Зия сәмиди вә униң шәрқий түркистан инқилабиға аит әсәрлири
2004.12.14

Мәнчиң ханданлиқи уйғур елини бесивалғандин етибарән башланған уйғур миллий азадлиқ күрәшлири, уйғур хәлқиниң әркинликкә , азадлиққа болған интилишлири вә бу йолда бәргән сансизлиған қурбанлирини йорутуп, уни йеңи әвлатларға билдүрүш һәм тарихий тәҗрибә-савақларни йәкүнләп, давамлишиватқан күрәшләрдә пайдилинишқа тапшуруш зия сәмәди, абдурейим өткүр, зордун сабир вә башқа нәччә онлиған уйғур қәләмкәшлириниң өз алдиға қойған муқәддәс вәзиписи болса керәк!
Абдуреһим өткүрниң "ойған земин", зордун сабирниң "ана юрт" қатарлиқ 20-әсир уйғур тарихий прозичилиқиниң юқири пәллисини яратқан әсәрләр қатарида атақлиқ җамаәт әрбаби вә язғучи зия сәмидиниң " майимхан", "йиллар сири" , "ғени батур" вә "әхмәт әпәнди" қатарлиқ йирик әсәрлириниңму бибаһа гөһәр сүпитидә җулалинип туридиғанлиқи уйғур оқурмәнлири тәрипидин аллиқачан муәййәнләштүрүлүп болунған.
Зия сәмиди 30-йилларда драма әсәрлирини йезип, сәһниләштүргән болса, 50-йилларда йәнә "ғериб-сәнәм" драммисини вә 1944-1949-йилиғичә болған миллий азадлиқ инқилаб һәққидики кино повести "или дәряси бойида" ни йезип, уйғур кино синарийичиликиниң асасини турғузған иди.
Әлвәттә, зия сәмиди билән билән абдурейим өткүр вә зордун сабирларниң бесип өткән һаят һәм иҗадийәт мусапилиридә уларниң милләтдашлиқ тәқдиридики ортақлиқлардин башқа йәнә рошән пәрқләр мәвҗут.
Зия сәмиди 30-40-йиллар уйғур тарихий вәқәлириниң бивастә шаһидлиридин болуш билән биргә йәнә 40-50-йиллар уйғур сиясий сәһнисидә мәлум орун тутқан шәхс. У заманиви уйғур әдәбиятида башқиларға қариғанда бурунрақ өз иҗадийитини уйғур миллий азадлиқ күрәш тарихиға беғишлап, бу саһәдә тунҗи романларни мәйданға кәлтүргән язғучи .
Уйғурларниң 20-әсирдә өткән атақлиқ җамаәт вә мәдәнийәт әрбаби, язғучи зия сәмиди 87 йешида алмута шәһиридә вапат болған. Униң тарихий романлири, тарихий драммилири вә башқа әсәрлири уйғур, қазақ, рус, қирғиз, хитай,өзбек вә башқа тилларда елан қилинған.
Зия сәмиди қазақистан хәлқ язғучиси дегән али намға сазавәр болуп, униң уйғур әдәбиятидики орни юқири дәриҗидә муәййәнләштүрүпла қалмастин бәлки, көп милләтлик қазақистанниң атақлиқ әдиблири қатариға тизилған.
Зия сәмидиниң өз иҗадийитиниң асаслиқ қисимини тарихий романчилиққа беғишлишиниң сәвәблири һәққидә тохтилиштин илгири униң қисқичә һаят мусаписи һәққидә баян қилиш муһим болса керәк. Бу мәсилиләрдә мән мәрһум язғучи зия сәмидиниң оғли, қазақистан дөләтлик радио –телевизийә комитети қармиғидики уйғурчә радио программилирини аңлитиш бөлүминиң сабиқ башлиқи, җурналист риза сәмиди әпәнди билән сөһбәтләштим.(Үмидвар)
Шәрқий түркистан җумһурийитигә аит мәлуматлар
- Зия сәмиди –йиллар сири (1)
- Зия сәмиди -йиллар сири (2)
- Шәрқий түркистан миллий армийиси өз-өзини тәминлигән армийә
- Қәһриман миллий армийә хатирилири
- Һәрәмбағ сепилини партилатқан батур билән сөһбәт
- Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уйғур елиға кириштики шәрт һәм сәвәблири
- Мәсүмҗан зулпиқаропниң миллий инқилаб һәққидики баянлири
- Шәрқий түркистан миллий армийиси офитсери сулайман исмайилофни зиярәт
- Миллий азадлиқ инқилабниң партлиши