә көптүриветилгәнликини биливалди.
Қәшқәрийиниң йимирилишидики сәвәбләрниң бири -ички сиясәттики йетәрсизликләр
Рус тарихчиси майсейев яқупбәг дөлитиниң асан йимирилип кетишидики ички амиллар мәсилиси һәққидә тохтилип, гәрчә яқупбәгниң ислам дини қоғдашни күчәп тәшвиқ қилсиму, бирақ у һакимийәткә чиққандин башлап, йәрлик хәлқләр арисида әнәниви асасқа игә бир қанчә йәрлик һөкүмранларни йоқатқанлиқи, шәрқий түркистан хәлқи үчүн әң һөрмәтлик һесаблинидиған бузруквар ғоҗини һакимийәттин йирақлаштурғанлиқи шуниңдәк униң йәр беҗи сиясити һәмдә йәттә шәһәр уйғур хәлқи үстидин елип барған бәзи диний түзүмлириниң хәлқниң наразилиқини қозғиғанлиқини көрситиду. Қисқиси апторниң қаришичә, яқупбәгниң әнә шундақ бир қатар йетәрсиз тәрәплири аста-аста йәрлик хәлқниң униңға болған ишәнчисини аҗизлитип қойди.
Муһәммәд имин буғраниң йәкүнлири
Уйғур тарихчиси муһәммәд имин буғраму өзиниң "шәрқий түркистан тарихи"намлиқ китабида яқупбәг қәшқәрийә дөлитиниң уйғур мустәқиллиқ күрәш тарихидики шанлиқ намайәндә болсиму, бирақ яқупбәгниң тоғра ички сиясәт йүргүзәлмәслики шуниңдәк мәнчиң империйисигә қарши уруш қилмай, униң билән сулһи йолини тутушиниң ақивәттә, мәзкур дөләтниң йоқ қилинишиға сәвәб болғанлиқини оттуриға қойған иди.
Рус алими борис майсейевниң йәкүничә, яқупбәг өзиниң мусулманларниң рәһбири болуштәк образидин пайдилинип русийә вә әнгилийә қатарлиқ қудрәтлик дөләтләрниң йәттә шәһәрниң мустәқиллиқини етирап қилишини қолға кәлтүрүшкә тиришти һәм буниңға мәлум дәриҗидә еришип, мәзкур дөләтләр билән сода келишимлири түзди. Шуниң билән бир вақитта йәнә ғәрб әллиридә арисида мәвҗут болған яқупбәг қурған дөләтниң қудрәтлик мусулман дөлити икәнлики һәққидики ойдурмиларму тәң йоқ болди.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (2)
- Сабиқ совет разветкиси уйғурлар диярида (1)
- Бир рус мутәхәссисиниң хитайдики миллий мәсилә һәққидики көз қарашлири
- Шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астидики уйғур мәсилиси
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(4)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(3)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(2)
- Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(1)